Хитайниң кучар әтрапида елип бериватқан тазилаш һәрикәтлири вә инкаслар

Авғуст ейида кучарда йүз бәргән һөкүмәт органлириға қаритилған һуҗумдин кейин, хитай һөкүмити бу районларға қаритилған контрол қилиш, бастуруш, тутқун қилиш, назарәт қилиш һәрикитини күчәйткән.
Мухбиримиз йалқун
2008.12.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
saqchi-uyghur-qiz-tekshurush-305 Уйғур елидики тәкшүрүш понкитлириниң биридә, хитай сақчи бир уйғур қизниң салаһийитини тәкшүрүп сорақ қилмақта. (Орни вә вақти ениқ әмәс)
AFP Photo

Хитай һөкүмити шәһәрләрдин таки йезилардики кичик мәһәллиләргичә мәхсус назарәт қилиш аппаратлирини қуруп һәр бир адәм үстидин тәкшүрүш елип барғандин сирт , халиған адәмләрни тутуп апирип, уруп сорақ қилип, башқиларға айғақчилиқ қилишқа салған.

Хитайниң һөкүмәт хадимлири өйму - өй йүрүп карта тарқитип, бөлгүнчилик гәп - сөзлиридә вә һәрикәтлиридә болғанларни паш қилишқа һәйдәкчилик қилған вә паш қилғанларға 5миң сом мукапат беридиғанлиқини билдүргән.

Һазир шиветсийидә яшаватқан абдушүкүр самсақ әпәнди бу һәқтә еришкән учурлирини тонуштурди.

Хитай һөкүмити кучарда йүз бәргән вәқәләрни чәтәлдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлриға , болупму хәлқарада террорлуқ тәшкилати дәп нам алған һезбу - тәһрир тәшкилатиға бағлашқа тиришиватқан болуп, уйғурлар арисида һезбу - тәһрирниң тәсирини тазилаш паалийити елип беришқа башлиған.

Чәтәлдә яшаватқан уйғур паалийәтчиләр, хитай һөкүмитиниң кучар вә башқа районларда йүз бәргән вәқәләрни амал бар һезбу - тәһриргә бағлашқа тиришиватқанлиқи хитай һөкүмитиниң уйғурларни хәлқарада йетим қалдурушқа тиришиватқанлиқидәк рәзил нийитиниң ашкарилиниши дәп қарайду.

Бу һәқтә, дини зат қурбанҗан әпәнди өз пикирлирини оттуриға қойди.

Юқиридики аваз улинишидин, ихтияри мухбиримиз ялқунниң бу һәқтики мәлуматиниң тәпсилатни аңлайсиз.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.