Канада парламент әзаси: хитай һөкүмити канадалиқ сиясәтчиләрни сетивелиш үчүн сәтәңләр тактикисини ишләтмәктә

Канада парламент әзаси роб андерс хитай һөкүмитиниң канадалиқ сиясәтчиләргә тәсир көрситиш вә уларни индәккә кәлтүрүш үчүн, сода пурсити яритиш билән сәтәңләр тактикисини ишқа селиватқанлиқини оттуриға қойди. Гәрчә хитай даирилириниң канадаға сиңип кириш үчүн һәр хил вастиләрни ишқа селиватқанлиқи оттуриға қоюлуп келингән болсиму,лекин бу уларниң сәтәңләр тактикисиниму ишлитиватқанлиқи бир парламент әзаси тәрипидин тунҗи қетим етирап қилинишидур. Шуңа роб андерсниң бу сөзлири канадада күчлүк инкас қозғиди.
Ихтийари мухбиримиз камил турсун
2010.08.04

1997 - Йили 25 йешида парламент әзаси болуп сайланған роб андерс, канада тарихидики әң яш парламент әзалириниң бири. У хитай даирилириниң канадалиқ сиясәтчиләрни сетивелиш вә уларни қилтаққа дәсситиш үчүн, қандақ вастиләрни қоллиниватқанлиқини, бу 13 йил җәрянида кәсипдашлириниң вә өзиниң бешиға кәлгәнләрни канада җамаитигә ашкарилиди. Роб андерс канада дөләтлик кбк радиоси вә башқа мәтбуатларниң зияритини қобул қилғанда, хитай һөкүмитиниң сода пурсити яритиш вә сәтәңләр тактикиси арқилиқ, хитайда зиярәттә болған канадалиқ сиясәтчиләрни сетивилишқа урунуватқанлиқини билдүрүп: " мениң парламенттики кәсипдишим,хитайниң шаңхәй шәһиридә бир меһманханиға чүшкинидә, яш қизлар униң ятиқиға кирип, өзлириниң бәдән увилаш мулазимити вә башқа мулазимәтләр билән тәминләйдиғанлиқини билдүргән. Достумниң тәкитлишичә, бу қизларниң ингилизчисиму, у қәдәр раван болуп, гәп - сөз вә һәрикәтлиридин уларниң мәхсус тәрбийиләнгәнлики мана мән дәп чиқип туридикән. Парламенттики йәнә бир қанчә кәсипдишим хитайда зиярәттә болғинида,хитай һөкүмити уларға сода пурсити яритидиғанлиқини тәшәббускарлиқ билән билдүргән. Хитай һөкүмити тилға алған бу сода, әмилийәттә базар баһасидин наһайити йоқири болған " деди. Парламент әзаси роб андерс, бәзи парламент әзалири вә әмәлдарларниң бу хил тәклипләрни қобул қилғандин кейин, хитайниң сизған сизиқи билән һәрикәт қилғанлиқини баян қилип: "мениң мәхситим бу парламент әзалириниң исмини ашкарилаш әмәс, бәлки бу хилдики парламент әзалирини агаһландуруш, уларниң хитай даирилириниң қилтиқиға дәссигәнликини тонушиға ярдәм бери шундақла уларниң бу җәһәттики учурларни канада җамаити билән ортақлишишини қолға кәлтүрүш " деди.

У сөзидә, хитай һөкүмитиниң һеч тәптартмастин өзигиму бу хил әхлақсиз тәклиптә болунғанлиқи, әмма хитайниң бу тәклибини қәтий рәт қилғанлиқини тилға елип өтти. Һакимийәт бешидики консерватип партийисидин болған парламент әзаси раб андерсниң бу сөзлири, хитайни көп қетим зиярәт қилиш билән тонулған, либерал партийидин болған парламент әзаси җим карйгианнисниң тәнқидигә учриди. У өзиниң көп қетим хитайда зиярәттә болғанлиқини, һәр дәриҗилик хитай әмәлдарлири вә содигәрлири билән учрашқанлиқини, әмма, уларниң һечбиридин сода мәнпәәти вә чирайлиқ қизлар билән тәминләшкә охшаш тәклипләрни аңлап бақмиғанлиқини, роб андерсниң йоқириқи сөзлириниң хитай әмәлдарлириға һақарәт қилиш болупла қалмастин, бәлки өзиниң кәсипдашлириғиму қара чаплаш икәнликини, бу сәвәбтин роб андәрсниң кәчүрүм сориши керәкликини илгири сүрди. Канада аммиви бихәтәрлик министири вик тоевәрс парламент әзаси роб андерсниң сөзлиригә һәйран қалмиғанлиқини, чүнки чәтәл һөкүмәтлириниң канадаға тәсир көрситиш үчүн һәрхил вастиләрни ишлитип келиватқанлиқиға узун йиллар болғанлиқини вә бу хил хәвәрләрниң узундин бери ахбарат вастилиридин орун елип кәлгәнликини әскәртип: " бу йәрдә моһим болғини, сиясәтчиләр үчүн бу хил бесим вә тәсир көрситишләргә қандақ инкас қайтуруш мәсилисидур" деди.

Канададики һәрқайси мәтбуатлар роб андерсниң сөзлиригә алаһидә орун бәрди. Канада дөләтлик кбк радио ширкитиниң канадалиқлар арисида елип барған рай синаш нәтиҗисигә қариғанда,81 % тин көп каналиқ хитай һөкүмитиниң пул вә сәтәңләр тактикиси билән канадалиқ сиясәтчиләрни сетивелишқа урунуватқанлиқиға ишинидиғанлиқини билдургән. Рай синашқа қатнашқан 15 % канадалиқлар буниңға ишәнмәйдиғанлиқини баян қилған. Роб андерс хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әң кәскин тәнқид қилип кәлгән канада парламент әзалиридин бири. У 2008 - йили априлда, бейҗиңда өткүзилидиған олимпик мусабиқиси билән 1936 - йили натсислар һөкүмранлиқидики берлиндә өткүзүлгән олимпик мусабиқисиниң бир - биригә охшайдиғанлиқини илгири сүрүп, хитай даирилириниң оғисини қозғиғаниди.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.