Бейҗиң олимпик мусабиқиси берлин олимпикидин кейинки әң талаш - тартиштики мусабиқә

Бейҗиң олимпик йиғининиң йепилиш мурасими йәкшәнбә күни бейҗиңдики мәркизи мусабиқә мәйдани " қуш чаңгиси" тәнтәрбийә сарийида өткүзүлүп, дуняда зор талаш - тартиш қозғиған 16 күнлүк мусабиқә ахирлашқан болди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.08.25
China-Olympic-Police-305 Хитайниң олимпик сақчилири бейҗиңниң кочилирини патрол қилмақта.
AFP Photo

 Әмдики мәсилә олимпикниң хитай җәмийитидә яратқан тәсири, хитай җәмийитиниң охшимиған пикирләргә сәвр - тақәт қилиш еңида қанчилик өзгириш ясиялайдиғанлиқидур. Лекин, тәрәпләр бу мәсилидә охшимиған пикир вә көз қарашларда болушмақта.

Олимпик хитайға, "ечиветиш вә охшимиған пикирләргә сәвр - тақәт қилиш" ата қилалмиған

Көзәткүчиләр, хәлқара тәшкилатлар вә ғәрб дөләтлири хитайниң олимпик мусабиқиси җәрянида ипадилигән позитсийисини, олимпик мусабиқисиниң хитай җәмийитидики өзгиришкә зади қанчилик тәсир көрситәләйдиғанлиқини муһакимә қилишмақта. Бу мәсилидә тәрәпләрниң пикирини охшаш дегили болмайду. Бәзиләр олимпик мусабиқиси хитай җәмийитини дуняниң асаси еқимиға йеқинлаштурғанлиқини илгири сүрсә, йәнә бәзиләр, олимпик хитайға "ечиветиш вә охшимиған пикирләргә сәвәр - тақәт " елип келәлмигәнликини тәкитлимәктә. Олимпик хитайға "ечиветиш вә охшимиған пикирләргә сәвр - тақәт" ата қилалмиғанлиқини илгири сүргән дөләтләрниң бири америка.

Америка йәкшәнбә күни олимпикниң юқириқи сәвәбләр түпәйли өзлиридә үмидсизлик яратқанлиқини елан қилди. Америкиниң бейҗиңдики баш әлчиханиси йәкшәнбә күни бейҗиңда намайиш қилған америкилиқларниң тутқун қилинғанлиқи мунасивити билән баянат елан қилғанда "хитайниң олимпик мусабиқисидә техиму кәң ечиветиш вә охшимиған пикирләргә сәвр - тақәтчанлиқни көрсәтмигәнлики бизни үмидсизләндүрди," дәп тәкитлигән. Америка әлчиханиси баянатида йәнә "мундақ дәйду": биз хитай һөкүмитиниң олимпик җәрянида пуқраларниң кишилик һоқуқи җүмлидин сөз әркинлики вә диний әркинликигә һөрмәт қилишқа үндәймиз."

Америка әлчиханисиниң мәзкур баянати бейҗиңда намайиш қилип, тибәтни қоллиғанлиқи түпәйли тутқун қилинған 8 америкилиқниң тутқун қилиниш вәқәсигә қаритилған иди. Әлчихана баянатида америкилиқларниң қоюп берилишини тәкитлигән. Америка әлчиханисиниң мәзкур баянати хитай олимпик мусабиқисиниң йепилиш мурасими өткүзүп, олимпик ғәлибисини тәнтәнә қиливатқан күн билән охшаш бир күндә елан қилинди.

Роге: олимпик хитайға иҗабий өзгүрүш елип келиду

Хитай олимпик мәзгилидә кишилик һоқуқи вә сөз әркинликигә һөрмәт қилиш тоғрисидики хәлқара бесимниң тәсири билән бейҗиңдики 3 җайни намайиш райони қилип бәлгилигән иди. Бейҗиң шәһәрлик җ х идариси олимпик җәрянида аз дегәндә 70 парчә намайиш қилиш илтимаси тапшурувалған болсиму, лекин буниң һеч биригә рухсәт бәрмигән. Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси җәкс роге олимпик йиғини хитайда зор өзгиришләрни елип келиду, дәп қариғучи затларниң биридур. У йәкшәнбә күни бейҗиңда ахбарат саһәси билән өткүзгән сөһбитидә бу нөвәтлик олимпик йиғини бейҗиңниң қияпитидә бәзи мадди өзгиришләрни пәйда қилипла қалмай, бәзи мәниви хатириләрни қалдурғанлиқини билдүрди.

Роге, "олимпик мунасивити билән дуня хитайни тәпсили көзүтүш пурситигә игә болди. Хитай пүтүн дуняға ечиветилди. Пүтүн дуня хитайни илгирлигән һалда чүшәнди. Хитай болса дуняни чүшәнгән болди. Бу шүбһисизки узун мәзгиллик иҗабий тәсирләрни яритиду." Деди.

Хитай йеңи ахбарат қаидисини давамлаштуруш керәк

Лекин, хитайниң 2008 ‏ - йили 1 - айда йолға қойған ахбарат қаидисиниң үзлүксиз иҗра қилинишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлигән роге ," бу қаидиниң нуқсансиз болуши натайин. Лекин бу қаидә бурунқиға селиштурғанда зор өзгириштур. Биз бу йәрдә шу арзуйимизни тәкитлимәкчи, бу қаидиниң ахирқи чеки 30 - өктәбир күни ахирлашқандин кейин үзлүксиз йолға қоюлушини күтимиз", дәйду. Хитай һөкүмити 2008 - йили 1 - айниң 1 - күни чәтәллик мухбирларниң олимпик мәзгилидә җуңгода ахбарат паалийити билән шуғуллиниш қаидисини елан қилип, чәтәллик мухбирларға қаратқан бир қисим чәклимиләрни йәңгилләткән иди.

Хәлқара кәчүрүм вә чегрисиз мухбирлар тәшкилатиға охшаш хәлқара органлар хитайни олимпик мәзгилидә кишилик һоқуқи вә ахбарат әркинликигә һөрмәт қилмиғанлиқини әйиблигән.

Олимпик комитети кишилик һоқуқи көрсәткүчи бекитиш лазим

Кәчүрүм тәшкилати хәлқара олимпик комитетини кишилик һоқуқи көрсәткүчи бәлгиләп, һазирқи хаталиқни кәлгүсидики олимпик мусабиқилирида тәкрар садир қилмаслиққа үндиди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия - тинч окян ишлири муавин программа мудири розан райиф мундақ дәйду ; " хитай даирилири вә хәлқара олимпик комитетиниң кишилик һоқуқни яхшилаш пурсити бар иди. Лекин улар буни иҗра қилмиди. Мәҗбури көчүрүш, паалийәтчиләрни қолға елиш, мухбирларға чәклимә қоюш қатарлиқлар кейинки олимпик мусабиқилирида йүз бәрмәслики керәк."

Лекин хәлқара олимпик комитетиниң рәиси җәкс роге хәлқара олимпик комитетиниң бейҗиң олимпик мусабиқисидики мәйданини ақлимақта. У йәкшәнбә күни ахбарат саһәси билән өткүзгән сөһбитидә олимпик комитетиниң игилик һоқуқиға игә бир дөләткә сияситини өзгәртиш тоғрисида бесим ишлитәлмәйдиғанлиқини яки дунядики пүтүн мәсилиләрни һәл қилалмайдиғанлиқини билдүргән.

Хитай: бейҗиң олимпик мусабиқисидә олимпик роһи намайән қилинди

Хитайни тәнқид қилған хәлқара тәшкилатларниң йәнә бири мәркизи ню йорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидур. Мәзкур тәшкилат хитайниң олимпик мусабиқиси билән мунасивәтлик кишилик һоқуқи зиянкәшликини тәнқидлигән иди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң баянатида хитайни " мәтбуат чәклимиси қоюш, олимпик қурулушида ишлигән аққун ишчиларни кәмситиш, миңлиған он миңлиған хитай пуқралирини олимпик қурулушини баһанә қилип, өй - маканидин қоғлаш қатарлиқлар" билән әйиблигән.

Лекин, хитай һөкүмити бу нөвәтлик олимпик мусабиқисида олимпик роһиниң намайән қилинғанлиқини тәкитлимәктә. Бейҗиң олимпик тәшкили комитетиниң рәиси лю чи олимпикниң йепилиш мурасимида мундақ дәйду : " өткәнки 16 күн җәрянида дунядики 204 дөләт вә райондин кәлгән тәнһәрикәтчиләр олимпик роһини намайән қилди. Адиланә риқабәт муһити астида батуранә елишип, юқири сәвийилик маһарәт вә риқабәт күчини намайән қилди. Кишини пәхирләндүрүдиған нәтиҗиләрни яратти. Җәмий 38 түрдә дуня рекорти, 85 түрдә олимпик рекорти бузуп ташланди."


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.