Хитай б д т йиғинида йәнә “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатини тилға алди
2012.10.03
Бу қетимқи йиғин таки 10-айниң 2-күнигә қәдәр давамлашти. Йиғинға 120 нәччә дөләтниң президенти, ташқи ишлар министирлири қатарлиқ юқири дәриҗилик әмәлдарлар қатнашқан болуп, йиғинниң ечилиш мурасимида бу нөвәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң рәиси җәмич билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи бан кмон қатарлиқлар айрим-айрим ечилиш нутқи сөзләш билән биргә, бу қетимқи йиғинда алаһидә музакирә қилинидиған бәзи ишлар һәққидә алдин бешарәт берип өткән. Униң нутқидики мәтбуатларниң диққитини һәммидин бәк тартқан нуқта йәни террорлуққа бирликтә қарши туруш, истратегийилик һәмкарлиқ, террорниң мәнбәлирини вә келиш йоллирини тосуветиш вә шундақла дуня тинчлиқини әмәлгә ашуруш қатарлиқ бир қатар мәсилиләр һәққидә тохталған. Бу қетимқи бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиғиниға хитайниң ташқи ишлар министири яң җиечи башчилиқидики өмәк қатнашқан. Йиғин өзиниң күн тәртипи бойичә 9-айниң 24-күни, 67-нөвәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилати йиғининиң “дөләт ичи вә хәлқарада қанун арқилиқ идарә қилиш” алий дәриҗиликләр йиғини ачқан. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи бан кмон билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати йиғининиң бу нөвәтлик рәиси җәмич йиғинда һәрқайси әлләрниң қанун арқилиқ идарә қилиш асасидики хәлқара тәртипни қоғдишини мураҗиәт қилған.
Бан кмон сөзидә мундақ дегән:
-Қанун арқилиқ идарә қилишни күчәйтиш һәр бир дөләтниң мәнпәити үчүн болуп, һәр бир кишиниң мәнпәитигә уйғун келиду. Қанун арқилиқ идарә қилиш хәлқара чоң аилидики һәр бир дөләтниң асаси. У шундақла һәр қайси әлләрниң қанун арқилиқ идарә қилишни вә адиллиқни күчәйтишини тәләп қилған. Хәлқара тәртипни қанун арқилиқ қоғдашни мураҗиәт қилған.
Хитай һөкүмити бу қетимқи йиғинға өзиниң бир қатар тәклип лайиһилирини оттуриға қойған болуп, хитай һөкүмитиниң асаслиқ қойған тәклип лайиһиси:
- Б д т ниң роһи
- Б д т ниң бәзи қанунлириға түзитиш киргүзүш вә бәзилирини қайта түзәш
- Сиясий вә бихәтәрлик мәсилилири
- Террорлуққа қарши туруш
- Корийә йерим арили мәсилиси
- Бирма мәсилиси
- Афғанистан мәсилиси
Иранниң атом енергийә мәсилиси қатарлиқ бир йүрүш сиясий мәсилиләр вә ундин башқа муһит асраш, йемәклик бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләр болуп, бу лайиһидики нурғун мәсилиләр йеңи мәсилиләр вә өзгәргән мәсилиләр болсиму, лекин хитай дөлитиниң бу лайиһисидә пәқәтла өзгәрмәй келиватқини,11-сентәбир вәқәсидин кейин изчил түрдә өзини террорлуқниң қурбани дәп көрситип келиватқанлиқидин ибарәттур. Йәни хитай һөкүмитиниң бу қетимқи лайиһисиниң төтинчи маддисида өзиниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатиниң һуҗумиға учраватқанлиқи вә униңдин башқа шәрқий түркистан тәшкилатлириниң һуҗумиға учриғанлиқини көрситип, террорлуққа дуня хәлқи билән бирликтә қарши турушқа тәйяр икәнликини билдүргән.
Биз бу мунасивәт билән йеқиндила америка, германийиләрдә өзиниң илмий тәтқиқатини елип берип, японийигә қайтип кәлгән кагошима хәлқара университети учур-алақә факултетиниң мудири профессор доктор нишиһара әпәнди билән сөһбәттә болдуқ.
Профессор доктор нишиһара әпәнди бу һәқтә өзиниң қарашлирини баян қилип мундақ деди:
- 9-Айниң 18-күнидин башланған, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 67-нөвәтлик йиғинида, хитай һөкүмитиниң “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатиниң һуҗумиға учраватқанлиқини,униңдин башқа шәрқий түркистан террорлуқ тәшкилатларниңму һуҗуминиң барлиқини оттуриға қоюш билән биргә, өзиниң дуня хәлқи билән террорлуққа қарши туруштин ибарәт бу лайиһини оттуриға қоюши наһайитиму яхши иш. Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ паалийити билән террорлуқни пәрқләндүрүши керәк. Болупму, уйғурларниң ледири рабийә қадир башчилиқидики уйғурларниң кишилик һоқуқ һәрикити билән шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатини пәрқләндүрүши керәк. Шәрқий түркистандики мусулманларниң һәммиси террорчи әмәс, у йәрдики кишилик һоқуқ паалийити һәргиз террорлуқ һәрикәткә ятмайду. Хәлқара җәмийәт хитай һөкүмитини террор билән кишилик һоқуқ паалийәтлирини пәрқләндүрүп муамилә қилишқа дәвәт қилиду.