Хитайда түрк күлтүр йили башланди
2013.01.04
Түркийә күлтүр вә саяһәт министири әртуғрул гүнай мухбирларға бәргән баянатида 2013 - йили ичидә хитайда түрк күлтүрини тонутуш үчүн нурғун паалийәтләрни оюштуридиғанлиқини, бейҗиң башлиқ бәзи шәһәрләрдә юнус әмрә күлтүр мәркизи ачидиғанлиқини елан қилди. Биз алған мәлуматларға қариғанда, үрүмчидиму юнус әмрә күлтүр мәркизи ечилиш еһтимали баркән.
2013 - Йилидики түрк күлтүр йилини оюштурғучи җәнубий асия дөләтлири иҗтимаий вә иқтисадий һәмкарлиқ җәмийити баш секритари әрсин қараоғлан, түрк күлтүр йили мунасивити билән хитайда өткүзүлмәкчи болған паалийәтләр һәққидә мәлумат берип, дунядики йүксиливатқан иқтисади күчләрдин бири болған хитайниң 2013 - йилида түркийигә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини, хитайниң бу көңүл бөлүшлиридин яхши пайдилинип, түркийини хитайда тонутувелиш керәкликини тәкитлигән. Қараоғланниң мухбирларға бәргән баятаниға асасланғанда, хитайдики түркийә күлтүр йили мунасивити билән хитайниң бейҗиң, шаңхәй, гуаңҗу қатарлиқ шәһәрлиридә түркләрниң тарихий асарә - әтиқилири тонуштурулидикән.
Түркийә ачқан көргәзмә хитайларниң наразилиқиға учриған
Дунядики муһим саяһәт дөләтлиридин бири болған түркийә, нопуси көп болған хитайниң түркийә саяһәтчиликиниң раваҗлиниши үчүн төһпә қошалайдиғанлиқиға ишәнмәктә. Шуңа, хитайдики түрк күлтүр йилиға алаһидә әһмийәт бәрмәктә. Түркийә түрк күлтүр йилидин күткәнлирини әмәлгә ашураларму, түрк күлтүр йилиниң уйғурларға қандақ пайдиси болар, үрүмчидә юнус әмрә күлтүр мәркизи ечиларму, дегәндәк соалларға нисбәтән пикирини елиш үчүн түркийә иситратегийилик чүшәнчә ениститути хитай, түркийә мунасивити мутәхәссиси дотсент доктор әркин әкрәмгә мекрафонимизни узаттуқ. У, хитайда өткүзүлидиған түрк күлтүр йилиниң хитайда түркийини тонутуш үчүн бәлгилик пайдиси болсиму, сәлбий тәсирлириниңму болидиғанлиқини ейтти. Мәсилән, өткән йили бейҗиңда өткүзүлгән түркийини тонуштуруш көргәзмисидә, көргәзмигә қоюлған орхун абидисиниң кичиклитилгән нусхисиниң үстигә таң сулалиси мәзгилидә хитайниң түркләрни қандақ алдиғанлиқи һәққидики мәзмунлар йезилған болуп, бу хитайларниң наразилиқини қозғиған.