Хитай өктичилири хәлқ қурултийини хитай җинайи ишлар дава қануниниң түзитиш киргүзүлгән нусхисини рәт қилишқа чақирди

Мәзкур қанун тәклип лайиһиси хитай өктичилири, кишилик һоқуқ адвокатлири вә иҗтимаий сәзгүрлүки күчлүк бәзи хитай пуқралириниң тәнқидигә вә қарши турушиға учриған.
Мухбиримиз әркин
2011.09.29
lu-ching-lu-qing-ai-weiwei-305.jpg Мәшһур сәнәтчи вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси әй вейвейниң аяли лу чиң баҗ идарисиниң алдида. 2011-Йили 14-июл, бейҗиң.
AFP

Хитай һөкүмити тәрипидин мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң мақуллишиға сунулған хитай “җинайи ишлар дава қануни” ниң түзитиш киргүзүш нусхисиға пикир бериш вақит қәрәли 30-сентәбир күни толиду.

Қанун тәклип лайиһисигә пикир бериш вақит қәрәли тошуш һарписида, хитай тор бәтлиридики мәзкур қанунға мунасивәтлик муназирә вә талаш-тартишлар күчийишкә башлиди. Бәзи өктичиләр тор бети вә чәтәл ахбарат васитилиригә сөһбәт елан қилип, қурултай әзалиридин мәзкур қанун тәклип лайиһисини рәт қилишни тәләп қилса, йәнә бәзи өктичиләр хитай хәлқ қурултийиға мәктуп йезип, мәзкур қанун лайиһисиниң кишилик әркинликни илгириләп боғушқа йол ачидиғанлиқини илгири сүргән.

Түнүгүн, мәшһур сәнәтчи вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси әй вейвейниң аяли лу чиң хитай хәлқ қурултийиға мәктуп йезип, “җинайи ишлар дава қануни” ниң түзитиш киргүзүш лайиһисидики бәзи маддиларниң асасий қанунға хилап икәнликини, униңда җ х органлириниң һоқуқи кеңәйтилип, пуқраларниң асаси кишилик әркинлики капаләткә игә қилинмиғанлиқини тәнқид қилған.

Бүгүн йәнә бир мәшһур паалийәтчи, явропа сахароп кишилик һоқуқ мукапатиниң саһиби ху җя, чәтәл ахбарат васитилиригә сөһбәт елан қилип, хитай хәлқ қурултийи әзалирини мәзкур қанун тәклип лайиһисини рәт қилишқа чақирди. У, мәзкур қанун тәклип лайиһисиниң хитай җ х органлирини “к г б лаштуридиғанлиқи” ни тәкитлигән.

Өктичиләр, мәзкур маддиларда җ х вә бихәтәрлик органлириға тутқунларни өзи халиған вақит вә халиған йәрдә мәхпий тутуп туруш, бу җәрянда һечкимгә хәвәр бәрмәслик һоқуқи берилгәнликини тәнқид қилмақта. Уларниң илгири сүрүшичә, мәзкур қанун тәклип лайиһисиниң уларни әң көп әндишигә селиватқан әҗәллик маддиси униң 30, 36 вә 39-маддилиридур. Бу маддилар хитай җ х вә бихәтәрлик органлириниң универсал кишилик һоқуқ өлчәмлиригә хилап бәзи қилмишлирини қанунлаштуриду, халас. Америкиниң ню-йорк шәһирини мәркәз қилған “җуңго демократийә һәрикити тәтқиқат мәркизи” ниң мәсули чен миң бу хил қараштики хитай зиялийлириниң биридур. У “мениңчә, мәзкур қанун тәклип лайиһисиниң башқа маддилири рәңвазлиқтин ибарәт халас. Униң һәқиқий муддиаси қанун лайиһисиниң 36-вә 39-маддилирида. Қалған маддилар 36-вә 39-маддиларни пәдәзләш ролини ойнайду........Бу униң қанун қилмишлирини вә кишилик һоқуққа хилап һәрикәтлирини қанунлаштуриду. Йәни бу кишилик һоқуққа қарши қилмишлириға қанун асас һазирлап, ғәрбниң кишилик һоқуқ тәнқидидин өзини қачуруштур. Йәни нөвәттики җуңгода улғийиватқан қаршилиқ вә һоқуқ қоғдаш һәрикәтлиригә зәрбә бериш, уни контрол қилиш, бу йолдики қилмишини қанунлаштуруштур” дәп көрсәтти.

 Лу чиң хитай хәлқ қурултийиға йоллиған мәктубида қанун тәклип лайиһисидики 30, 36 вә 39-маддиларни қанун лайиһисидин чиқирип ташлашни тәләп қилип, бир мәдини дөләтниң чоқум кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши керәкликини, әгәр бу қанун лайиһиси мақулланса җуңгониң қанун түзүм тәрәққиятини арқиға чекиндүрүветидиғанлиқини, кишилик һоқуқ әһвалини начарлаштуруп, җуңгониң мәдини тәрәққиятиға тосалғу болидиғанлиқини билдүргән.
Бирақ көзәткүчиләр, мәзкур қанун тәклип лайиһисидики юқириқи маддиларда дөләт бихәтәрликигә мунасивәтлик делоларда җ х вә бихәтәрлик органлириға тутқунларни 6 айға қәдәр мәхпий тутуп туруш һоқуқи берилгәнликини, бу җәрянда адвокатниң тутқунлар билән көрүшүши мәни қилинидиғанлиқини әскәртип, бу маддиларниң өктичиләрни бир тәрәп қилишқа қаритилғанлиқини билдүрмәктә.

Нюйорктики “җуңго хәлқ һәрикити тәтқиқат мәркизи” ниң мәсули чен миң мәзкур қанун тәклип лайиһиси мақулланса, буниң әң еғир сәлбий тәсиригә учрайдиған хәлқниң ‏уйғурлар болуп қалидиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “аз санлиқ милләтләр өзиниң әркинлики вә кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш күришидә чоқум җуңго һөкүмитиниң сияситиниң қаршилиқиға учрайду. Бу нуқтидин болсиму, мәзкур қанун тәклип лайиһисини наһайити асанла мақуллиши мумкин. Мәзкур қанун мақулланса, әлвәттә җуңго һөкүмитиниң һазирқи уйғурларни тутқун қилиш, қолға елиш, солаш, нәзәрбәнд қилиш қилмишини илгириләп қанунлаштуриду. Буниң билән һөкүмәт мәзкур қанунға тайинип, уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини илгириләп дәпсәндә қилидиған қилмишларни елип баралайду.”

Бейҗиңдики кишилик һоқуқ адвокати ма шавпиңниң илгири сүрүшичә, хитай қанунидики адвокатларниң дөләт бихәтәрлик, террорлуқ вә еғир хиянәтчиликкә мунасивәтлик дилолардики ролиға даир бәлгилимиләр билән, бу һәқтики хәлқара бәлгилимиләр арисида зор пәрқ мәвҗут болуп, бу пәрқ мәзкур қанун тәклип лайиһисидә түзитилмигән. Ма шавпиң, радиомизға бәргән мәзкур қанун тоғрисидики пикридә әскәртип, йеңи қанун тәклип лайиһисидә адвокатларниң һоқуқиға даир һечқандақ өзгириш йоқлуқини, улар дөләт бихәтәрлик, террорлуқ вә еғир хиянәтчиликкә мунасивәтлик делоларда тутқунлар билән көрүшүш үчүн йәнила разведка органлириниң тәстиқини елиши керәкликини билдүргән.

Хитай хәлқ қурултийи “җинайи ишлар дава қануни” ниң түзитиш киргүзүшкә даир мәзкур нусхисини бу йил 8-айниң 24-күни тор бетидә елан қилип, җәмийәтниң пикир беришигә сунған. Бирақ нюйортики “җуңго демократийә һәрикити тәтқиқат мәркизи” ниң мәсули чен миң хитай һөкүмити вә хәлқ қурултийиниң җәмийәт пикригә қулақ селип, мәзкур қанун тәклип лайиһисигә түзитиш киргүзидиғанлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди. У “җуңго хәлқ қурултийиниң һоқуқи асасән җуңго компартийә һакимийитигә маслишишни чиқиш қилған. Шуңа униң қоғдаш обйекти җуңго компартийә һакимийитидур. Хәлқ қурултийиниң омуми гәвдиси вә һоқуқ йүргүзүш фонкисийисидин қариғанда, униң компартийә мәнпәити билән тоқунушуп қелиши мумкин әмәс. У пәқәт бир көргәзмә халас. У хәлқара җәмийәтниң бесими астида хәлқтин бәзи пикирләрни сориған болсиму, бирақ мән униң бу пикирләрни қобул қилип, әмәлий һәрикәт қилишиға гуман билән қараймән” дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.