1949 ‏ - Йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан 'шинҗаң' (8)

Лин бавхуа әпәнди " 1949 ‏ - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән китабиниң төтинчи баби 'шинҗаңниң кәлгүси' дегән бабини мундақ дәп аяқлаштуриду: "һазир бейҗиң һөкүмити билән муһаҗирәттики тебәт һөкүмити оттурисидики сөһбәтниң техичә нәтиҗиси йоқ. Чүнки, худди хоңкоңда чиқидиған 'юлтузлуқ арал гезити' да баян қилғандәк, хитай коммунист партийисиниң мәмликәтлик сиясий кеңәш рәиси җя чиңлин, җамаәт хәвпсизлик министири җу йүңкаң, бирликсәп министири лю йәндуңлар тибәт мәсилисигә мәсул болуп туруватқанлиқида."
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.01
BasturulghanUyghurlar-305 Сүрәттә хитай сақчилири уйғур аптоном райониниң бир йезисида уйғур деһқанлирини тутқун қиливатқан көрүнүш
news.boxun.com / Wang Lixiong
 Шундақла, ‏ - дәйду лин бавхуа әпәнди, - һазир бейҗиң һөкүмитиниң шинҗаң дегән бу җайда давамлишиватқан хитайдин қутулуш һәрикәтлиригә болған позитсийисиму интайин қатмал һаләттә туруватиду. Чүнки, хитай коммунист партийисиниң сиясий бюро әзаси ло гән шинҗаң мәсилисигә мәсул болуп турған иди, ло гән арамға чиққандин кейинму хитайниң шинҗаңға қаратқан сиясәтлири йәнила өзгәрмигәчкә.

Лин бавхуа әпәндиниң қаришичә, әгәр хитай коммунист партийиси әгәр йәнила әркинликни вә демократийини йолға қоюшни, сиясий ислаһат елип беришни рәт қилса, хәлқниң кишилик һоқуқиға, диний етиқадиға һүрмәт қилмиса, хитайниң тибәтләргә 'миһир - шәпқәт қилиш' дегән алдамчилиқ сиясити йәнила давамлишивериду. 'Шинҗаң мәсилиси' дегән мәсилиниң һәл қилинишидинму үмид йоқ. Бундақ әһвал астида, ху җинтавниң 'инақ җәмийәт қуруш' дәватқини қуруқ гәп. Әмәлийәттә униң қуруп чиқидиғини 'қан төкүлидиған җәмийәт' болуп чиқиду.

Лин бавхуа әпәнди китабиниң ахирида, хитай һөкүмити билән уйғурларниң оттурисидики мәсилиниң характерини хуласилап мундақ дәйду: хитайлар һазир шинҗаң дегән бу җайдики йәрлик милләтни өзиниң дүшмини қиливалди. Мана бу шинҗаң дегән җайда сақлинип туруватқан асасий хәвп.

Лин бавхуа әпәнди " 1949 ‏ - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән китабиниң муһим мәзмунлири юқириқилардин ибарәт. Әмди биз төвәндә лин бавхуа әпәнди бу китабида оттуриға қойған көз қарашларниң муһим ноқтилирини йәнә бир қетим әсләп өтәйли:

Лин бавхуа әпәнди " 1949 ‏ - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән бу китабида, алди билән шинҗаң дәп атилидиған бу җайниң тарихи һәққидә тохталди. Униң қаришичә, шинҗаң, йәни йеңи чегра дәп атиливатқан бу җайниң намидики 'йеңи 'дегән сөз ниң өзи бу җайниң қәдимдин буян хитайниң земини әмәсликини испатлап турупту. Шинҗаңниң тарихи хитай таҗавуз қилған тарих, шундақла, бу әлдики йәрлик хәлқ хитайниң таҗавузиға қарши туруп, хитайдин қутулуш үчүн көрәш қилған тарих.

Лин бавхуа әпәнди бу китабида, коммунист хитай һөкүмити шинҗаң дәп атиливатқан бу җайни немә үчүн техичә ишғал қилип туруватқанлиқиниң сәвәби вә мәқсити һәққидә тохтилип мундақ дәйду: шинҗаң дәп атиливатқан бу җайда наһайити мол тәбиий байлиқлар сақлинип турғачқа, бу җайниң истратегийилик орни хитай үчүн қолдин кәтсә болмайдиған муһим җай болғачқа, хитай бу җайни өзиниң енергийә базиси, хәлқарадин енергийә әкилидиған йоли вә атом қораллири базиси қилип қуруп чиқмақчи боливатиду.

Лин бавхуа әпәнди бу китабида, коммунист хитайниң шинҗаң дәп атиливатқан бу җайға қаратқан һөкүмранлиқ вастилири һәққидә тохтилип мундақ дәйду: хитайниң шинҗаң дегән бу җайға һөкүмранлиқ қилиш вастиси 'аптоном район' қуруп алдамчилиқ қилиштин ибарәт. Әмәлийәттә хитай бу җайдики йәрлик хәлқни ассимилиятсийә қилмақчи вә уларни бастурмақчи. Ассимилиятсийә қилиш үчүн хитайларни көпләп көчүрүп келиш арқилиқ уйғурларниң диний етиқадини вә уйғур мәдәнийитини чөктүрмәкчи. Буниң үчүн, хитай һөкүмити һазир биңтуәнни йәрлик хәлқни бастуридиған 'төмүр муш' йәни асаси күчи қиливалди.

Лин бавхуа әпәнди бу китабида, хитай билән уйғурлар оттурисидики һазирқи мәсилә вә шинҗаң дегән бу җайниң кәлгүси һәққидә тохтилип мундақ дәйду: коммунист хитай һакимийәт қурғандин буян уйғурларниң униңға қаршилиқ көрситип елип бериватқан қутулуш һәрикәтлири тохтимай давамлишиватиду. Һазирқи вақитта болса, шәрқий түркистан тәшкилатлири коммунист хитай һөкүмитигә аллиқачан җәң елан қилип болди, улар һазир яш әвладларни қолға кәлтүрүш үчүн тәшвиқатни күчәйтиватиду. Әгәр хитай һөкүмити һазир сияситини өзгәртмисә, кишилик һоқуққа вә диний әркинликкә һөрмәт қилмиса, қуримән дәватқини 'инақ җәмийәт' әмәс, бәлки қан аққузидиған җәмийәт болуп чиқиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.