8 - Нөвәтлик германийә - хитай кишилик һоқуқ сөһбити башланди
Ихтийари мухбиримиз әкрәм
2010.07.29
2010.07.29
Бу қетимқи сөһбәт икки дөләт ташқи ишлар министирлиқи хадимлирини асас қилған һалда елип берилған. Хитай тәрәптин ташқи ишлар комитети вәкилидин сирт, диний ишлар тармақлири, аз санлиқ милләт ишлири хадимлири һәм алий хәлқ сот мәһкимиси вәкиллириму қатнашқан.
Германийә долқунлири радиосиниң 28 - июлдики " өлүм җазаси вә кишилик һоқуқ мәсилиси германийә - хитай кишилик һоқуқ диалогиниң асаси темиси" намлиқ хәвиригә асасланғанда, германийә федирал һөкүмити кишилик һоқуқ оргининиң мәсули маркус әпәнди бу қетимқи сөһбәттә, хитайниң уйғурлар вә тибәтликләргә қарита йолға қоюватқан бастуруш сияситини әйиблигәндин башқа, өлүм җазасини әмәлдин қалдурушни тәкитлигән.
Маркус әпәнди өлүм җазаси мәсилиси үстидә тохталғанда, өлүм җазасини әмәлдин қалдурушниң хитайға ниспәтән узун муддәтлик ғайә икәнликини, һеч болмиса һазир, қорамиға йәтмигәнләр вә 70 яштин һалқиғанларға өлүм җазаси беришни чәкләш керәкликини тәкитлигән.
Уйғурлар вә тибәтликләр мәсилиси үстидә тохталғанда маркус әпәнди мундақ дегән: " германийә һөкүмити хитайниң земин пүтүнликигә һөрмәт қилиду. Хитай һөкүмитиниң зораванлиқ җинайәтлирини қанун бойичә бир тәрәп қилиш һоқуқи бар. Әмма, биз шуни ениқ тәкитләймизки, зоравансиз сиясий һәрикәтләр бастурушқа учримаслиқи лазим. Бизниң қаришимизчә, хитай һөкүмити дәриҗидин ташқири қаттиқ бастуруш тәдбирлирини қолланмақта. Биз бу хил қилмишларға қошулмаймиз".
Хәвәрдә 2008 - йили тибәттә, 2009 - йили уйғур вәтинидә йүз бәргән вәқәләр әскәртилгән болуп, " 5 - июл вәқәси"дин икки күн кейин, германийиниң һазирқи баш министири анҗила мәркил ханим үрүмчидики қанлиқ қирғинчилиққа қарита инкас билдүргән иди.
Бу қетимқи диалогқа қарита, германийә уйғур аяллири комитетиниң рәиси гүлнар ханим көз қарашлирини билдүрүп, уйғурларниң өз һәқ - һоқуқлири үчүн елип бериватқан күрәшлириниң, һаман бир күни уйғур миллитини арманиға йәткүзидиған асаси амил икәнликини әскәртти.
Германийә долқунлири радиоси мухбири матияс бөлиңерму охшаш көз қарашни тәкитлигән болуп, униң билдүрүшичә, хитай - германийә оттурисидики бу хил диалогниң һазирға қәдәр көрүнәрлик бир нәтиҗиси болмиған. Бундин кейинму болуши натайин икән. Илгири германийә тәрәптин хитай билән болған диалог вәзиписини үстигә алған гүнтер нокә әпәнди, германийә ташқи ишлар министирлиқиға вә баш министирға хитай билән болған сөһбәттә кишилик һоқуқ мәсилисини чоқум оттуриға қоюшни тәкитләп кәлгән икән. Бирақ һазир бу вәзипигә тәйинләнгән, хитай билән 8 - нөвәтлик кишилик һоқуқ диалогиға қатнашқан маркус әпәнди болса, униңға қариғанда көп юмшақ болуп, хитайға достанә муамилидә болған. Мухбир ятияс әпәндиниң ейтишичә, бу күнләрдә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидә иҗабий бир өзгиришниң вуҗудқа чиқишини күткили болмайдикән.
Германийә билән хитай оттурисида кишилик һоқуқ диалогидин башқа, қәрәллик һалда елип бериливатқан қанун диалогиму бар. Қанун диалогиниң мәқсити, хитайда қанунларниң иҗра қилинишини капаләткә игә қилишниң йоллири, сотниң адил һөкүм чиқириш вәзиписи, пуқраларниң һәқ - һоқуқини қоғдаш қатарлиқ мәзмунлар орун алған. Әмма қанун диалоги йолға қоюлғили узун йиллар болған болсиму, хитайда қанунниң тоғра иҗра қилиниши һечқачан капаләткә игә болмиған. Германийә сиясиюнлири, бу җәһәттә хитайдин көп үмидсизләнгәнликини баян қилип мақалиләр елан қилған.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.