Хитайниң ' йеңи чегриси' дики кона маҗира

"Хитайниң 'йеңи чегриси' дики кона маҗира" намлиқ мақалә, 5 ‏ - июл үрүмчи вәқәси һәққидә йезилған надир мақалилардин биридур. Мақалә корийә вақти гезитидә елан қилинғандин кейин, б д т инсан һәқлири комитети, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ дунядики нопузлуқ тәшкилатларниң тор бәтлиригә көчүрүп бесилған.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.07.29
Polshiliq-yazghuchi-Urumqi-weqesi-305.jpg Аптор константй геберт, полшалиқ бир тәтқиқатчи болуп, у йавропа тарихи вә полша тарихи һәққидә 10дин артуқ китаб йазған. Сабиқ полша министири Tadeusz Mazowiecki гә баш мәслиһәтчи болған. Сүрәт, апторниң мақалиси билән биргә берилгән сүрити.
www.koreatimes.co.kr Дин елинди.

Мақалида 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң тарихий йилтизи Вә келчәктә көрүлидиған тәсири үстидә нуқтилиқ тохталған. Мақалә мундақ башлиниду:

-- Әгәр 1991 ‏ - йили горбачифқа қарши һәрикәт мәғлуп болмиған болса -- йәни совет иттипақи йиқилмиған болса, бу күнләрдә шинҗаңда көтүрүлгән исян, русийидиму көтүрүлгән болатти. Бүгүн үрүмчидә еқиватқан қан, алматадиму аққан болатти‏-- аптор сөзини мундақ давамлаштуриду, ‏ -- у чағда бүгүн қазақ исянкарларниң чәтәл билән вә радикал ислам билән алақиси барлиқи тилға елинған болатти. Бәзи мутәхәссисләр қазақистанниң һечқачан дөләт болуп бақмиғанлиқини, украинаниң тарихта дөләт қурғининиң ялған икәнликини оттуриға елип чиққан болатти. Тәңригә шүкри, тарих ундақ болмиди.

Аптор бу сөзлиридин кейин, хитайниң 1989 - йилидики тйәнәнмен вәқәсидин кейин, русийидин тамамән пәрқлиқ йол таллиғанлиқини, йәни демократийилишиш орниға диктаторлуқни давамлаштурғанлиқини, иқтисадий җәһәттин әркин сиясәт йүргүзүп, сиясий җәһәттә өз хәлқи болған хитайларғиму әркинлик бәрмигәнликини әскәртиду вә мундақ дәйду: " дәл мушу сәвәбтин йәни тарихниң әң муһим бир доқмушида русийә билән хитай пәрқлиқ икки йолни таллиғини үчүн, бүгүн қазақистан билән украина мустәқил; тибәт билән шинҗаң болса исян вә қанлиқ бастуруш билән тәврәнмәктә."

Аптор мақалисидә йәнә, нөвәттә хитай һөкүмитиниң қаттиқ қол сияситини, җүмлидин аз санлиқ милләтләр сияситини хитай хәлқиниң көп қисминиң қоллаватқанлиқини, әмма хитай хәлқиниң кәлгүсидә бу қилғини үчүн аччиқ бәдәл төләйдиғанлиқини әскәртиду вә буниң қуруқ пәрәз әмәс, тарихта нурғун қетим испатланғанлиқини мисаллар билән көрситиду. Апторниң көрситишичә, 1863 ‏- йили полшалиқлар русларға қарши исян көтүргән чеғида, руслар исянни қанлиқ бастурған. Әйни чағда Alexder Herzen исимлик бир рус алими рус һөкүмитини агаһландуруп, қанлиқ бастурушниң полша мәсилисигә чарә болалмайдиғанлиқини әскәрткән. Бүгүн хитай һөкүмити өзлирини агаһландурған уйғурбиз тор бети қатарлиқ тор бәтләрни тақивәткинидәк, александир һәрзәнниң колокол дегән гезити тақиветилгән.

Хитайниң йеңи чегрисидики кона маҗира намлиқ мақалидә аптор йәнә, уйғурларниң тарихта һәр қетим пурсәтни қачурмиғанлиқини 1930 - вә 1940 - йиллири 2 қетим шәрқи түркистан җумһурйитини қурғанлиқини, әмма рус вә хитайниң һәмкарлиқи билән бу икки җумһурийәтниң йиқилғанлиқини әсләп өтиду. У бу нуқтиға кәлгәндә 2 ‏- қетимлиқ шәрқи түркистан рәһбәрлириниң айропилан қазасиға учришиниң " сталинниң сүйқәсти" болуш еһтималлиқини қистуруп өтиду вә мундақ дәйду: әнә шу күндин башлап, шәрқи түркистан дегән нам қәғәз йүзидә қалди. Һазир шәрқи түркистан вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң әзаси."

Аптор мақалисида йәнә, әслидә 5 - июл вәқәсиниң мустәқиллиқ тәлипидики миллий һәрикәт әмәсликини, пәқәт зулумға қарши наразилиқ икәнликини, һөкүмәт қанлиқ шәкилдә бастуруватқини үчүн, бундин кейин бу җайда радикал шәкилдә қаршилиқларниң йүз бериш еһтималиқи юқирилиқини көрситип өтиду. Аптор мундақ дәйду: "һазирни ойлисақ, хитай шинҗаңни вақтинчә тинҗиталайду; чүнки б д т бихәтәрлик кеңишиниң даимий әазаси болған хитайға хәлқара җамаәт бәк қаршилиқ көрситип кетәлмәслики мумкин. Әмма узунни көзлигинимиздә, хитай һечқачан шинҗаңдин хатирҗәм болалмайду. Чүнки дуняниң сиясий хәритиси таш үстигә сизилған хәритә әмәс." Аптор бу сөзлиридин кейин, хитайниң қарши турғиниға вә бир қисим дөләтләрниң тонумиғиниға қаримай, мустәқил косова дөлитиниң қурулуп болғанлиқини әскәртип өтиду.

Аптор мақалисиниң ахирида, хитайниң бүгүн үрүмчидә вә ласада өткүзгән хаталиқи үчүн, бу җайдики хитай хәлқиниң кәлгүсидә аччиқ бәдәл төләйдиғанлиқини билдүрүп өтиду вә хитай һөкүмитини русларниң 1863 ‏ - йилидики полша исянини қанлиқ бастуруп нәтиҗә қазанмиғанлиқидин дәрс елишқа чақириду.

Аптор константй геберт, полшалиқ бир тәтқиқатчи болуп, у явропа тарихи вә полша тарихи һәққидә 10дин артуқ китаб язған. Сабиқ полша министири Tadeusz Mazowiecki гә баш мәслиһәтчи болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.