Илшат һәсән: хитай 'җуңхуа миллити еңи' ни уйғурларға сиңдүрүп болалмайду

Бу йил яздин башлап уйғур аптоном районидики һәрқайси идарә - орган, мәктәпләрдә милләтләр иттипақлиқи тәшвиқат паалийәтлири өткүзүлүп, "җуңхуа миллити еңи" тәшвиқ қилинишқа башлиған. Америкидики уйғур зиялийси илшат әпәнди, "хитай җуңхуа миллити бирликини күчәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма бу аңни уйғурларға сиңдүрүп болалмайду" деди.
Мухбиримиз миһрибан
2010.09.27
Urumqi-Guangdong-Qanliq-weqesi-305 2009- Йилидики "шавгуән вәқәси" вә "үрүмчи вәқәси" дин көрүнүшләр.
Youtube Дин елинған сүрәтләр.

Уйғур аптоном район даирилири "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, " милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси", "шинҗаңниң узун муддәтлик әминликиниң капалити" дәп көрсәткән вә милләтләр иттипақлиқи паалийәтлирини уйғур елидики мәктәп, идариләрни мәркәз қилған һалда, һәрқайси җайлирида җиддий қанат яйдурған иди.

"Тәңритағ тор бети" ниң27 - сентәбирдики хәвиридә дейилишичә, бу йил 10 - айда уйғур аптоном райони бойичә ечилидиған "6 - қетимлиқ милләтләр иттипақлиқи мукапатлаш йиғини" ниң тәйярлиқ хизмәтлири җиддий ишләнмәктә икән.

Чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин америкидики илшат һәсән әпәнди, хитай тәкитләватқан," милләтләр иттипақлиқи"паалийитиниң өзила бу районда милләтләрниң иттипақ әмәсликини билдүридиғанлиқини илгири сүрди.

Илшат әпәнди сөзидә, хитай дуняға өзини "көп милләтлик дөләт" дәп җакарлиған болсиму, хитай ичидә хитай болмиған милләтләргә " җуңхуа миллити еңи" ни теңиш арқилиқ бу милләтләргә қаратқан ассимилятсийини тезлитиватқанлиқини илгири сүрди.

У, ғәрбтики демократик дөләтләрдин америка, канада вә австралийә қатарлиқ дөләтләрниңму охшашла көп милләтлик дөләтләр икәнликини, әмма бу дөләтләрдә һечқачан "милләтләр иттипақлиқи" тәрбийиси елип берилмайдиғанлиқини селиштурма қилип, уйғур районида хитай тәшвиқ қилғандәк "милләтләр иттипақ" вәзийәт мәвҗут болмиғини үчүн, хитай һөкүмитиниң "милләтләр иттипақлиқи" ни күчәп тәрғиб қиливатқанлиқини тәкитлиди.


Илшат әпәнди йәнә уйғур аптоном район даирилири тәкитлигән "милләтләр иттипақлиқи мәсилиси шинҗаңниң узун муддәтлик әминликиниң капалити" дегән сөзи һәққидә өз қаришини оттуриға қойди.

Илшат: "хитай бу земинни бесивалғили 60 йил болған болсиму, бу земинда өзи арзу қилған тинч муһитни шәкилләндүрәлмиди, һәр вақит уйғурларниң қаршилиқиға учрап кәлди. Бу әлвәттә хитайниң бу земиндики зор байлиқлардин мәһрум қелиш әндишисини күчәйтивәтти. Шуңа хитай һөкүмити бир тәрәптин 'миллий бөлгүнчиләр' дәп өз сияситигә қарши чиққанларни бастурса, йәнә бир тәрәптин милләтләр иттипақлиқини тәкитләп, бу земинниң тинчлиқини сақлап қалмақчи болуватиду."

2010 - Йили 21 - сентәбирдин башлап, "тәңритағ тор бекити"дә, "милләтләр иттипақлиқи нәмуничилири мәхсус сәһиписи" ечилған. Бүгүн 27 - сентәбирдики сәһиписигә ақсу вилайити маарип идариси тәминлигән "милләтләр иттипақлиқини оқуғучилар турмушиға елип кирдуқ" сәрләвһилик мақалә бесилған.

Мақалидә, хитай қизини беқивалған айҗамал исимлик уйғур аялниң тили арқилиқ "биздә һазир хитай уйғур дегән милләт айримичилиқи йоқ, биздә пәқәт бирла милләт бар, у болсиму җуңхуа миллити" дегән сөз берилип, ақсу вилайитидә милләтләрниң "инақ - еҗил" өтүватқанлиқи тәшвиқ қилинған.

Илшат әпәнди, хитай һөкүмити тәкитләватқан "җуңхуа миллити еңи"тәшвиқатиниң мәқсити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди. Униң қаришичә, хитай күчәп тәрғиб қиливатқан " җуңхуа миллити еңи" әмәлийәттә, уйғур, тибәт вә моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қаритилған ассимилятсийә сияситиниң хитай тәшвиқатида ипадилиниши икән.

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, һазир хитай һөкүмити барлиқ васитиләрни қоллиниш арқилиқ, уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң миллий кимлик еңини аҗизлаштурушқа урунуватқан болуп, бу милләтләргә қарита елип бериливатқан хитай тили маарипини асас қилған "қош тиллиқ маарип сиясити" вә диний етиқад чәклимиси қатарлиқлар, ахирқи һесабта бу милләтләрниң хитайға болған наразилиқи техиму улғайтидикән.

Илшат әпәндиму, хитай һөкүмитиниң "хитай маарипи" һәм "җуңхуа миллити еңи"ни уйғурларға теңиши"әксичә үнүм бериду" дәп, көрсәтти.
 
У ахирида, бу хил урунушниң уйғурлардики "уйғур кимлики" еңини урғутуп, уйғурларда өз ана тили вә мәдәнийити қәдирләш туйғусини күчәйтип, хитай миллитидин барғанчә йирақлишиш, хитайларға болған өчмәнлик һессияти техиму улғийип, хитай әнсирәватқан қаршилиқ һәрикәтлириниң техиму кәң көләмдә партлишиға сәвәб болидиғанлиқини тәкитлиди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.