Хитай: " түркийә ядро електир истансиси қуруш ишни бизгә бәрсә, ядро техникимизни ортақлишимиз"

Түркийә дөләт министири күршат түзмәнниң бейҗиң үрүмчи вә қәшқәргә елип бериватқан рәсми зиярити давам қилмақта. Дөләт министири күршат түзмән бу қетимқи зиярити җәрянида үрүмчи йәрмәнкисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқандин башқа, хитай дөләт рәһбәрлири вә ширкәт мәсуллири биләнму бир йүрүш учришишларни елип барған.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.09.03

 Күршат түзмән хитай билән бу һәқтә музакирә өткүзгән

Түркийиниң әң нопузлуқ гезитлиридин бири болған "һүррийәт" гезитиниң 9 - айниң 3 - күнидики санида, `хитай: түркийә ядро електир истансиси қуруш иш пиланини бизгә бәрсә атом тәҗрибимизни ортақлишимиз` мавзулуқ хәвәр елан қилинди.

Һүррийәт гезитиниң мухбири сулайман демирқан үрүмчидә туруп язған бу хәвәрдә, тезла тәрәққи қиливатқан хитайниң, түркийә тунҗи қетим қурмақчи боливатқан ядро електир истансиси қуруш иш пиланиға қатнашқанлиқини язған. Бу хәвәрдә баян қилинишичә, түркийиниң тунҗи қетим қурмақчи болған ядро електир истансиси қуруш ишини елиш үчүн шәртнамиларни толдуруп илтимас қилған ширкәтләрдин бири хитай инҗенерлиқ ширкити икән. Бу ширкәт түркийигә ядро технологийисини беридиғанлиқи вә бу саһәдә түрк инҗенерлирини тәрбийиләп беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.

Һазир үрүмчидә зиярәт елип бериватқан түркийә дөләт министири күршат түзмән бейҗиңда бу ширкәтниң мудири җиммй воң билән үрүмчидә болса мудир ярдәмчиси җаң венгең билән бу һәқтә музакирә өткүзгән.

Түркийә - хитай мунасивити үчүн наһайити муһим

Һүррийәт гезитидики хәвәрдә хитай инҗенерлиқ ширкити мәсуллириниң түрк министиригә дегән сөзлиригә йәр берилгән болуп, мундақ дейилгән: "түркийиниң ядро енергийә електир истансисини биз қурушни халаймиз. Бу биз үчүн наһайити муһим. Түркийә - хитай мунасивити үчүн наһайити муһим. Бу иш пилани түркийә хитай оттурисидики тиҗарий вә иқтисадий мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш үчүн интайин муһим. Буниң үчүн хитай хәлқ җумһурийити һөкүмити ширкитимизни қоллайдиғанлиқини ейтти. Хитай һөкүмити 12 йеңи ядро електир истансиси қуруш һәққидә қарар мақуллиди. Бу 12 ядро електир истансисиниң 10 нини бизниң ширкәт қуруду. Хитай дуняда әң көп ядро електир истансисиға игә бир дөләт. Бизниң хитай инҗенерлиқ ширкитимиз болса хитайда әң көп електир истансиси қуруп уни башқуруватқан ширкәтләрдин бири."

Түркийә билән пүтүн илғар технологийимизни ортақлишишқа тәйяр

Хәвәрдә бу ширкәт мәсуллириниң түрк министиригә, түркийигә ядро технологийисини беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргәнлики һәққидә мундақ йезилған: "түркийә бир милйон мегават саәтлик бир електир истансиси қурушни пиланлаватиду. Әгәр бу иш пиланини түркийә бизгә бәрсә түркийә билән пүтүн илғар технологийимизни ортақлишишқа тәйяр биз. Биз хитай һөкүмитиниң қоллап қуввәтлишини қолға кәлтүрдуқ, түркийә һөкүмитиниңму бизни қоллишини иш пиланини бизгә беришини үмид қилимиз."
 
Хитай ширкитиниң мәсуллири буни дегәндин кейин, түркийә дөләт министири, хитайларниң бу тәлипини өз һөкүмитигә йәткүзүп қойидиғанлиқини ейтқан.

Йеқинқи йиллардин бери хитай һөкүмити түркийидики истратегийилик әһмийәткә игә қурулушларни селиш иш пиланлирини елишқа алаһидә әһмийәт бәрмәктә. 1990 - Йилларниң ахирида хитайлар түркийигә башқурилидиған бомба ясаш технологийисини беримән дәп вәдә қилған болсиму, түркийә йетәрлик дәриҗидә технологийә алалмиған. Һазир болса түркийигә ядро енергийиси технологийиси бериш һәққидә вәдә бәргән.

Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири бу хил истратегийилик әһмийәткә игә мәсилиләрдә хитайниң түркийә билән һәмкарлиқ қилишиға гуман билән қаримақта. Улар бу хил һәмкарлиқниң шәрқий түркистан дәвасиға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә. Бу растинла шундақму? бу һәқтики көз қаришини елиш үчүн түркийә явроасия истратегийә тәтқиқат мәркизи түркийә - хитай мунасивәтлири мутәхәссиси суна лее ханимға микрофонимизни узаттуқ.

Суна лее ханим бу һәқтики көз қаришини баян қилип мундақ деди: "мәнчә бу түркийиниң көп тәрәплимилик ташқи сияситиниң бир ипадиси. Сизгиму мәлум хитай билән түркийиниң көзгә көрүнәрлик бир мунасивити йоқ иди. Әмма ядро енергийиси истансиси қуруш мәсилисигә кәлсәк бу бүйүк бир мунасивәтниң орнитилиши демәк. Бу иш пиланини җәнубий корийә билән хитайниң елиш еһтимали юқири. Түркийиниң корийә билән дөләт мудапиә санаити җәһәттә һәмкарлиқи бар. Әмма түркийә дуняда тәсири күчийиватқан хитай билән һәмкарлишишни халаватқандәк қилиду."

Хитайлар шәрқий түркистан мәсилисини козир сүпитидә қолланмайду

Суна лее ханим бу хил чоң типтики иш пиланлирини хитайниң түркийә билән болған мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилисигә қарши козир сүпитидә қолланмайдиғанлиқини ейтип мундақ деди: "бу бир амил, әмма буни шәрқий түркистан мәсилисигә қарши козир сүпитидә ишлитиши тоғра болмайду. Мәнчә хитайму бундақ қилмайду. Түркийиму бу мәсилидә назук бир сиясәт йүргүзүп кәлмәктә. Чүнки йеқинғичә хитай түрк мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси җидди бир мәсилә әмәс иди. Иккила дөләт дипломатик мунасивитидә бу мәсилиниң алдинқи орунға чиқип қелишиға еһтият қилип кәлди. Хитай оттура асия җумһурийәтлири билән болған мунасивәттә, бу хил иш пиланлирини шәрқий түркистан мәсилисигә қарши козир қилип ишләткән билән түркийә билән болған мунасивәттә ишлитәлмәйду. Чүнки буниңдин кейинки тиҗарий мунасивитидә зиян тартиду. Хитайларниң түркийә базириға еһтияҗи бар."

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.