Дуняниң сиясәт мәйдани тибәт вә шәрқий түркистан
2012.12.28
Ундин башқа, тибәтниң роһаний даһиси далай лама, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң сүрәтлири билән биргә, бу икки милләтниң хитай ичидики сиясий вәзийити, хәлқарадики тәсири күчи, кәлгүси һәққидиму тохталған.
Китабтики “дуняниң сиясәт мәйдани тибәт вә шәрқий түркистан” сәрләвһилик мақалидә, айрим - айрим һалда “сиясәтниң пәйда болуши”, “милләт вә аптоном районниң езилиши” дегән тимиларда тибәт, уйғурларниң һазирқий сиясий вәзийитини илмий пакитлар арқилиқ дәлилләп, тибәт билән шәрқий түркистан мәсилисиниң дунявий мәсилиләр қатарида икәнликини илгири сүргән.
Тибәт, уйғур мәсилисиниң буниңдин кейинму хәлқарадики асаслиқ мәсилиләр болидиғанлиқи тоғрисида, истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң мәсули абдуҗелил туран өз қарашлирини қисқичә оттуриға қойди.
Мақалидә ху җинтав башлиқ хитай компартийисиниң тибәт билән уйғурларни бастуруш үчүн қолланған сиясәтлири йәни оққа тутуш, өлүмгә һөкүмгә қилиш тоғрисида мундақ баян қилинған:
“хитай компартийисиниң 6 - әвлад дөләт рәиси ху җинтав тибәт, уйғурдин ибарәт милләтләрни өлтүрүш, бастуруш, йоқитиштин ибарәт мол тәҗрибилиридин пайдилинип, аптоном район дегәнни қандақ аяқ аста қилиш вә уни қандақ башқуруш сияситини өзи бивастә түзүп чиқти. Тибәт, шәрқий түркистан дегән мустәмликә дөләтләрниң намини дуня тарихидин өчүрүветип, тибәт, уйғур милләтлирини хитай миллитигә қошувәтмәкчи болди.”
Мақалидә тибәт билән уйғур ели гәрчә аптоном район дәп аталсиму, әмәлйәттә бу йәрләрдә аптоном районға хас һечқандақ миллий сиясәт вә қанунниң йоқлуқини, пәқәтла көчмән хитай миллити үчүн әвзәл шараит яртип бериш сиясәтлириниң мәвҗутлиқини баян қилған.
Мақалидә тибәт роһаний даһиси далай лама дуняниң көңлини алған болсиму, әмма хитай билән болған көп қетимлиқ сөһбәтниң мувәппәқийәтсиз ахирлашқанлиқини, тибәттә йүз бериватқан үзлүксиз тоқунушларниң барғанчә күчийиватқанлиқини әскәртип өткән.
Мақалидә аптор 2009 - йиллидики“5 - июл үрүмчи вәқәси” йүз бәргәндә, италийидики 8 чоң дөләт алий дәриҗиликләр учришишиға қатнишиватқан хитайниң дөләт рәиси ху җинтавниң алдирап - тинәп қайтип кәткәнликиниң сәвәби, бу вәқә хитай җумһурийити қурулғандин буянқи ғайәт зор вәқә болғанлиқи үчүн, хитай мәркизи комитетини тәмтиритип қойғанлиқини, вәқәни бир тәрәп қилишта мәркәздә ихтилап көрүлгәнликини оттуриға қойған.
Мақалидә ху җинтав, ши җиңпиңниң қаттиқ уйғурларни қоллуқ билән бастурғанлиқи һәққидә мундақ баян қилинған:
“ху җинтав, ши җиңпиң башлиқ мәркизи комитетниң әзалириға, әгәр бу қетимқи вәқә үч күн ичидә қаттиқ бастурулуп, тинчланмиса, шәрқий түркистан җумһурийитини уйғурларға қайта қуруп беришни арзу қилип келиватқан чәтәл күчлириниң вәқәгә арилишип ишни чоңайтиветиш еһтималиқиниң зорлуқини, мумкин қәдәр кечидә намайишчиларни пак - пакизә юғуштуруш,асаслиқи һәрбий күч арқилиқ зәрбә беришни нишан қилиш, һәр еһтималиққа қарши, биңтуәнни һәрбий һаләттә турушқа буйруш тоғрисида буйруқ бәргән.”
Мақалидә ху җинтавниң қаттиқ қоллуқ сияситигә тиз пүкмигән тибәтләр билән уйғурларниң мустәқиллиқ күришиниң хәлқарада күндин - күнгә җанлинип яңраватқанлиқи, хитай һөкүмити үчүн әң чоң баш ағриқи болуватқан тибәт билән шәрқий түркистанниң барғанчә дуняниң көзи тикилгән сиясәт мәйданиға айлинип қиливатқанлиқи хитайни чөчүтүш билән биргә, йеңи хитай һакимийитигә еғир бесим елип келиватқанлиқи һәққидә тохталған.
Мақалидә аптор 2005 - йилидин башлап америкида сәргәрданлиқ һаятини башлиған, илгири хитайдики милйонир, хитай сиясий кеңишиниң әзаси, хитай дөләт рәиси җаң земенниң қобул қилишиға еришкән, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң җасарити вә хәлқара җәмийәтниң қоллиши билән уйғур мәсилисиниң тибәт мәсилисигә охшаш хәлқара сәһнидә параллел һалда кетиватқанлиқини оттуриға қойған.
Уйғур, тибәт мәсилисиниң хәлқара җәмийәттики орни вә бәзи бир пәрқлири тоғрисида дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса өзиниң қарашлирини баян қилип өтти.
Мақалиниң ахири мундақ ахирлашқан, дуня вәзийитиниң өзгиришигә әгишип, хитай һакимийитиму өзгирип, хитайда йеңи һакимийәт қурулди. Әмди хитай йеңи һакимийити дуняниң сиясәт мәйданиға айлиниватқан тибәт билән шәрқий түркистан мәсилисидә тинч сөһбәт йолини таллашқа мәҗбурлиниши мумкин. Әгәр тинч сөһбәт йолини тутмиса, хитай дөлити тибәт билән шәрқий түркистанни сақлап қилиш әмәс, бәлки өзидики шяңгаң, авмен вә башқа аптоном районлардинму айрилип қилиши мумкин.”