1949 - Йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан 'шинҗаң' (7)
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.07.31
2008.07.31
news.boxun.com / Wang Lixiong
Төтинчи баб: шинҗаңниң кәлгүси
Лин бавхуа әпәнди китабиниң бу бабида 'шинҗаңниң кәлгүси' һәққидә тохтилип мундақ дәйду: шәрқи түркистан тәшкилатлири коммунист хитай һөкүмитигә аллиқачан җәң елан қилип болди, һазир яш әвладларни қолға кәлтүрүш үчүн тәшвиқатни күчәйтиватиду. Әгәр хитай әмди сияситини өзгәртмисә, бәрпа қилимән дәватқини 'инақ җәмийәт' әмәс, бәлки қан аққузидиған җәмийәт болуп қалиду.'Дөләт мәнпәәти һәммидин әла' дегән китаб буйичә йүргүзүлгән сиясәт
- Хитай коммунист партийиси ясап чиққан 'муқимлиқ һәммидин әла' дегән тутемни тикләш шинҗаңда һәммини бесип чүшти, - дәп баянини давамлаштуриду лин бавхуа әпәнди " 1949 - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән китабиниң 'шинҗаңниң кәлгүси' дегән бабида, - ваң лечүәнниң ' дөләт мәнпәәти һәммидин әла' дегән китабида иқтисадни тәрәққий қилдуруш дегәнни баһанә қилип, әмәлийәттә 'муқимлиқ' дегән мәсилә сөзләнгән. 'Муқимлиқ' дегәндә 'төт мәсилә оттуриға қоюлған. Биринчисидә бөлгүнчиликкә қарши туруш һәммини бесип чүшидиған мәсилә дәп тәкитләнгән; иккинчисидә гәрчә диний мәсилә вә миллий мәсилидин ибарәт хәлқ ичидики зиддийәт мәсилиси дәп тема қоюлған болсиму, әмма бу темини тезла йиғиштуруп қойған; қалған үч мәсилидә йәнила диний мәсилә, миллий мәсилә даирисигә киридиған һәр хил темилар сөзләнгән болуп, униң һәммисидә бөлгүнчиликкә қарши турушниң һәммини бесип чүшидиған мәсилә икәнлики сөзләнгән.Лин бавхуа әпәндиниң қаришичә, коммунист хитай һөкүмитиниң башқа милләтләрниң кишилик һоқуқиға вә диний етиқадиға һүрмәт қилмайдиған бундақ пикир қилиш усули өзгәрмисә, шинҗаң дәп атиливатқан бу җайда 'муқимлиқ' болуштин үмид йоқ. Хитайларни башқа милләтләрниң юртиға көчүрүп келиш арқилиқ мәсилини һәл қилмақчи болған бундақ усул, әмәлийәттә мәсилини техиму мурәккәпләштүридиған усул.
Ваң лечүәнниң'дөләт мәнпәәти һәммидин әла' дегини булаң - талаң қилиш
Лин бавхуа әпәндиниң баян қилишичә, ваң лечүәнниң'дөләт мәнпәәти һәммидин әла' дегини, әмәлийәттә бир чоң алдамчилиқ. Бу алдамчилиқниң пакити 'малийә гезити' ниң 2007 - йилидики бир санида ашкариланған иди. Униңда ейтилишичә, хитайда ишчи - хизмәтчиләр қошқан пай билән қурулған әң чоң електир қуввити ширкити - 'лунең' ширкити бир йилдин кейинла дөләт игиликидики ширкәтликтин хусусий игиликтики ширкәткә айлинип, униң үч милярд йәттә йүз оттуз милйон йүән мәблиғиниң %91 и шәхсийләрниң хусусий игилики болуп қалған.Бу ширкәтниң хоҗайинлири зең чиңхуң, йү җеңшең, ваң лечүән иди. Бу учур ашкариланған һаман, хитай һөкүмити дәрһал буйруқ чүшүрүп уни гезитларда хәвәр қилишни чәклиди. Буниңдин мәлумки, ваң лечуәнләрниң 'дөләт мәнпәәти һәммидин әла' дегини, әмәлийәттә шинҗаң дегән буҗайни булаш, талан - тараҗ қилиштин ибарәт.