Хитай даирилири рамизанда уйғур кадирларға чүшлүк зияпәт бәрмәктә
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.19
2008.09.19

AFP Photo
Хотән вилайитидә һәтта идарә - органларда даириләр уйғур хизмәтчи, кадирларни опчә чүшлүк ғизаға орунлаштуруш тактикилири билән уларниң роза тутушиға йол қоймайватқан икән.
Радиомизда 24 саәтлик телефон ленийиси ечилғандин буян, уйғур дияридин уйғурларниң сиясий, диний һәм миллий җәһәттә хитайниң бастуруши һәм кәмситишичә учраватқанлиқиға даир инкаслар кәлмәктә.
Йеқинда хотәндин бир уйғур даириләрниң рамизан кириши билән хотән вилайитидики идарә - органларда уйғур кадирларни опчә чүшлүк ғизаға орунлаштуруватқанлиқи, бу зияпәткә қатнашмиғанлар гуман һәм тәқип астиға елиниватқанлиқи үчүн бәзи уйғурларниң амалсиз һалда розисини бузушқа мәҗбур болуватқанлиқи, хитай даирилириниң бир қанчә йилдин буян бу хил тактика билән уйғур кадирлар, хизмәтчиләрни роза тутмаслиққа зорлаватқанлиқи, әгәр роза тутқанлиқи байқалса түрлүк тәшкили җазаларға муптила болуватқанлиқи һәққидә учур бәрди.
Биз бу учурға асасән хотән вилайәтлик партком ишханисиға телефон қилдуқ. Биз телефонни алған хадимдин һөкүмәтниң немә мәқсәттә уйғур кадирларни чүшлүк ғизаға орунлаштуруватқанлиқини сориғинимизда у, " бу дегән рәһбәрләрниң орунлаштуруши," диди әмма бу хитай кадир башқа соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.
Хотән шәһәрлик баҗ идарисиға телефон қилип сориғинимизда бу органдики уйғур кадирлар хитайлар билән бирликтә һәптидә бир қанчә қетим һәқсиз чүшлүк ғизаға орунлаштуруливатқан икән.
Хотән тәвәсидики аммидин мәлумат игиләш үчүн қилған телефон зиярәтлиримиз давамида, хотән вилайити лоп наһийисидики бир шәхси дукандарға шагиртлиққа киргән бир уйғур яш зияритимизни қобул қилди.
Хотәндин радиомизға учур йәткүзгән исмини ашкарилашни халимиған уйғурларниң билдүрүшичә, бәзи идарә - органларда һәтта һөкүмәтниң уйғурларға рамизанлиқ орунлаштурған бу чүшлүк зияпәтлиригә мәҗбурий һәқ еливатқан болуп, зияпәткә бармиғанларниң маашидин тамақ һәққи мәҗбурий тутуп қелинидикән.
Хитай даирилириниң бу хил тәдбир билән уйғурларниң роза тутушиға тосқунлуқ қилиши уйғур елиниң нурғун җайлирида давам қилмақта болуп, хитай даирилириниң уйғурларниң миллий һәм диний өрп - адәтлиригә қилған һөрмәтсизләрчә кәмситиш һәрикәтлири, уйғурларда наразилиқларни мәйданға кәлтүрмәктә.