'Һалал вә һарам' намлиқ китаб нәширдин чиқти
Йеқинқи заман тарихида уйғур елидә башланған йеңи исламий ойғиниш һәрикитиниң асас салғучилиридин бири болған, уйғур пәрзәнтлириниң пакистан, сәуди әрәбистани вә мисир қатарлиқ ислам мәмликәтлиридики али билим юртлирида илим тәһсил қилиш йолини ачқан, атақлиқ диний алим, мәшһур җамаәт әрбаби мәрһум муһәммәд абдулла мәхсум һаҗимниң оғли вәтәнпәрвәр яш алим абдуҗелил туран әпәндиниң тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин "ислам динидики һалал - һарам, мусулманлар үчүн чәкләнгән ишлар " намлиқ әсәр нәширдин чиқти.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.12.25
Абдуҗелил туран әпәнди, uygurlar.net Вә uyghurweb.net Қатарлиқ уйғурчә торларниң саһиби, тәклимакан уйғур нәшриятиниң қурғучиси болуп, у оқушини аввал дадисида, андин пакистан вә мисирларда тамамлиғандин кейин һаятини миллитигә хизмәт қилиш йолиға атап келиватқан болуп, һазирғичә җәми 70 парчидин көпрәк китаб нәшир қилип вәтән ичи вә сиртидики уйғур пәрзәнтлиригә тарқатқан.
Абдуҗелил туран әпәнди бизниң бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.
Абдуҗелил туран әпәнди билән сөһбәт
Абдуҗелил туран әпәнди мәзкур китабни тонуштуруп мундақ деди: " "ислам динидики һалал - һарам, мусулманлар үчүн чәкләнгән ишлар" намлиқ бу әсәр нәширдин чиқти. Бу уйғурлар арисида тонулуп кәлгән, " исламдики аилә түзүми, ислам әқидилири, намаз, закат, роза қатарлиқ китабларниң аптори тәрипидин йезилған әсәр болуп, бу униң ән ахирқи әсири һесаблиниду, бу китабни кәң уйғурларға тарқаттуқ."
Бу китабниң алаһидилики
Абдуҗелил туран әпәнди мәзкур китабниң алаһидилики һәққидә мундақ деди:" бу китабниң хели көп алаһидиликлири бар. Мән икки муһим алаһидиликини ейтип берәй, биринчидин чәтәлләрдә оқуватқанларниң язғанлириға селиштурғанда, бу китабниң тили наһайити яхши, апторниң башқа китаблириниңму тили яхши әмма бу китабниң тили алаһидә яхши чиққан. Иккинчидин бу китаб чүшинишлик, һәрким чүшинәләйдиған, уйғур тил қаидисигә мувапиқ болған дәлил испатларни аз кәлтүрүп ихчам һазирланған."
Бу китабниң силавянчиси йеқинда нәширдин чиқиду
Абдуҗелил туран әпәнди мәзкур китабниң йеқинда силавянчи нусхисиниңму нәширдин чиқидиғанлиқи һәққидә мундақ деди:" биз 2000 - йиллардин бурун бир қанчә парчә силавянчә китаб чиқарған болсақму, оттура асияға әвәтиш ишиниң қийинлиқидин қайта чиқармиған идуқ. Әмди бу китабниң муһимлиқиға қарап, бу китабни нуқтилиқ бир китаб дәп санап униң силавянчи нусхисиниму нәшир қилишни ойлаштуқ. Уни нәшир қилип қазақистан вә қирғизистанларға, шундақла явропадики уйғур достларға әвәтип беримиз.
Явропадики уйғурларниңму диний китабларға еһтияҗи көп
Абдуҗелил туран әпәнди явропада яшайдиған уйғурларниң диний китапларға еһтияҗлиқ икәнлики һәққидә мундақ деди:" уйғурларниң тәләплири бар. Чүнки явропадики уйғурларниң саниниң көпийишигә әгишип, уларниң диний китапларға болған еһтияҗи күндин күнгә ашмақта. Уларму өзлириниң диний етиқадини сақлап қелиш йолида диний китапларға зор еһтияҗлиқ болмақта."