Хитай һөкүмити өзи пәйда қилған апәтләрни тәбиәткә дөңгәп қоймақчиму?

Бүгүн интернеттә, хитай һөкүмити немә үчүн бу йил йүз йилдин буян көрүлүп бақмиған чоң апәт дегән сөзни көп қоллинидиған болуп қалғанлиқи һәққидә муназирә қозғалди. Хитайға нәзәр тор гезити ниң бүгүнки обзорида баян қилинишичә, хитай һөкүмити бу йил 3 - айда йүннән, гуйҗу қатарлиқ ғәрбий җәнубтики бәш өлкидә йүз йилдин буян көрүлүп бақмиған чоң қорғақчилиқ апити йүз бәрди деди. Униңдин кейин, гуаңдуңниң шавгуән, хуйҗу, сәнту қатарлиқ 13 шәһәрчисидә йүз йилдин буян көрүлүп бақмиған ямғур апити йүз бәрди деди. Униңдин кейин, хитай һөкүмитиниң учур вастилири йүз йилдин буян көрүлүп бақмиған чоң кәлкүн, чоң ташқин яки дәһшәтлик тәбиий апәт дегән сөзни һәммила җайда қоллинидиған болуп қалди.
Мухбиримиз вәли
2010.08.02

4 Йилда 3 қетим йүз йил келәмдикән?

Униңда баян қилинишичә, гуаңдуңниң лечаң шәһиридин бир тордаш бүгүн мән бу шәһәрдә туруватқан 4 йил ичидә, һөкүмәт 3 қетим йүз йилдин буян көрүлмигән ямғур апити йүз бәрди деди. 4 Йилда 3 қетим йүз йил келәмдикән? интернеттин учур изләш матори бәйду дин ахтуруп бақсам, бу йил һөкүмәтниң учур вастилири йүз йилдин буян көрүлмигән дегән сөзни 4 милйон 120 миң қетим қоллинипту. Хитай һөкүмити 60 - йиллардиму, чоң ачарчилиқ йүз берип 30 - 40 милйон адәм өлгән вәқәдин бурун, гезитларда тарихта мисли көрүлмигән тәбиий апәт дегән сөзни әң көп қолланған икән. Хитай һөкүмити һазир йәнә көп қоллинватқан йүз йилдин буян көрүлүп бақмиған дегән сөзниң кәйнигә немә сүйиқәст юшурунғанлиқини билгим келиватиду дәп язған.

Хитайда йүз йилда бир көрүлгән әң чоң апәт - - - маркисизм вә коммунист партийә

Йәнә бир тордаш бу һәқтә язған обзорида хитайда йөз йилдин буян көрүлүп бақмиған чоң апәт - маркисизм вә коммунист партийә. Коммунист партийә хәлққә әң чоң апәт кәлтүрүш үчүн хәлқ үчүн хизмәт қилиш, хәлқниң оғли болуш дәп ялған тәшвиқ қилған. Һазир йәнә өзи пән - илимгә, иқтисадий қанунийәткә вә тәбиий қанунийәткә хилап иш қилип кәлтүрүп чиқарған балай - апәтләрни йөз йилдин буян көрүлүп бақмиған апәт дегән сөз билән юшуруш арқилиқ, уни тәбиәткә дөңгәп қотулмақчи болуватиду дәп язған.

Буйил уйғур аптоном районидиму йөз йилдин буян көрүлүп бақмиған апәт дегәнни көп қоллиниватиду

Учур архиплириға қариғанда, хитай бу йил уйғур аптоном районидиму йөз йилдин буян көрүлүп бақмиған дегән сөзни көп қолланди. Мәсилән шималда йөз йилдин буян көрүлүп бақмиған қар апити йүз бәрди, җәнубта йөз йилдин буян көрүлүп бақмиған қорғақчилиқ болди деди. Униңдин кейин шималда йүз бәргән ташқинниму йөз йилдин буян көрүлүп бақмиған ташқин деди. Җайларда чиққан боранниму йөз йилдин буян көрүлүп бақмиған қум, боран,деди.

Уйғур зиялийлири алди билән бай вәқәсини әслиди

Түркийидики тәклимакан нәшриятиниң мәсули абдуҗелил туран әпәнди, алди билән хитай пәйда қилған бай вәқәсини әсләп өтүп, андин мулаһизиси арқилиқ, йүз бәргән һәр қандақ вәқәгә һөкүмәт өзи тәдбир елиши, мәсул болуши, андин буниңдики тәқдиргә даир амиллар һесабқа елиниши лазмлиқини, бу тархтин буян давамлишип келиватқан әнәнә икәнликини шәрһийләп көрсәтти.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.