Хитайниң " шинҗаң хизмити" тоғрисидики орунлаштурушиниң һәқиқий нишани немә?
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.07.29
2010.07.29

AFP Photo
Хитай һөкүмити бу йил - 5 айда ечилған хитай компартийиси шинҗаң уйғур аптоном районлуқ - 7 нөвәтлик комитети - 9 омумий йиғинида 2020 - йилиға барғанда уйғур елидә мутләқ намратлиқ әһвалини асасий җәһәттин түгитидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән иди.
Буниңға мас һалда хитай һөкүмити " шинҗаңни муқимлаштуруш, вә гүлләндүрүш, хәлқни бейитип чеграни мустәһкәмләш " истиратегийиси бойичә, уйғур елидә хәлқ турмушини яхшилашни муһим нуқта қилған, ишқа орунлаштуруш вә иҗтимаий капаләт системисини өз ичигә алған саһәләр бойичә тәдбирләрни қолланмақта шундақла бу җәһәттә елип бериватқан бир қатар орунлаштурушлирини " хәлқ турмушиға әһмийәт бәргәндила әл райини муҗәссәмләштүргили болиду" дәп изаһлимақта вә буниң нишани уйғур елидики "һәр милләт хәлқини уйғур елидики ислаһат һәм тәрәққиятниң нәтиҗилиридин һәқиқий бәһриман қилиш" дәп көрсәтмәктә.
Хитайниң уйғур елидики тәшвиқат васитилириниң бәзилири хитайниң уйғур елидә хәлқ турмушини өстүрүш җәһәттә саһәләр бойичә түрлүк тәдбирләрни қоллинишни, "уйғур елидики чоңқур қатламларда һәл болмиған мәсилиләрниң һәл қилинишида үмид пәйда болди" дәп көптүрсә, бәзилири йәнә " һәл болушқа тегишлик муһим тәхирсиз мәсилиләр һәл болупла қалмастин, хәлқниң ишәнчисини ашурди, хәлқниң қәлбини муҗәссәмләштүрди" демәктә.
Һалбуки көзәтчиләр, бир қисим уйғур зиялийлар шундақла уйғур паалийәтчиләр болса, - 5 июл вәқәсидин кейин арқа - арқидин уйғур елидә йолға қоюватқан бу хил һалқима тәрәққият тәдбирлириниң әсли мәқситиниң көрүнүштикидәк анчә гүзәл әмәсликини, бу сиясәтләр арқилиқ хитайниң йәтмәкчи болған нишани билән уйғур хәлқиниң мәнпәәти оттурисида өткүр тоқунуш барлиқини мулаһизә қилмақта.
Бу һәқтә алди билән вашингтонда паалийәт қиливатқан уйғур паалийәтчилиридин елшат әпәндиниң көз қаршлирини аңлидуқ.
Америкидики уйғур алим доктор әркин сидиқ әпәнди болса, хитайниң нөвәттә уйғур елигә қиливатқан туюқсиз ғәмхорлуқлириниң тегидики шумлуқларни ашкарилиди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит болса, хитайниң - 5 июл вәқәсидин кейин уйғур елидә йүргүзүватқан барлиқ сиясәтлирини әмәлийәттә "уйғурларни бастуруш җинайәтлириниң хәлқараға йәниму паш болушиға қарши қолланған көз боямчилиқ вә уйғурлардин һүркүп кәткән хитайларни уйғур елигә келишкә риғбәтләндүрүш "ни мәқсәт қилған дәп көрсәтти.
Хитай һөкүмитиниң," шинҗаңниң муқимлиқи,узақ муддәтлик әмнлики үчүн үнүмлүк тәдбир "дәп тәрипләватқан хәлқ турмуши қурулуши пиланлириниң һәқиқий нишани вә буниң уйғур хәлқиниң мәнпәәти оттурисидики тоқунуш һәққидә бир қисим уйғурларниң көз қарашлирини аңлидиңлар.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.