Түркийидә хитайда ишләп чиқирилған мәктәп оқуш материяллирини сетивалмаслиқ тәшәббус қилинди

RFA Photo / Erkin Tarim
Хәвәрдә паландөкән әпәнди ата аниларниң балиларға сүпәтлик оқуш материяллирини сетивелиш керәкликини тәкитләш билән биргә хитайниң сүний рәхлиридин ишләп чиқирилған маллиридин йирақ туруши керәкликини ейтқан.
Түркийидики башланғуч, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпләрниң оқуш башлишиға аз қалған мәзгилдә, паландөкән әпәнди түркийидә 15 милйон оқуғучиниң мәктәп формиси вә оқуш материяллирини сетивелишида ата аниларға чақириқ қилип мундақ дегән: "балилиримизға мәктәп формиси вә оқуш материяллири алғанда түркийидә ишләп чиқирилған маркилардин сетивелиңлар, саламәтликкә зиян болған хитай маллиридин сақлиниңлар."
У, мухбирларға бәргән баянатида йәнә: "оқуш материяллири сетивелиш үчүн һәр аилә көп пул чиқим қилиду, әмма балилиримизға сүпәтлик оқуш материяллири сетивелиш интайин муһим. Сүний вә боялған рәхтләрдин ишләп чиқирилған хитай маллиридин йирақ туруш керәк. Әрзан дәп сетивалған малларниң саламәтликимизгә тәһдит елип келидиғанлиқини унутмайли. Импорт қилинған сүпәтсиз хитай маллириға бәргән пулимизһа ичимиз ағрисун, әмма дөлитимиздә ишләп чиқирилған маллардин гуман қилмаңлар, һәтта хитайму сүпәтлик дәптәрләрни биздин сетивеливатиду."
Түркийидә хитайда ишләп чиқирилған буюмлар дегәндә кишиләрниң көз алдиға сүпәтсиз маллар келиду, униң үстигә 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин түркийә санаәт вә тиҗарәт министири ниһат әргүн әпәнди түрк хәлқини инсан һәқ вә һоқуқиға һөрмәт қилмайдиған дөләтләрдә ишләп чиқирилған малларни истимал қилмаслиққа чақирған иди.
Бу чақириқларниң тәсири қанчилик болар? түрк хәлқи растинла хитайда ишләп чиқирилған малларни сетивалмамду? бу һәқтики көз қаришини елиш үчүн түркийидә тиҗарий мәслиһәтчилик билән шуғуллиниватқан абдурешит әпәндигә микрафонимизни узаттуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.