Вақитлиқ оқутқучилар ишсиз қелиш алдида турмақта


2006.05.01

Йеқинда хитайниң маарип министири ваң шүмин мәмликәт ичидики 448 миң рәсмийләшмигән вақитлиқ оқутқучиларниң һәммисини пат арида хизмәттин чекиндүрүши керәкликини оттуриға қойған. Гәрчә у сөзидә мәзкур қарарниң иҗра қилиниш вақтини ениқ демигән болсиму, бу гәп униң ағзидин чиқиши билән, җәмийәттә қаттиқ ғулғула болуп, кишиләрниң наразилиқини қозғиған.

Рәһимсиз бир қарар

Көплигән кишиләр хитай маарип министирлиқиниң бу қарарини "наһайити рәһимсиз бир қарар" дәп тәкитләп, йиллардин буян һөкүмәтниң йеза маарипиға салған мәблиғи әзәлдин наһайити аз болуп кәлгән иди, шуңа йеза оқутқучилириму интайин кәм. Мушундақ шараит астида, вақитлиқ оқутқучилар өз мәнпәәтини бир чәткә қайрип қоюп, йеза маарипи үчүн бир өмүр дегидәк пидакарлиқ билән җапалиқ ишлигән. Улар айлиқ мааши рәсмийләшкән оқутқучиларниңкидин нәччә һәссә төвән болсиму,йәнила ирадисидин ваз кәчмәй өз һаятини оқуғучи тәрбийиләш хизмитигә беғишлиған. Мана әнди һөкүмәт йеза маарипиға көпләп мәбләғ селиши керәк, йеза маарипини һәқсиз қилиш керәк дәп тәкитләватқан бир пәйттә, уларниң йәнә мәзкур районларда ишләватқан вақитлиқ оқутқучиларни пүтүнләй чекиндүрүш керәк дегәнлики наһайити йүзсизлик қилғанлиқ " дәп наразилиқ билдүргән.

Берилидиған һәқ төвән

Мунасивәтлик материялларда көрситилишичә, мәйли хитай өлкилиридики йеза мәктәплиридә болсун яки уйғур елидики йеза мәктәплиридә болсун, вакаләт дәрс бериватқан оқутқучиларниң хизмәт шараити интайин җапалиқ һәмдә уларниң һәр айда еливатқан мааши интайин төвән болуп кәлгән. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған қәшқәр райониниң мәлум бир йезисида 35 йил оқутуш хизмити билән шуғулланған бир оқутқучи өзиниң мәзкур йезида 20 нәччә йил хәлқ оқутқучиси йәни вақитлиқ оқутқучи болуп ишлигәнликини һәмдә әң дәсләптә ейиға 8 йүән, әң юқири болғанда ейиға 45 йүән елип ишлигәнликини мәлум қилған.

Зияритимизни қобул қилған бу оқутқучиниң билдүрүшичә, мәзкур йезида һазирниң өзидиму нурғун оттура техником пүттүргән вақитлиқ оқутқучилар болуп, уларниң көпинчиси синип мудири болуп ишләш билән бир вақитта һәптисигә 18 саәттин 22 саәткичә дәрс беридикән. Гәрчә улар рәсмийләшкән оқутқучиларға охшаш җапалиқ ишлигән болсиму, һәр айда алидиған мааши аран 240 йүән икән. Уларниң нурғунлириниң турмуш әһвали интайин қийинчилиқта икән.

Вақитлиқ оқутқучиларни иштин бошитишқа болған наразилиқ

Хитай маарип министири ваң шүминниң 448 миң вақитлиқ оқутқучини пүтүнләй иштин бошитиш керәк дегән сөзи пуқраларниң наразилиқини қозғаш билән бир вақитта, мәмликәт ичидики мәтбуатларниңму диққитини қозғиған.

Мәтбуат мухбирлири хитай маарип министири ваң шүминдин "шу қәдәр көп сандики вақитлиқ оқутқучилар бирдинла хизмәттин һайдалса, уларниң бундин кейинки турмушиға вә шундақла һоқуқ мәнпәәтигә қандақ капаләтлик қилиш керәк" дәп сориғинида, маарип министири болған ваң шүмин "вақитлиқ оқутқучилар һечқачан қанунлуқ йоллар арқилиқ рәсмийәт беҗирмигән. Улар мәктәп орунлириға берип ишләштә, мунасивәтлик һөкүмәт орунлириниң рухситисиз йәни қанунсиз һалда иш беҗиргән" дәп җаваб бәргән.

Ваң шүминниң мухбирларға бәргән бу җаваби кишиләрни қаттиқ ғәзәпләндүргән. Хитайниң шинхуа тор бетидә " әгәр ваң шүминниң дегинидәк болғанда, йиллардин буян миңлиған алий мәктәп оқуғучилирини тәрбийәләп чиқиватқан йезилардики рәсмийләшмигән вақитлиқ оқутқучиларниң һәммиси қанунға хилаплиқ қилғучилар болуп һесаблинамдикән ?! бу бәкму йүзсизликқу ! бир маарип министириниң ағзидин бундақ гәпниң чиқишиға пәқәтла ишәнгүмиз кәлмәйду" дегәндәк наразилиқ пикирләр оттуриға қоюлған.

Бир қисим тордашлар ваң шүминниң дегәнлиригә қаттиқ наразилиқ билдүрүп" маарип министирлиқи тарихни һөрмәт қилиши керәк, әң җапалиқ вақитларда 'хәлқ оқутқучиси' дегән шәрәплик нам билән бикарниң орнида қулдәк ишлитип, әнди шараит сәл яхшилашқанда һәммини бирдинла инкар қилиш бәкму адаләтсизлик бир иш. Маарип министирлиқи тарихни һөрмәт қилиш билән бир вақитта йәнә, әмәлий әһвалларниму көздә тутуши керәк. Әгәр 400 миңдин артуқ оқутқучини бу хил адди усул билән бирдинла иштин бошитивәтсә, бу иш пәқәт маарип саһәсигила тәсир йәткүзүп қалмай бәлки җәмийәттә зор муқимсизлиқ кәлтүрүп чиқириду" дәп көрсәтмәктә.

Узун йил маарип саһәсидә ишлигән сидиқ һаҗи әпәнди өзиниң вәтәндики чеғида бир мәзгил вақитлиқ оқутқучи болуп ишлигәнликини әсләш билән бир вақитта, хитай маарип менистири ваң шүминниң 448 миң вақитлиқ оқутқучини пүтүнләй иштин бошитиш керәк дегән сөзигә қаттиқ наразилиқ билдүрди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.