Ранд ширкитиниң хитай һәққидики мулаһизилири (1)

Америкидики " ранд " RAND ширкити иқтисадий пайда қазинишни мәқсәт қилмайдиған, мәхсус илмий тәтқиқат ширкити. 1945 ‏ - Йили қурулғандин башлап хәлқаралиқ мәсилиләрдә обйектип тәһлил вә мәсилини һәл қилишниң үнүмлүк чарилирини оттуриға қоюш билән юқири инавәт қазинип келиватқан бу ширкәт йеқинда, хитай һәққидә бир доклат елан қилди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.06.26

Бу доклатни 'көзитиш журнили'да тонуштурған ченси әпәндиниң ейтишичә, ранд ширкитиниң бу доклатида хитай һәққидә оттуриға қоюлған әқилгә мувапиқ баһа вә кәскин тәнқидләр кишиләрни чуңқур ойға салиду. Бу доклатниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә.

Дуняға бир 'сағлам хитай' керәк

Ранд ширкитиниң қаришичә, әгәр 20 ‏ - әсирдә хитай бир бай һәм бирликкә кәлгән дөләт болуп турған болса, биринчи дуня уруши тамамән өзгичә болған болатти.

Иккинчи дуня урушиму, иккинчи қетимлиқ явропа урушиму йүз бәрмигән болатти. Хитайму японийиниң таҗавузини өзи тосалиған болатти. 'японийә пәйда қилған пиролхарбор' вәқәсиму йүз бәрмигән болатти вә америкиму бундақ тоқунушларда унчивала көп чиқим тартмиған болатти, буниңға улап йәнә милярд нопуслуқ хитай аҗиз болғанлиқи үчүнла пүтүн дуня миқясида еғир бәдәл төлимигән болатти. Шуниң үчүн дуняға бир 'сағлам хитай' керәк.

Өткән әсирдә хитайда пәйда болған муһтаҗлиқ японийини зәипликтин қутқузған иди

Ранд ширкитиниң қаришичә, өткән әсирдә японийиниң иқтисади әһвали, худди бирла қәғәз ечилип кәтсә, қалғини пүтүнләй ашкара болуп қалидиған 'домино карти' дәк әһвалға чүшүп қелип, дуняға хийим - хәтәр пәйда қилғанда, хитайда пәйда болған муһтаҗлиқ японийиниң зәипликтин қутулуп баш көтүрүшини илгири сүрди. У хитайниң 'ярдими' билән өзигә кәлгән хәтәрдин қутулуп қалди.

Шу вақиттики әһвал, худди һазир йолға қоюлуватқан хитайни йәршарилаштурушта, хитай тәбий һалда америкиниң мал експорт қилидиған әң чоң базириға айлинип, у ниң мәнпәәти америкиға тәккәндәк болған иди.

Хитайниң америкиға қошқан төһписи

Ранд ширкитиниң қаришичә, кокакола ширкитиниң 'дуняда бир милярд ботулка кокакола саталайдиған болуш ' дегән ширин чүши хитай базири ечилғандин кейин әмәлгә ашти. GM Ширкити қазанған пайдиниң көп қисми, униң базарға яримиған аптомобиллирини хитайда наһайити көп сетиш арқилиқ әмәлгә ашти.

IBM Ширкитини хитай сетивалғандин кейин, у ширкәтни заваллиққа йүзләндүргән ишсизлиқ мәсилиси һәл болди. Хитайниң әрзан баһалиқ маллири турмуш сәвийиси төвән америкилиқлар үчүн наһайити зор төһпә қошти.

Қаримаққа хитайлар һазир дунядики һәммә нәрсини сетивалалайду

Ранд ширкитиниң қаришичә, хитайниң пул муамилә системиси заманға мувапиқ кәлмәйдиған система, дунядики әң начар банка - хитай банкилиридур. Шуниң үчүн хитайда қурулған ширкәтләр һаман тез сүрәт билән заваллиққа йүзлинидиған ширкәтләр болуп чиқиватиду. Бу әһвал хитайда ешинча әмгәк күчлириниң наһайити көп пәйда болушиға сәвәбчи болди.

Малийә сияситиниң нормалсиз өзгирип туруши нәтиҗисидә, хитайда нурғунлиған өткүнчи дәвр характерлик қурулушларла тамамланди. Буниң билән хитайда төмүр, қәләй, семонт қатарлиқ қурулуш материяллириға болған еһтияҗ ашти. Һазир японларму, хитайларму дунядики һәммә нәрсини сетивалалайдиғандәк көриниду. Әгәр униң малийисидики мәсилиләрни обдан көзитидиған болса, униңда наһайити чоң 'қараңғу азгал' барлиқини пәрқ етиш мумкин. японлар 90 ‏ - йилларда мушундақ қараңғу азгалға кирип қалған иди, у һазирму техичә бу қараңғу азгалдин өмиләп чиқиш үчүн тиришиватиду.

Әмма хитай техи униңдин өмиләп чиқишқа интилгини йоқ. Кәлгүсидә хитайлар өзиниң һазирқидәк 'чәксиз ачкөзлүки' үчүн надамәт чекидиған күнгә қалидиғанлиқи ениқ.

2020 ‏ - Йилиға йәткәндә хитай интайин намрат дөләткә айлиниду

Ранд ширкитиниң қаришичә, хитайда, һәр йили сани америка нопусиға баравәр адәм йезилардин шәһәрләргә ямрап келиду. Улардин 12 ‏ - 13 милйон адәм иш издәйдиған қошунға қатнишиду. Буниң ишләпчиқириш саһәсидә пәйда қилидиған тәсириниң яманлиқи америкидин көп артуқ.

Һазирқи статистикиға қариғанда, 2020 ‏ - йилиға йәткәндә, хитайда ишләйдиғанлар билән ишлимәйдиғанларниң нисбити бузулуп дуня буйичә әң яман әһвал пәйда болиду. Бу әһвал японийидикидинму еғир болиду. Буни хитайда нопусниң қерип кетишини кәлтүрүп чиқириду.

Әгәр һазир буниңға қарита үнүмлүк тәдбир болмиса, у вақитта хитайниң иқтисади сәддичингә соқилиду. Америкиниң өлчими буйичә қариғанда, 2020 ‏ - йилиға йәткәндә хитай интайин намрат дөләткә айлиниду.

Хитай җәмийити сағлам тәрәққи қилалмайватқанлиқиниң түп сәвәби немә?

Ранд ширкитиниң қаришичә, хитайларда сәмимийлик вә җәмийәткә болған мәсулийәтчанлиқ йоқ. Улар җәмийәтниң бир әзаси сүпитидә өзиниң дөләткә вә җәмийәткә өтәшкә тигишлик мәсулийитини яки бурчини чүшәнмәйду. Хитайниң мәдәнийити уруқдашлиқ мунасивити үстигә қурулған мәдәнийәт болғачқа, хитайлар адәттә пәқәт өзлириниң аилиси вә уруқ - туғқанлириғила көйүниду.

Хитайлар үчүн өзлириниң бивастә туғқанлири мәнпәәт алсила болди. Башқиларниң азап - оқубәткә қелиши билән хитайларниң кари йоқ. Бундақ уруқдашлиқ мунасивити үстигә қурулған йәни өзлириниң уруқ - туғқанлириғила көйүнидиған әхлақтин пәқәт шәхсийәтчилик вә шәпқәтсизликла келип чиқиду, мана бу хитай җәмийитиниң сағлам тәрәққи қилалмайватқанлиқиниң түп сәвәби.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.