Нюйорктики кишилик һоқуқ тәтқиқатчиси хе чиңлйән уйғур вәзийити һәққидә тохталди

"5 - Июл үрүмчи вәқәси"ниң партлаш сәвәби һәм уйғур елиниң һазирқи вәзийити һәққидә, нюйорктики хитай кишилик һоқуқ җәмийитиниң тәтқиқатчиси хе чиңлйән ханим зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини баян қилип өтти.
Мухбиримиз миһрибан
2009.08.04
Uyghurni-kalteklewatqan-korunush-305 Сүрәттә, 7 - йул күни үрүмчидики калтәк чомақ көтүргән хитайлардин бир топи, бир йалғуз уйғурни калтәкләватқан көрүнүшни франсийә агентлиқиниң мухбирлири видио вә сүрәткә тартивалған.
AFP Photo

Хе чиңлйән ханим алди билән "үрүмчи вәқәси"ниң партлаш сәвәби һәққидә тохтилип мундақ деди: "мениңчә "5 - июл вәқәси" әмәлийәттә хитай коммунист һакимийити билән уйғур хәлқиниң узун йиллардин буянқи зиддийитиниң ашкара мәйданға чиқиши. Буниң йилтизи йәнила хитай коммунист һакимийитиниң аз санлиқ милләтләр сияситидики тәңсизликидур. Чүнки хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләр сияситидә көрүнүштә етибар бериш асаси орунда турғандәк қилсиму, әмәлийәттә уйғур қатарлиқ милләтләргә нисбәтән байлиқлирини булаң - талаң қилиши, хитай өлкилиридин көпләп хитай көчмәнлирини йөткәш арқилиқ, йәрлик уйғурларниң яшаш муһитини тарлаштуруши, уйғурларни өз юртида ишсизлиқ, намратлиқ һалитидә қойғанлиқи, уйғурларға нисбәтән ассимилятсийә сияситини қоллинип, миллий етиқадини чәкләш, миллий өрп - адәт вә мәдәнийитигә таҗавуз қилиш, ана тилға нисбәтән хитайлаштурулуш сиясити йүргүзүп, миллий маарипни йоқитиватқанлиқи қатарлиқлар йәрлик уйғур миллитиниң наразилиқини қозғап келиватқан иди. Мана буларниң һәммиси йиғилип, "5 - июл вәқәси"ниң партлишидики асаси сәвәбләр болуп қалди."
 
Хе чиңлйән ханим хитайниң 20 йилдин буянқи ғәрбни ечиветиш сияситиниң уйғур елидики әмәлийити һәққидә тохтилип мундақ деди:" хитай бу 20 йилдин буян иқтисадиниң тәрәққий қилишиға әгишип, уйғур елиниң нефит, тәбиий газ қатарлиқ байлиқлирини хитай өлкилиригә тошуғандин башқа, уйғур елидә ашкара һалда миллий кәмситиш сияситини йүргүзди. Мәсилән, уйғур елидә қурған ширкәтлиридә хизмәтчи қобул қилишта,хитай көчмәнлиригә етибар бериш сияситини қоллинип, уйғурларға нисбәтән хитай тили билиш шәртини қоюп, уйғур аптоном районида уйғурларниң өз юртида кәмситилиш һалитини шәкилләндүргәнлики, уйғурларниң ишқа орунлишиш пурсәтлирини хитай көчмәнлириниң игиливелиши, әмма уйғур яш қиз - оғуллириниң мәҗбурий һалда хитай өлкилиригә әрзан әмгәк күчи қилип йоткилиши, әлвәттә йәрлик уйғурларниң наразилиқини қозғиди."

Хе чиңлйән ханим уйғур ели вәзийитиниң бу қәдәр кәскинлишип кетишидә,ваң лечүәнниң мәсулийити барлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди :"уйғур елидә миллий зиддийәтниң бу қәдәр кәскинлишип китишидә, әлвәттә хитай һөкүмити уйғур елигә тәйинлигән әмәлдар ваң лечүәнниң баш тартип болмайдиған мәсулийити бар. У һоқуқ тутқан бу 20 йил җәрянида хитай компартийә һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан сияситини хитай компартийә һөкүмитиниң қараридинму ашуруп иҗра қилди. У уйғурларға қаратқан сияситидә һә десила муқимлиқни тәкитләп, уйғурларға қаттиқ қоллуқ бастуруш сияситини йүргүзди. Болупму йеқинқи бирнәччә йилда у уйғур маарипиға нисбәтән хитайлаштуруш сияситини қаттиқ қоллуқ билән йүргүзүп, бу райондики уйғурларниң наразилиқ кәйпиятини техиму улғайтивәтти. Әлвәттә һазир хитай һөкүмити өз ичидиму ваң лечүәнни "5 - июл вәқәси"дә мәсулийити бар дәп қараватиду, лекин бу униң уйғурлар үстидин йүргүзгән қаттиқ қол сияситини тәнқидләш нуқтисидин әмәс, бәлки униң 5 - июл намайиши күни намайишни дәл вақтида контрол қилмай, бу ишниң кәң көләмлик тоқунушқа айлинип кетишидә мәсулийити бар дәп қариғанлиқидин болмақта."

Хе чиңлйән ханим хитай һөкүмитиниң бу қетим "үрүмчи вәқәси"дә санлиқ мәлуматларни йошурғанлиқи һәм интернет қамали һәққидә тохтилип мундақ деди :"һазир хитай һөкүмити елан қилған санлиқ мәлумат билән дуня уйғур қурултийи вә хәлқара мәтбуатларниң санлиқ мәлумати оттурисида зор пәрқ бар. Әлвәттә хәлқара тәшкилатлар хитайниң санлиқ мәлуматиниң растлиқиға гуман билән қарайду, чүнки хитай һөкүмити әзәлдин бу хил һәрикәтләрдә һәқиқий санни дуняға елан қилған әмәс. Әмма хитай һазир интернетни вә телефон алақисини қаттиқ контрол қилип, уйғур ели билән сиртниң алақисини пүтүнләй үзүп ташлиғанлиқи үчүн, бу қетимқи вәқәдә өлгүчиләр, яриланғучилар һәм қолға елинған кишиләрниң һәқиқий санини игиләш тәс болуватиду. Хитай һөкүмити интернет һәм телефонға нисбәтән қамални йәнә бир мәзгил давамлаштуруши мумкин, чүнки һазирқи әһвалда хитай һөкүмити вәзийәтни техи контрол қилип болалмиди. Бәлким бундин кейин телефон вә интернетни ечивәткән һаләттиму, бәлким бу наһайити тар даиридә болуши мумкин,чүнки һазирқи мәсилә пәқәтла уйғур елиниңла вәзийити әмәс, бәлки пүтүн хитай давалғуш һалитидә туруватиду. Хитай өлкилиридиму хитай һөкүмити билән хитай хәлқи оттурисидики зиддийәт кәскинлишип кәтти,завут, карханилар тақилип, ишсизлиқ нисбити ешип китиватиду, бу хил әһвал астида хитай һөкүмити бундин кейинки сияситидә уйғурлар һәм тибәтләргә нисбәтән контроллуқни техиму күчәйтиши мумкин. Әгәр уйғурлар, тибәтләр һәм хитай өлкилиридики ишсиз қалған хитайлар бирла вақитта наразилиқ һәрикәтлири елип барса, хитай компартийиси вәзийәтни контрол қилалмаслиқи мумкин, шуңа хитай һөкүмити бир мәзгилгичә қаттиқ қоллуқ билән дөләт ичигә нисбәтән қамал қилиш сиясити йүргүзүши мумкин."

Хе чиңлйән ханим сөһбәт җәрянида хитай һөкүмитиниң 2 - авғуст күни шинхуа агентлиқида елан қилған рабийә ханимниң пәрзәнтлириниң рабийә ханимни әйибләп язған хети һәққидә тохтилип өтти: "хитайниң рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири һәм туғқанлириға хәт ярғузуп уни гезиттә елан қилиши, бу коммунистларниң узун йиллардин буян қоллинип келиватқан кона усули. Илгири сталин һөкүмитиму әркин явропа радио истансисида ишләйдиған хизмәтчи хадимларниң вәтәндики аилә тавабатлириғиму бесим ишлитип, уларни өз туғқанлирини тиллашқа мәҗбурлиған иди. Бу қетим хитай һөкүмити рабийә қадир ханимғиму мушу усулни қоллинип һуҗум қилмақта. Рабийә ханимниң балилири һәм туғқанлири һазир хитай һөкүмитиниң назарити астида туруватқанлиқини һәммә адәм билиду. Бу хәтни улар язди дегәндиму бесим вә тәһдит астида йезилип, мәҗбурий қол қойдурғанлиқи һәммигә аян. Һазирқи бу хил һаләт бизгә мавзедуң дәвридики мәдәнийәт инқилаби мәзгилидики әһвални әсләтмәктә."

Хе чиңлйән ханим сөзидә, хитай һөкүмитиниң һазир йүргүзүватқан сиясити һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң хәлқара кишилик һоқуқ қанунлирини бу қәдәр көзгә илмаслиқида, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң бу қетимлиқ вәқәдә хитайға қаттиқ инкас қайтурмиғанлиқиниңму йәнә бир сәвәб болғанлиқини тәкитләп өтти: " хитай һөкүмитиниң һазир дөләт ичигә нисбәтән қаттиқ қол сиясәт йүргүзүши, сиртқа нисбәтән учурни қамал қилип кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишида өзигә нисбәтән мәлум ишәнчи бар дәп қараймән. Болупму бу қетимлиқ "үрүмчи вәқәси"гә нисбәтән америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң нөвәттики,шималий корийә ядро қораллири мәсилиси, хәлқара террорлуққа қарши һәмкарлиқ мәсилиси, болупму хәлқара иқтисади қийинчилиқни бир тәрәп қилишни асасий орунға қоюп, "үрүмчи вәқәси"ни хитайниң ички иши дәп қарап, бу ишқа нисбәтән актип позитсийә билдүрмәслики, хитай коммунист һөкүмитидә" америка вә явропа дөләтлири бизни әйиблимәйду" дегән қарашни шәкилләндүрүп,хитайниң хорикини ашурувәтти. Хитай буниң билән тохтап қалмастин йәнә " дуня уйғур қурултийи" ға паалийәт муһити һазирлап бәргән дөләтләргә нисбәтән тәһдит селиш позитсийисини қоллиниватиду."

Хе чиңлйән ханим сөзиниң ахирида, хәлқара кишилик һоқуқ җәмийәтлириниңла әмәс, бәлки һөкүмәтләрниңму адаләтни яқлиши, хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләргә һәм хитай хәлқигә қаратқан сияситидики демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилисидики түрлүк чәклимиләргә нисбәтән тәнқидий позитсийидә болуши керәкликини тәкитлиди.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.