Хитай даирилири интернет абонтлириниң пикир әркинликини боғушни күчәйтти

Бүгүн хитайдики әң чоң микроблог болған вейбо абонтлири өзиниң һәқиқий исм - фамилиси вә кимлик номурлири арқилиқ тор бәткә тизимлитишни башлиди.
Мухбиримиз ирадә
2012.03.16
xitay-internet-305.png Хитай интирнет абонитлири
AFP

Кимлик тизимлитиш басқучи йолға қоюлғандин кейин вейбо тор абонтлириниң 40 пирсәнти кимлик тәкшүрүш басқучидин шаллинип қалған. Кишилик һоқуқ актиплири хитай даирилири тәрипидин йолға қоюлған бу түзүмниң пикир әркинликини илгириләп боғушни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрүшмәктә. Төвәндә бу һәқтә мухбиримиз ирадәдин мәлумат аңлиғайсиләр.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, вейбо дәп атилидиған блог хитайдики сина тор бетиниң микро блоги болуп, у хитайдики тор абонтлири яқтуруп ишлитидиған учур ортақлишиш тор бети. 250 Милйон абонти болған бу блог хитайдики тор қолланғучилириниң мәмликәт ичи вә сиртидики хәвәрләр, мәшһур чолпанлар һәққидики сөз - чөчәкләр, көңүл ечиш, зор вәқәләр вә иҗтимаий мәсилиләр һәққидики хәвәләргә еришидиған вә шундақла бу һәқтә пикир баян қилидиған мәнбәси. Бу һәқтики бир қисим тәкшүрүшләрдин мәлум болушичә, вейбо абонтлири хитайниң дөләт игилидики радио - теливизийә вә гезитлиригә қариғанда, вейбодики учурларға бәкрәк ишинидикән вә уни һөкүмәтниң иҗралири вә чирик әмәлдарларни тәнқид қилидиған, паш қилидиған мәйдан дәп қарайдикән.

Вейбо тори бултур 12 - айда хитай учур - алақә министирлиқи тәрипидин елан қилинған түзүмгә бинаән бүгүндин итибарән вейбо қолланғучилиридин һәқиқий исим - фамилиси, кимлик номури яки телефон номури арқилиқ тизимлитишни тәләп қилишни башлиған. Тор абонтлири кимлик номури яки телефон номури арқилиқ тизимлатқандин кейин, киргән кимлик мәлуматлириниң тоғрилиқи тәстиқтин өткәндин кейин андин вейбода мәшғулат елип баралайдикән. Кимлики тәстиқланмиғанлар болса гәрчә вейбодики мәзмунларни көрәлисиму, әмма униңда бир нәрсә елан қилалмайдикән яки көз қарашлирини қалдуруп қоялмайдикән. Телеграмма гезитиниң хәвәр қилишичә, мәзкур түзүм йолға қоюлғандин кейин вейбо тор бети абонтлириниң аллибурун 40 пирсәнти кимлик тәкшүрүш басқучидин өтәлмигән. Бу әһвал һазир тор бәтни әндишигә селиватқан болуп, улар бу түзүм сәвәбидин өз тор бәт қолланғучилиридин айрилип қелип, пайдисиниң чүшүп кетишини халимайдикән.

Әмма хитай даирилири вейбоға қойған тәләп буниң биләнла чәклинип қалмайду. Бу һәқтә чиқирилған уқтуруш бойичә вейбо блоги 100 миңдин артуқ әгәшкүчиси болған абонтлар торға йоллиған учурларни көздин кәчүрүп чиқиши, әгәр униңда “дөләтниң мәнпәәти”гә мувапиқ кәлмәйдиған мәзмунлар болса дәрһал өчүрүветиши керәк. Вейбода йолға қоюлушқа башлиған бу чәклимә тәдбирлири хәлқарадики пикир әркинлики қоғдиғучилириниң диққитини қозғиди. Хәлқаралиқ мәтбуатларда бу һәқтә чиққан хәвәрләрдә бу, һөкүмәтниң хитай хәлқиниң пикир әркинликини илгириләп боғуш үчүн алған тәдбири дәп билдүрүлди. Америкидики уйғур зиялийси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә өз көз қаришини ипадиләп мундақ деди.

Көзәткүчиләр, хитай даирилири чиқарған юқиридики чәклимиләрниң абонтларни сәзгүр мәсилиләр һәққидики учуларни тарқитиштин яки бу һәқтә муназирә қилиштин әнсирәйдиған қилип қойидиғанлиқини, чүнки һәқиқий кимлик мәлуматлири билән тор бәтләргә тизимлитишниң хитай аманлиқ даирилириниң халиған абонтни тәқиб қилишини асанлаштуридиғанлиқини билдүрүшмәктә. Әмма телеграмма гезитиниң хәвәр қилишичә, өзиниң исмини ашкарилашни халимиған хитайниң интернет тәқип ишлириға алақидар бир әмәлдари хитай һөкүмитиниң буниңсизму сәзгүр учурларни йоллиған кишиләрни тәқиб қилип, униң кимликини тепип чиқалайдиғанлиқини ейтқан. У мундақ дегән : “даириләр сизни издәп тепиш үчүн сизниң исмиңизни керәк қилмайду. Улар сизниң қачан, қәйәрдин интернеткә киргәнликиңизни аллиқачан билиду. Улар һәтта сизниң қайси компютерни ишләткәнликиңизниму билиду. Сизни тутуш үчүн уларға исмиңиз керәк әмәс.”

Бу хитай әмәлдар йәнә әскәртип : “һәммә киши өз ағзидин чиқиватқан гәпкә, қиливатқан һәрикитигә игә болуши керәк. Мутләқ әркинлик дәйдиған нәрсә йоқ” дегән.

Хәлқарадики пикир әркинлик қоғдиғучилири юқиридики интернеткә тизимлитиш рәсмийитиниң йеқинда бейҗиңда аяқлашқан икки қурултайда мақулланған җинайи ишлар қанунидики “йошурун қолға елип, ғайип қиливетиш” қанунлаштурулған мадда билән мунасивәтлик икәнликини билдүрмәктә. Улар буни хитай пуқралириниң кишилик һоқуқиға еғир тәһдит пәйда қилидиғанлиқидин әндишә қилишмақта. Әмма илшат һәсән әпәнди интернет абонтлирини тәқиб қилиш, тутқун қилиш вә шундақла йошурунчә йоқитиветиш һәрикәтлириниң уйғур елидә аллибурунла иҗра қилинип кәлгәнликини әскәртип, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин болса буниң техиму өткүрлишип, тәқиб қилиш даирисиниң техиму кеңәйгәнликини билдүрди. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин нурғун уйғур яшлириниң интернеттә шавгүән вәқәси һәққидә пикир баян қилғанлиқи үчүн “дөләтни парчилашқа урунуш, қутратқулуқ қилиш” қа охшаш җинайәтләр билән қолға елинғанлиқи мәлум. Хитай даирилири тәрипидин өмүрлүк қамақ җазасиға буйрулған гүлмирә имин шуларниң пәқәтла бири. Шу қетимлиқ вәқәдә қолға елинған дилшат пәрһат, ниҗат азад қатарлиқ атақлиқ уйғур тор бәтлириниң админлириму һелиһәм хитай түрмилиридә ятмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.