Рабийә қадир: һуҗумда һәр икки тәрәптин өлгәнләргә хитай һөкүмити җавабкар
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.01
2011.08.01

RFA
30-Вә 31-июл күнлири қәшқәр шәһиридә йүз бәргән хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә бүгүн қәшқәр вилайәтлик партком вә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт айрим-айрим һалда баянат елан қилип, һуҗумни зораванлиқ вә террорлуқ һәрикити дәп әйиблиди һәм һуҗумчиларни милләтләр ара зиддийәт пәйда қилмақчи вә милләтләр иттипақлиқини бузмақчи дәп көрсәтти.
Бу мунасивәт билән уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим радиомиз зияритини қобул қилип, хитайниң һуҗумчилар үстидики әйибләшлирини рәт қилди. Һуҗумчиларни шу хил қаршилиқ йолиға мәҗбурланған кишиләр дәп атиған рабийә ханим, һуҗумда һәр икки тәрәптин өлгәнләргә хитай һөкүмити җавабкар дәп көрсәтти.
Соал: хитай қәшқәрдә йүз бәргән хитай сақчи вә пуқралириға һуҗум қилиш вәқәсини “зораванлиқ вә террорлуқ һәрикити” дәп әйиблиди. Дуня уйғур қурултийи мәзкур вәқәгә қандақ баһа бериду?
Җаваб: мән дуня уйғур қурултийиниң әмәс, өз шәхсий пикримни билдүрәй: мән бу вәқәдә вәқәниң келип чиқишиға сәвәб болған хитай һөкүмити вә униң сияситини әйибләймән. Чүнки хитайниң бастуруш сиясәтлири, уйғурларниң тинчлиқ шәклидә ипадилигән сиясий тәләплиригә қулақ салмаслиқи, әксичә түрмиләргә ташлиғанлиқи, бир қисим уйғурларни бу йолға мәҗбурлиди.
Соал: силәр бүгүнгә қәдәр мушундақ бир вәқәниң йүз берип қелиш еһтималлиқини алдин тәхмин қилғанму вә бу һәқтә хитай һөкүмитини агаһландуридиған әһваллар болғанму?
Җаваб: биз нәччә вақиттин бери хитай һөкүмитини бастуруш һәрикәтлирини тохтитишқа, уйғурларниң арзу-тәләплиригә қулақ селишқа вә уйғур яшлирини амалсизлиқ ичидә зораванлиқ йолини таллап қелишиға мәҗбурлимаслиққа чақирған идуқ вә бундақ болмиғанда районда тинчлиқниң сақланмайдиғанлиқи, вәзийәттин хитай пуқралириниңму зиянға учрап қелиш еһтималлиқини билдүргән идуқ.
Соал: вәқәдә өлгәнләрниң җавабкари ким болуши керәк?
Җаваб: вәқәдә һәр икки тәрәптин өлгәнләрниң җавабкарлиқини хитай һөкүмити өз үстигә елиши керәк.
Соал: вәқәдин хитай хәлқи елишқа тегишлик бир дәрсму барму?
Җаваб: бар, бар болғандиму қат-қат бар. Хитай хәлқи өзлири шунчә узақ йәрләрдин келип бу земинда баяшат турмуш кәчүрүватқанда, турмушта қийниливатқан, өтмитөшүк өйләрдә олтуруватқан йәрлик хәлқни-уйғуларни көз алдиға кәлтүрүши вә өзлиригә “биз еришкәнгә немә үчүн буларму игә болалмайду?” дегән соални қоюши керәк. “булар немә үчүн түрмиләрдә ятиду? , булар немә үчүн өлүшкә рази болиду?” дегән соаллирини өзигә қоюши вә буниң җавабини тепип чиқиши керәк. Әң муһими, хитай һөкүмитиниң “шинҗаң тинч-аман җай, шинҗаңда һәр милләт хәлқи инақ иттипақ” дегән сөзлиригә ишәнмәслики, бу земинниң игиси барлиқини, уйғурларниң земиниға көчүп келип тинч яшашниң мумкинсизликини билип қелиши керәк.
Соал: хәвәрләрдики мәлуматлардин қариғанда вәқәдә хитай пуқралириниң һуҗум нишани болғанлиқи ениқ көрүниду, һуҗумчилар бу һуҗумлири арқилиқ хитайға хәлқигә йәнә қандақ сигналларни бәрмәкчи болуватиду?
Җаваб: мениңчә, хитай хәлқи вәқәдин дәрс елип, буниңдин кейин, хитай һөкүмитиниң уйғурларға селиватқан зулумиға сүкүт қилип турмаслиқи, һәқ-наһәқ мәсилилиридә инсаний мәйданда туруп хитай һөкүмитигә уйғурлар билән бирликтә қарши туруши керәк.