Испанийә хитайниң истратегийилик шерикиму ?
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.06.11
2008.06.11
Министир моратион шу күни хитай ташқи ишлар министири яң җиеҗи билән көрүшкән чеғида, испанийиниң олимпикни сиясийлаштурушқа қарши икәнликини билдүргән. Моратионниң бу сөзлиридин һаяҗанланған яң җиеҗи испанийә һөкүмитигә алаһидә миннәтдарлиқ билдүргән.
Испанийәниңму милләтләр мәсилисидә хитайға охшаш баш ағриқлири бар
Ғәрб кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитайниң инсан һәқлири вәзийитигә қарита наразилиқни ипадиләш үчүн дуня рәһбәрлириниң бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимиға қетилмаслиқини тәшәббус қилип кәлмәктә иди. Бүгүнгә қәдәр бу тәшәббусқа франсийә президенти саркозий нисбәтән ениқ аваз қошқан болуп, у мурасимға қетилип - қетилмаслиқини хитайниң далай лама билән сөһбәт өткүзүшигә бағлиқ дәп билдүргән иди.Әнгилийә баш вәзири гордон бравн билән германийә баш министири ангела меркелму олимпик мурасимиға қетилишидин қетилмаслиқиниң еһтималға йеқин икәнликиниң сигналини берип кәлмәктә иди. Испанийә бу қарари билән ғәрбий явропа дөләтлири ичидә, олимпик мәсилисидә бейҗиңға әң йеқин туруп кәлгән дөләт болуп қалди.
Испанийә бу йил 2 - айда косова мустәқиллиқиғә қарши турған явропа иттипақидики 4 дөләтниң бири болған, бу чағдиму хитай билән бир мәйданда турған иди. Шуңа көзәткүчиләрниң қаришичә, әслидә испанийиниң бейҗиң тәрәпдарлиқи күтүлмигән бир мәйдан әмәс, чүнки испанийәниңму дөләт ичидики милләтләр мәсилисидә хитайға охшаш баш ағриқлири болған бир дөләт.
Баск райони явропадики әң йүксәк аптономийә һоқуқиға игә җай
Хитайниң нөвәттики чоң әндишиси тибәт вә уйғур мәсилиси болғинидәк испанийиниң баш ағриқи католниа вә баск мустәқилчилиридур. Испанийидики басикларниң нопуси 2 милйон 100 миң болуп, испанийә нопусиниң %4 ни тәшкил қилиду. Басклар тил җәһәттин испанлардин тамамән пәрқлиқ бир етник гуруп; улар бундин 1200 йил авал йиқилған миллий дөлитини әслигә кәлтүрүш үчүн һәрикәт қилмақта. 1959 - Йили қурулған баск азадлиқ тәшкилати дәсләпки 10 йилда тенчлиқ шәклидә дава елип барған.1968 - Йилиға кәлгәндә қораллиқ қаршилиқ йолини таллиған. 1978 - Йилиға кәлгәндә испанийә һөкүмити басикларниң авазиға қулақ селип, йеңи асасий қанун йолға қойған. Йеңи асасий қанун буйичә, баск райониға аптономийә һоқуқи берилгән. Бу һоқуқ буйичә, баск парламентини баск хәлқи сайлап чиқиду, баск райониниң рәисини баск парламенти бекитиду. Баск райони дөләт мудапиә вә ташқи ишлардин башқа барлиқ ишлирида өзлирини өзлири идарә қилиду, баскниң сақчи қисимлириму йәрлик хәлқ болған басклар тәрипидин тәшкиллиниду. Нөвәттә, баск райони явропадики әң йүксәк аптономийә һоқуқиға игә болупла қалмай, иқтисадий җәһәттә, явропаниң алдинқи қатарида туриду. Баск райониниң киши беши оттуричә кирими 30 $ миң болуп, бу явропаниң оттуричә киши беши киримидин юқири.
Баск милләтчилири нөвәттики бу вәзийәттинму рази әмәс, 1978 - йили баск райониға йүксәк аптономийә берилгәндин кейин, йәнә бир түркүм баск милләтчилири, толуқ мустәқиллиқ тәләп қилиш күришини давам қилип кәлмәктә. ETA Дегән нам билән тонулған баск азадлиқ тәшкилатиниң , 1968 - йилдин һазирға қәдәр болған қораллиқ һуҗумлирида 850 киши һаятидин айрилған. Бу тәшкилат испанийидин башқа, явропа бирлики вә америка тәрипидин террорчилар тизимиға елинған. Әмма ETA һазирға қәдәр паалийәтлирини тохтатқини йоқ. ETA Тәшкилати 2006 - йили30 - декабир күни бараҗас айродромиға һуҗум қилған болса 2007 - йили 24 - авғустта дуронго шәһиридә, алдинқи айниң 14 - күни йәнә Legurtiano шәһиридә партлитиш вәқәси елип барған.
Уйғур мустәқиллиқ һәрикити хитай үчүн йошуруп кетәләйдиған бир мәсилә әмәс
Басклар билән уйғурларниң вәзийити селиштурулса, басклар испанийидики әң бай бир етник гуруп, уйғурлар болса, хитайдики әң намрат бир милләт. Басклар 1200 йил аввал қурулған дөлитини әслигә кәлтүрүш үчүн һәрикәттә, уйғурлар болса, 50 йилниң алдида қурулған дөлитини әслигә кәлтүрүш үчүн һәрикәттә.Басклар ичидә бүгүн өз ана тилида сөзлишәләйдиғанлар нисбити аран %27; уйғурларда болса, уйғур райониниң рәиси нур бәкриниң уйғурчә сөзләштә қийналғинини һесабқа алмиғанда %99 уйғур ниң ана тилида сөзлишәлмәслик мәсилиси йоқ. Көзәткүчиләрниң қаришичә, юқириқи селиштурма уйғур мустәқиллиқ һәрикитиниң хитай үчүн бундин кейинки йилларда йошуруп яки яндап өтүп кетәләйдиған бир мәсилә әмәсликини көрситидиған пакиттур.
Хитай билән испанийә арисида, 2005 - йили көп тәрәплимә истратегийилик шериклик мунасивити орнитилған. Бултур йил ахирида испанийә тәйвәнниң мустәқиллиқ мәсилисини хәлқ авазиға қоюшиға қарши баянат елан қилип, хитай билән истратегийилик шерикликкә қарита садақитини ипадилигән иди. Көзәткүчиләрниң қаришичә, испанийиниң бу қетим бейҗиң олимпикиға сиясәт арилаштурмаслиқ пикриму әнә әшу садақәтниң тәкрар ипадилиниши болуши мумкин.