Хәймин базиридики намайишта оттура мәктәп оқуғучилириму тутқун қилинди

Гуаңдуң өлкиси хәймин базирида бүгүнгичә давамлишиватқан, от електр истансиси қурулушиға наразилиқ билдүрүш намайишида көплигән оттура мәктәп оқуғучилири тутқун қилинған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.12.22
guangdong-xeymen-namayish-305.jpg Гуаңдуң хәймин кочилирини тосуп турған сақчилар. 2011-Йили 21-декабир
AFP

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, гуаңдуң хәймин базиридики пуқралардин нәччә миң киши, пәйшәнбә күни хәймин базиридики юқири сүрәтлик ташйолниң йол һәққи елиш еғизиға топлишивелип, наразилиқ намайишини давамлаштурған. Сақчилар өйму-өй ахтуруп намайиш қатнашчилирини тутқун қиливатқан болуп, хәймин базири вәзийити пәйшәнбә күни техиму җиддийләшкән.

Ютуп тор бекитигә қоюлған хәймин пуқралириниң пәйшәнбә күнидики намайиш һәққидики нәқ мәйдан филимидики көрүнүшләрдә, қораллиқ сақчиларниң кочида қоғлап йүрүп адәм тутуватқанлиқи, таяқ йәватқан яш оқуғучиларниң “сақчилар бизни уруватиду”, “сақчилар адәм тутуватиду”, “адәмләрни қоюп бериңлар” дегән авазлири бар болуп, қол телефон арқилиқ тартилған бу көрүнүшләрдә таяқ зәрбисидин беши йерилған, қоли яриланған яш оқуғучиларни сақчилар бесип бағлаватқан көрүнүшләр әкс әткән.

Хәймин базиридики пуқраларниң радиомиз мухбириға билдүрүшичә, пәйшәнбә күни әтигән тәхминән 2000 дин артуқ киши,хәймин базиридики юқири сүрәтлик ташйолниң йол һәққи елиш понкитиға топлашқанда, намайишчиларни бастуруп, адәм тутуш үчүн кәлгән сақчилар билән тоқунуш йүз бәргән. Шу җайдики пуқраларниң билдүрүшичә, сақчилар топлишивалған намайишчиларни тарқитиветиш үчүн көздин яш аққузуш бомбиси атқан. Намайишчи амма тарқилишни рәт қилғандин кейин, сақчилар намайиш мәйданиға бөсүп кирип, ток калтәклири билән намайишчиларни уруп, адәм тутушқа башлиған.

Радиомиз зияритини қобул қилған сүн әпәндиниң билдүрүшичә, сақчилар тутқун қилғанларниң зор көпчилики яш балилар болуп, уларниң ичидә 15 яшқа кирмигән оттура мәктәп оқуғучилири хели көп икән. Сақчилардин таяқ йәп яриланғанлар болса пәйшәнбә күни кәчкичә 300дин ашқан.

Сүн әпәнди пәйшәнбә күни чүштин кейин, саәт 5 ләр әтрапида өз көзи билән көргән мәнзирини тәсвирләп мундақ дәйду.
“бүгүн пәйшәнбә күни базарда сода тохтиди. Һәтта газ қачилаш понкитлириму ечилмапту. Базарни пүтүнләй қораллиқ сақчилар қоршивапту. Сақчи аптомобиллири һәм от өчүрүш аптомобиллири базарда чирқирап йүриду. Мән аптомобил һәйдәп кетип берип, қораллиқ әскәрләрниң юқири сүрәтлик ташйолниң пул елиш орнини қоршивалғанлиқини көрдүм. Чүштин кейин, сақчилар көздин яш аққузуш бомбиси атқан чағда мән кочида аптомобил һәйдәп кетип бараттим. Мән йәнә сақчиларниң қечип кетип барған яш оқуғучиларни уруватқан мәнзирини көрдүм. Башқилардин аңлишимчә, һазирму сақчилар базарни қамал қилип, адәм тутушни давамлаштуруветипту. Тутқун қилинғанларниң ичидә 15 яшқиму кирмигән оттура мәктәп оқуғучилири бар икән.”

Радиомиз мухбири базардики оттура мәктәпләрдин әһвал игиләш үчүн телефон қилғинида, телефонни алған мәктәп даирилири өзлириниң алдирашлиқини баһанә қилип, мухбирниң зияритини қобул қилишни рәт қилди.

Хитайдики бәйду қатарлиқ аммиви тор бекәтлиридики шәхсләрниң блогидики учурлардин мәлум болушичә, хәймин базирида бирнәччә күндин буян давамлишиватқан пуқраларниң қаршилиқ көрситиш һәрикитидә аз дегәндә 5-6 киши сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлгән. Әмма, радиомиз телефонини алған хәймин базиридики һөкүмәт даирилири мухбирларниң зияритини қобул қилишни рәт қилғини үчүн, һазирғичә хәлқара мәтбуатлар хәвәрлиридә бу қетим гуаңдуң хәйминдә йүз бәргән намайишта, адәм өлүш вәқәсиниң йүз бәргәнлики хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин етирап қилинғанлиқи һәққидә ениқ мәлумат берилмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.