HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(1)


2006.07.13

xinda-xitay-tili-200.jpg
"Шинҗаң университети" ниң бир темиға есилған тәшвиқат тахтиси. Үстидики қурда "дөләт байриқини сөйүп, дөләт шеирини оқуп, путунғуада сөзлишәйли" дегән сөзләр, астидики қурда "үрүмчи шәһәрлик тил – йезиқ хизмити комитети назарәтчиликидә ясалди" дегән сөзләр йезилған.

Йеқинда хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән хәвиридин мәлум болишичә, һазир уйғур елидики HSK йәни хитай тил сәвийиси имтиһан бериш понкитлири барғансери көпийип, мәзкур район хитай бойичә имтиһан бәргүчиләр сани әң көп болған районға айланған.

Хәвәрдә ейтилишичә, HSK имтиһанни 1996 - йили тунҗи қетим уйғур елидә елип берилған болуп, йеқинқи 10 йилдин буян мәзкур райондики имтиһан бәргүчиләр сани һәссиләп өрләшкә башлиған. Мәсилән 1996 ‏- йили мәзкур райондики HSK имтиһан бәргүчиләр сани 1556 болуп, 2005 ‏- йилиға барғанда, бу сан көпийип 130 миңға йәткән. Һазир дуняда HSK имтиһаниға қатнашқучиларниң сани бир милйон 200 миңдин ашқан болуп, бу санниң йеримидин көп қисмини йәни 620 миңини уйғур елидики хитай болмиған милләтләр игилигән.

Хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән бу хәвиридә йәнә һазир уйғур елидә HSK имтиһани али мәктәпкә кириш имтиһаниға охшаш муһим орунда туридиғанлиқи әскәртилип, "һазир шинҗаңдики аз санлиқ милләтләр хитай тилиниң нәқәдәр муһим икәнликини толуқ тонуп йәтти. Шуңа һазир өз пәрзәтлирини ичкири өлкиләргә әвәтип оқутидиған ата‏ ‏- анилар барғансери көпүйиватиду. Бу йил 6 ‏- айда өткүзүлгән толуқ оттура мәктәп оқуғучилиридин елинған имтиһанда, гәрчә қобул қилиш сани 4 миңға йеқин болсиму, имтихан бәргүчиләрниң сани 31 миңға йәткән" дейилгән.

HSK Интиһамиға қатнишидиған уйғурларниң көпийиши мәҗбурлиништин

японийидә доктурлуқ унванға еришкән һазир америкида турушлуқ уйғур зиялийлиқ полат әпәнди әйни чағда өзиниңму HSK имтиһаниға қатнашқанлиқини сөзләп келип, һазир уйғур елидики HSK имтиһаниға қатнашқучилар саниниң бу дәриҗидә көпийиватқанлиқини пүтүнләй бир хил мәҗбурлаш сияситидин келип чиққан дәп көрсәтти.

Радиомизниң һәқсиз линийисигә келиватқан телефонлардин мәлум болишичә, һазир уйғур елидики һәрқандақ алий мәктәпләрдә, миллий оқутқучилар милли оқуғучиларға өз тилида әмәс, бәлки хитайтилидә дәрс өтидикән. Шуңа миллий оқутқучилар мәйли у кәсип җәһәттә қанчә пухта яки билимлик болсун, әгәр хитай тил өткүлидин өтәлмәйдикән, чоқум оқутқучилиқ хизмитидин елип ташлинидикән.

HSK Тин өтәлмигәнләрниң ечинишлиқ ақивити

Бир қисим орта яшлиқ хитай тил өткилидин өтәлмигән уйғур оқутқучилар бу хил бесимға бәрдашлиқ берәлмигән. Мәсилән шинҗаң университетидики исмини мәлум қилишни халимиған бир хизмәтчиниң мәлум қилишичә, мәзкур мәктәпниң тарих факултетидики бир оқутқучи хитай тил өткүлидин өтәлмигәнликтин хизмәттин елип ташланғандин кейин, аччиғида туюқсиз йүрәк кесили қозғап, меңисигә қан чүшүп һаятидин айрилған.

Узун йил шинҗаң университетта оқутқучилиқ қилған һазир америкида турушлуқ уйғур зиялийси полат әпәнди мәзкур мәктәптики оқутқучиларниң һәқиқәтән наһайити еғир бесим астида яшаватқанлиқини һәтта чәтәлләрдә докторлуқ унван елип қайтқан иқтидарлиқ оқутқучиларму хитай тил өткилидин өтәлмигәнликтин хизмәттин тохтитип қоюливатқанлиқини ейтти.

Зияритимизни қобул қилған уйғур зиялиси полат әпәнди һазир уйғур елида HSK имтиһаниниң интайин муһим рол ойнайдиғанлиқини һәтта унван баһалаштиму зор тәсир көрситидиғанлиқини тәкитләп, шинҗаң университетниң әдәбият факултетидики бир оқутқучиниң сәргүзәштисини сөзләп бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.