Хитай бир түркүм зиялийларға мақалә заказ қилип, көп партийә түзүмини тәнқид қилдурмақта
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.02.17
2009.02.17
Мақалидә көп партийә түзүминиң җәмийәттә қалаймиқанчилиқ пәйда қилидиғанлиқи, сайламда утуп чиққан партийиниң аз сандики бир гуруппиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиғанлиқи, шуңа хитайниң бир партийә түзүмидә давамлиқ чиң туруши керәклики тәкитләнгән.
Аптор мақалисидә көп партийә түзүмини ғәрб мәһсулати дәп тәриплигән һәм ғәрбниң, көп партийә түзүмини бир қисим тәрәққий қиливатқан дөләтләргә теңиш арқилиқ у дөләтләрдә муқимсизлиқни кәлтүрүп чиқарғанлиқини әскәрткән. Мақалидә, хитайниң нөвәттә иқтисадий тәрәққиятта алтун дәврдә туруватқанлиқини, җуңхуа миллитиниң қайтидин баш көтүрүватқанлиқини, бу мәзгилдә хитайниң, муқимлиққа җиддий еһтияҗлиқ икәнликини, шуниң үчүн бир партийә түзүминиң хитай үчүн ваз кечилмәс түзүм икәнликини әскәрткән.
Бүгүн америка авази радиоси хитайдики бир қисим зиялийларни зиярәт қилип мәзкур мақалигә қарита пикир игилигән. Бейҗиңдики бир қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати Liu Xiaoyuan мухбирниң зияритини қобул қилип, фаңниң мақалисиниң мәзмун җәһәттин зиддийәтлик бир мақалә икәнликини билдүргән. У мақалидә оттуриға қоюлған пикирниң җуңгода нөвәттә йолға қоюлуватқан бир дөләттә икки хил түзүм сияситигә қарши икәнликини билдүргән. У мундақ дегән: " әгәр җуңгоға көп партийә түзүми уйғун кәлмәйду дегән пикирни тоғра дәп қарисақ, у чағда, тәйвәнни җуңгониң бир қисми әмәс, дейишкә тоғра келиду. Чүнки тәйвәндә көп партийә түзүми йолға қоюлуватиду вә җәмийәт муқимлиқи бузулмайватиду. У чағда йәнә хоңкоң вә авминниму җуңго әмәс дейишкә тоғра келиду."
Liu Xiaoyuan Сөзидә йәнә мундақ дәйду: компартийә һәқиқәтни синашниң бирдин - бир өлчими һәқиқәт дәп қарайду, ундақ икән, көп партийә түзүмини йолға қоюп бақмай туруп, уни җуңгоға зиянлиқ дәп тәнқид қилиш, компартийә үчүн өз пәлсәписини инкар қилиш демәктур.
Бейҗиңдики сиясий пәнләр мутәхәссиси Liu junning, хитайда нөвәттә, иҗтимаий зиддийәтләрниң чигишләшкәнликини, бу зиддийәтниң йилтизи техи йолға қоюлмиған көп партийә түзүмидә әмәс, нөвәттә йолға қоюлуватқан мәвҗут түзүмдә икәнликини, шуңа техи йолға қоюлмиған бир түзүмни тәнқид қилишниң илмий тәрәққият нәзәрийисигә зит икәнликини баян қилған.
У сөзидә йәнә, җәмийәтниң зиддийәттин тамамән халий болалмайдиғанлиқини, түзүмләрниң мана бу зиддийәтләрни әң төвән чәккә чүшүрүштә рол ойнайдиғанлиқини, буни әмәлгә ашуралайдиған түзүмниң демократик түзүм икәнликини баян қилған вә мундақ дегән: " дуняни көрүп туруватимиз, җәмийәттики тоқунушларни әң яхши бир тәрәп қиливатқан дөләтләр, көп партийә түзүмидики дөләтләрдур. Җәмийәттә қалаймиқанчилиқ, ачарчилиқ пәйда қилған түзүм ғәрб тәшәббус қиливатқан көп партийә түзүми әмәс, сабиқ совит иттипақи вә җуңго тәшәббус қилған коммунистик түзүмдур. Бу пакитқа көз юмуш мумкин әмәс, уни унтушму мумкин әмәс."
Бейҗиң санаәт технологийә университетиниң профессори, Hu xingdou хитайда, көп партийә түзүмини йолға қоюшниң вақит җәһәттин балдур икәнликини, әмма бу дегәнлик көп партийә түзүми яримас түзүм дегәнлик әмәсликини, йәни мәсилиниң көп партийә түзүмидә әмәс, хитай җәмийитиниң мәдәнийәт җәһәттә бу түзүмгә техи һазир болалмиғанлиқида икәнликини баян қилған. У хитайниң көп партийә түзүмигә қарап меңишиниң қечип қутулалмайдиған йол икәнликини, мәсилә вақит мәсилиси икәнликини тәкитлигән.
Юқиридики баянлар хитай ичидики бир қисим зиялийларниң қарашлиридур.
Ғәрб көзәткүчилири болса, демократик түзүмниң әвзәлликиниң дуняда нөвәттә талаш - тартиш қилинмайдиған дәриҗидә тоғра тепилғанлиқини, хитай компартийиси пәқәт һоқуқтин ваз кечәлмигәнлики үчүнла, бир түркүм зиялийларға мақалә заказ қилип, көп партийә түзүмигә қарши җамаәт пикри билдүрмәктә.