Хитай даирилири бөлгүнчилик идийилириниң оқутқучи - оқуғучилар арисиға сиңип киришидин әндишә қилмақта

Уйғур елидин игилигән учурларға асасланғанда, йеқиндин буян хитай даирилири уйғур елиниң барлиқ җайлири, барлиқ саһәлири буйичә сиясий өгинишни күчәйтип, нуқтилиқ һалда бөлгүнчиликкә қарши тәрбийә елип бериватқан болуп, һәтта әмдила йеңи оқуш мәвсүмини башлиған башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучилириму бу хил идеологийә саһәсидики өгинишләргә орунлаштурулмақта икән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qosh-til-xoten-mektep-305 Уйғур елиниң хотән вилайитидики мәлум бир қош - тил мәктипиниң оқуғучилири.
AFP Photo

Хитайниң уйғур елигә қойған партком секритари ваң лечуән өткән һәптә "пәқәт яш өсмүрләргә қарита бөлгүнчиликкә қарши тәрбийини тохтатмай күчәйткәндила, шинҗаңниң муқимлиқиға, дөләтниң бихәтәрликигә капаләтлик қилғили болиду" дәп көрсәткән иди.

Униңдин кейинла хитай һөкүмитиниң уйғур елидики учур вастилирида бу баянларға мас һалда уйғур елидә үч хил күчләргә қарши туруш сиясий тәрбийисиниң нуқтилиқ һалда маарип саһәсини өз ичигә алған барлиқ саһәләрдә йәниму күчлүк сиясий өгиниш долқуни һасил қилғанлиқи мәлум.

Бүгүнки үрүмчи маарип хәвәрлиридин ашкарилинишичә, хитай, уйғур бирләшмә мәктәплиридин үрүмчи шәһәрлик 16 - оттура мәктәптә 23 - сентәбир күни пүтүн оқутқучи ‏ - оқуғучиларға бирликтә чоң йиғин ечип, һәр қайси йиллиқлардики уйғур вә хитай синиплиридики барлиқ оқуғучилар өз ‏ - ара қол тутушуш келишимнамисиға имза қойған. Хәвәрдә дейилишичә, бу паалийәт мәзкур мәктәптә 9 - қетим өткүзүлүши болуп, бу уйғур вә хитай оқуғучи - оқутқучиларниң иттипақлишип бир нийәт, бир мәқсәттә җуңгониң пүтүнликини қоғдаш, миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш сиясий идийисини мустәһкәмләш вә шу арқилиқ мәктәптики һәр милләт оқутқучи - оқуғучилар арисидики мунасивәтни күчәйтип мустәһкәм мәктәп роһини яритишни мәқсәт қилған икән.

Уйғур елигә қаратқан зиярәтлиримиздин мәлум болдики, бу хилдики сиясий паалийәт һәм мәхсус идеологийә саһәси буйичә өгиниш, болупму миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш тәлим ‏ - тәрбийилири уйғур елидики барлиқ башланғуч, оттура мәктәпләрдә йәниму күчәйтип елип берилмақта икән.

Хитайниң сиясий бесими әзәлдинла еғир болуп келиватқан шаяр наһийисиниң бир уйғур башланғуч мәктипигә телефон қилғинимизда, қарши тәрәп қисқиғина җаваб қайтурған болсиму, әмма наһийә, йеза башланғуч мәктәплириниңму бу йеңи сиясий өгиниш долқуниға учриғанлиқи мәлум болди:

Биз йәнә қәшқәрдики мәлум уйғур оттура мәктипидин мәлумат игиләшкә тириштуқ, рамизан мәзгилидики аманлиқ сақлаш кечилик нөвәтчиликкә қоюлған бир пешқәдәм оқутқучи бу һәқтә сориған соаллиримизға җаваб бәрди.

Уйғур ели тинчлиқ ториниң яш өсмүрләрниң бөлгүнчиликкә қарши тәрбийисини чиң тутуш керәк дегән темида, йеқинда елан қилған хәвиридә көрситишичә, йеқинқи бир мәзгилдин буян дөләт ичи һәм сиртидики үч хил күчләр, миллий кадирлар һәмдә маарип саһәсигә сиңип киришкә урунуватқан болуп,бәзибир бөлгүнчи тәшкилатлар болупму "ислам азадлиқ партийиси" яш өсмүрләргә очуқ ‏ - ашкара һалда уйғур аптоном райониниң муқимлиқиға тәсир йәткүзидиған тәшвиқатлар елип берип бир қисим идийиси мустәһкәм болмиған оқутқучи ‏ - оқуғучилар арисида сиясий идийә җәһәттә давалғуш пәйда қилған икән.

Хәвәрдә йәнә " буниңдин маарип саһәсиниң муқимлиқ вәзийитиниң җиддийликини, бир қисим оқутқучи ‏ - оқуғучилиримизниң сиясий мәйданиниң техи йәнила муқим әмәсликини көрүвалғили болиду. Шуниң үчүн уйғур ели маарип саһәсидә, болупму башланғуч һәм оттура мәктәп оқутқучи ‏ - оқуғучилириға миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш, милләтләр иттипақлиқини қоғдаш, вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини күчәйтиш интайин зөрүр " дейилгән болуп даириләр үч хил күчләрниң маарип саһәсидики оқутқучи ‏ - оқуғучилар арисиға сиңип киришиниң алдини елиш үчүн бу саһәдә муқимлиққа тәсир йәткүзидиған аҗиз нуқтиларни қоймай тазилап оқутқучиларниң һәмдә яш өсмүрләрдә үч хил күчләргә қарши еңини үстүрүш тәрбийисини күчәйтип елип беришини тәкитлигән.

Хәвәрдин ашкарилинишичә, даириләр бөлгүнчилик идийилириниң маарип саһәсигә һуҗум қилиши, сиңип киришиниң алдини елиш тәдбирлириниму бекиткән болуп, хитай һөкүмитиниң бу һәқтики йолйоруқида" алди билән оқутқучи ‏ - оқуғучиларға бөлгүнчиликкә қарши сиясий тәрбийә билән маслаштуруп шинҗаңниң тарихи қатарлиқ дәрсләрни, яш өсмүрләргә, маркисизм тәрбийиси, вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси қатарлиқларни өз ичигә алған сиясий идийиви әхлақ дәрслики буйичә тәлим берип, үч хил күчләргә қарши тәнқидләш, паш қилиш, үч хил күчләрниң мәктәпкә, дәрисханиларға суқунуп киришиниң алдини қаттиқ тосуп, оқуғучиларниң сиясий идийисидә полат сепил һасил қилғандила шинҗаңниң кәлгүси үчүн ярамлиқ вә ишәнчилик әвлатлирини йетиштүргили болиду," дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.