Хитай олимпики уйғурларға вә дуняға немини һес қилдурди?

Хитай олимпики уйғурларға немә елип кәлди? дуняға қандақ тәсир қалдурди? дегән мәсилә тоғрисида дуня уйғур қурултейиниң австралийидики вәкили, австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси һүсән әпәнди өзиниң һес қилғанлирини баян қилди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.09.02

 Хитай һөкүмити бейҗиң олимпикини сиясийлаштурди

Һүсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити 2008‏ - йиллиқ бейҗиң олимпикини сиясийлаштурди.

Олимпик арқилиқ коммунизм идийисини хитай милләтчиликигә айландурмақчи болди
Һүсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити олимпик арқилиқ өзи бесивалған җайларда яшайдиған милләтләрни бастуруш вә дуняға кеңәймичилик қилиш үчүн, хитайда гумран болуватқан коммунизм идийисини хитай милләтчиликигә айландурмақчи болди.

Хитай һөкүмити олимпик арқилиқ уйғурларға хитайлар билән биллә яшиялиши мумкин әмәсликини чүшәндүрүп қойди

Һүсән әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити олимпик арқилиқ уйғурларға өзиниң техи җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң әзаси әмәсликини, хитайлар билән биллә яшиялмайдиғанлиқини вә хитай һөкүмитигә қандақ муамилә қилиши лазимлиқини чүшәндүрүп қойди.

Дуня хитайниң уйғурларға қаратқан әйинләшлириниң ялған икәнликини чүшәнди

Дуня уйғур қурултейиниң австралийидики вәкили һүсән әпәндиниң қаришичә, дуня бейҗиң олимпики арқилиқ хитайниң уйғурларға қаратқан әйибләшлириниң ялған икәнликини вә уйғур хәлқниң арзу - истәклириниң немә икәнликини чүшәнди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.