5 ‏- Июл үрүмчи вәқәсигә аит көргәзмә нәтиҗә көрситәләмду?

Уйғур аптонум районлуқ хәлқара көргәзмә мәркизидә 5" ‏- июл үрүмчи вәқәси" гә аит 400 парчидин артуқ сүрәт көрүнүшләр көргәзмә қилинған болуп, хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур дияриға тәйинлигән секритари ваң лечүән, сүрәттә әкс әттүрүлгән вәқәликләрниң, чегра ичи ‏- сиртидики дүшмән күчләрниң пиланлиқ орунлаштуруши нәтиҗисидә мәйданға кәлгән вә бу кәң хәлқ аммиси үчүн еғир зиянкәшликләрни пәйда қилған 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий маһийити икәнликини билдүргән.
Мухбиримиз әқидә
2009.08.10
Xitay-qoralliq-saqchi-urumqi-kocha-305 Бүгүн, 13 - ийул, үрүмчидә 2 уйғурни етип өлтүргән вә бирини йариландурған нәқ мәйданни сақлап турған 2 хитай сақчиси.
AFP Photo

Ваң лечүән сөзидә йәнә, 26 ‏- июн йүз бәргән шавгүән вәқәсини адәттики бир җәмийәт аманлиқ вәқәси дәп көрситип, рабийә қадир ханим вә у йетәкчилик қиливатқан дуня уйғур қурултийини шавгүәндә йүз бәргән вәқәни көптүрүп, миллий өчмәнликни улғайтиш арқилиқ ахири бу ечинишлиқ вәқәни садир қилғанлиқини тәкитлигән.

Бирақ, мәркизи милләтләр иниститутиниң профессори мүстәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди 26 ‏- июн шавгүән вәқәси тоғрисида мулаһизә йүргүзүп, мәзкүр вәқәни 1949 ‏- йилидин бери җуңгода йүз бәргән бир қетимлиқ миллий өчмәнлик характерини алған еғир " ирқий қатиллиқ " дәп аташни мувапиқ көргәнликини баян қилған.

Илһам тохти әпәнди, һөкүмәтниң уйғур әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштуруш сияситиниң наһайити хата икәнликини йорутуш үчүн, " есиңларни йиғивилиңлар, шавгүәнлик хәнзулар өзиниң уйғур әмгәк күчлиригә қарита елип барған ерқий кәмситиш, ерқий зораванлиқ, ерқий қирғинчилиқлири арқилиқ силәргә җаваб бәрди. Йәнә шу хата сиясәт пиланиңлар давамлишидиған болса, һакимдар милләт хәнзуларниң қаттиқ қаршилиқиға учрайдиғанлиқиңлар ениқ испатланди. Улар уйғурларға охшаш қойдәк юваш әмәс" дегән иди.

Бу һәқтә алдин йәкүн чиқарған илһам тохти әпәнди, шавгүәндә йүз бәргән вәқә әгәр шинҗаңда болған болса қандақ болған болатти? әгәр шинҗаңда уйғурлар хәнзуларни урған болса қандақ болатти? дегән соалларни оттуриға қоюп, миңлиған уйғур әмәс, бир нәччә яки он уйғур йиғилип намайиш қилған болса яки наразилиқ паалийити елип барған болса, һөкүмәт толуқ қоралланған һәрбийләрни ишқа салған, вәқәгә қатнашқан ‏- қатнашмиқан нурғунлиған уйғурлар, уларниң туғқанлири вә дост ‏- бурадәрлири тутқун қилинип түрмигә ташланған, бир қисим уйғурлар террорчи, бөлгүнчи, радикал исламчи дегән қалпақлар билән етилған болатти дәп көрсәтти.

Мүстәқил хитай язғучиси, милләтләр мәсилиси бойичә мүтәхәссиис ваң лишйүң әпәнди, хитай һөкүмитиниң 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси чегра сиртидики үч хил күчләр тәрипидин пиланланған дегән мәсилә һәққидә тохтилип, шинҗаңда бу вәқә йүз бериштин бир йил илгири тибәттә вәқә йүз бәрди, бир йил ичидә арқа ‏- арқидин вәқә йүз беришиниң өзи һөкүмәт йолға қоюватқан миллий сиясәттә мәсилә барлиқиниң очуқ ипадиси дәп, вәқәни башқилардин көрүшниң мәнтиқисиз икәнликини тәкитлиди.

Америкидики уйғур сиясий паалийәтчи адвокат нури түркәл әпәнди, 5 " ‏- июл үрүмчи вәқәси" ни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийи пиланлиған дегән мәсилә тоғрисида мулаһизә йүргүзүп, хитай һөкөмитиниң әзәлдин буян өзлири йолға қоюватқан хата сиясәтни йошуруш үчүн, мәсулийәтни башқиларға артип қоюш тактикиси ойнап келиватқанлиқини ейтти.

Ваң лечүән сөзидә, шинҗаңдики һәр милләт аммисиниң 5" ‏- июл үрүмчи вәқәси" дин кейин дүшмән күчләргә тақабил туруш күчи, өз ‏- ара иттипақлиқи техиму күчәйди, бу вәқә шинҗаңниң тәрәққиятиға һечқандақ тәсир көрситәлмәйду дегән, әмма радиомизға кәлгән ишәнчлик учурларға асасланғанда, нөвәттә уйғурлар хитайлар олтурақлашқан районға, хитайлар уйғурлар олтурақлашқан районға баралмайдиған һаләткә йәткән болуп, бир хитай уйғур қошнисиға наһайити очуқ қилип, " илгири уйғурлар бөрә, биз қой идуқ, әмди биз бөрә, уйғурлар қойға айланди, биз ғайәт зор һәрбий күчкә игә бир милләт биз, уйғурлар пәқәт қойдәк яшиса һаят қалиду, болмиса өлиду" дегән.

" Үрүмчи вәқәси" тоғрисидики көргәзмә вә хитай пуқралириниң уйғурларға очуқ - ашкара тәһдит селиш қилмишлиридин уйғурларниң қатму -қат бесим астида яшаватқанлиқини билдүргән адвокат нури әпәнди, хитайниң уйғурларға қаратқан бастурмичилиқ сияситини йүксәлдүрүш үчүн сахта тәшвиқат вастлирини ишқа салидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.