Ваң лечүәнниң тәхттин чүшүши уйғурларниң тәқдирини өзгәртәләмду?

Үрүмчидә 3 - сентәбир йиңнә санҗиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, алий мәктәп оқуғучилириниму өз ичигә алған 10 миңдин артуқ хитай аһалиси кочиларға чиқип, уйғур аптоном райониниң секретари ваң лечүәнни вәзиписидин истипа беришкә қистиди.
Мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2009.09.14
Wang-Lechuan-Nur-Bekri-Picharlashmaq-305 Ваң лечуән вә нурбәкриниң пичирлишиватқан көрүнүши.
www.nytimes.com Дин елинди. Сүрәт, Ciaro Cortes iv / Reuters ниң.

Ундақта, уйғурлар ваң лечүәнгә қандақ қарайду? ваң лечүәнниң вәзиписидин истипа бериши уйғурларниң сияси,иқтисади вә иҗтимаий һаятиға йеңи өзгиришләр елип келәләмду ?

Уйғурларниң бу һәқтики көз қарашлирини елиш үчүн чәтәлләрдә яшаватқан бир қисим уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Һазир кандида яшаватқан абләт нур әпәнди ваң лечүәнниң тәхттин чүшүши уйғурларниң һаятиға һечқандақ йеңи өзгириш елип кәлмәйдиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: "мәйли ваң лечүән вәзиписидин қалдурулуп, униң орниға башқа бир хитай вәзипигә олтурсун, хитайлардин һакимийитимизни қолимизға алмиғичә бизгә яхшилиқ йоқ. Чүнки, хитайлар оғри һөкмидә, биз өй игиси, һечқачан өйгә бир оғри кирсә, яхши муамилә қилидиған, йәнә бир оғри кирсә яман муамилә қилидиған иш йоқ, оғри һаман оғри."

Һазир явропадики мәлум бир дөләттә яшаватқан бир уйғур зиялиси ваң лечүәнниң вәзипидин қалдурулушиниң уйғурларниң тәқдиригә һечқандақ тәсир көрситәлмәйдиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: "ваң лечүән вәзиписидин қалдурулғандин кейин, мәркәз йәнә униңдинму бәттәр бирини вәзипигә қойиду. Уйғурлар өз тәқдирини өзи һәл қилидиған бир дәвргә келип, өз рәһбәрлирини өзлири сайлап чиқмиғичә уйғурларниң тәқдиридә һечқандақ өзгириш болмайду."

Уйғур аптоном районидики уйғурлар тәрипидин 'йәрлик хақан' дәп атилип келиватқан ваң лечүәнгә болған көз қарашлири һәққидә тохталған абләт нур әпәнди мундақ деди: "ваң лечүән уйғур аптоном районида вәзипә өтигән 14 йил җәрянида 'мән болмисам шинҗаң қолдин кетәтти' дегән идийини тәшвиқ қилишқа урунуп кәлди. У шәрқи түркистан хәлқигә интайин зулум салған залим хитай."
 
Абләт нур әпәндиниң ейтишичә, уйғурлар өз тәқдирини өзлири һәл қилиш үчүн сайлам әркинлики болуши, өз рәһбәрлирини өзлири сайлам чиқалиши керәк икән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.