Бейҗиңниң ислам дунясиға болған тонуши

5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин түркийә башчилиқидики бир қисим дөләтләр, инсан һәқлири тәшкилатлири вәқәгә нисбәтән өз көз қарашлирини баян қилған болсиму, әмма әйни вақитта һечқандақ бир мусулман дөләт һөкүмәтлири вәқәгә нисбәтән ипадә билдүрмигән иди.
Мухбиримиз ирадә
2010.06.08
Dunya-Islam-Teshkilati-bash-sekritari-305 5 - Ийул үрүмчи қанлиқ вәқәсидин кейин ислам конфранси тәшкилати баш секритари әкмәләддин иһсаноғли бу ишқа алаһидә әһмийәт берип, үрүмчи вәқәси һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн түркийә әнқәрә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әмәт әпәндини җиддигә тәклип қилған. Сүрәттә, баш секритар әкмәләддин иһсаноғли әпәнди.
www.oic-oci.org Дин елинди.

Йеқинда "вал стрит гезити" дә елан қилинған "бейҗиңниң ислам дунясиға болған тонуши" мавзулуқ мақалидә аптор хитай билән оттура шәрқ ислам дөләтлири арисидики мунасивәтләр вә хитайниң ислам дунясиға болған тонуши һәққидики бәзи көз қарашлирини баян қилиштин аввал дәл мушу мәсилини оттуриға қойған.

Аптор мақалисидә алди билән 5 - июл күнидә уйғур мусулманлири билән хитайлар арисида мәйданға кәлгән тоқунушта рәсмий рәқәмләр бойичә 197 кишиниң өлгәнлики, уйғур мусулманлириниң хитайниң қаттиқ бесим сиясити астида яшаватқанлиқи һәққидә қисқичә мәлумат берип өткәндин кейин, райондики мусулман хәлқ болған уйғурлар билән хитайлар арисида тоқунуш барлиққа кәлгәндә ислам дунясиниң өз мәсулийитини ада қилалмиғанлиқини илгири сүргән. У : "оттура шәрқтики мусулман дөләтлири хитайниң райондики зорийип бериватқан күчигә баш әгди, исламға аит мәсилиләрдә өзини чоң дөләт һесаблайдиған иран вә сәуди әрәбистанму үрүмчи вәқәсини хитайниң ички иши дәп, бу һәқтә пикир баян қилиштин өзини тартти" дәп көрсәткән.

Аптор мақалисидә уйғур мәсилисигә қарита ислам тәшкилатлириниң баһасиғиму йәр бәргән болуп, у, бу тәшкилатларниң уйғур мусулманлириниң мәсилисигә оттура шәрқ, җәнубий вә ғәрбий җәнуби асиядики вә һәтта кафказийидики мәсилиләргә охшаш етибар бәрмигән болсиму, йеқиндин буян бәзи ислам тәшкилатлириниң хитайниң уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан сиясәтлирини әйибләшкә башлиғанлиқини билдүриду вә буниңға мисал сүпитидә үрүмчи вәқәси мәйданға кәлгәндин кейин, әлқаидә қоманданлиридин бири болған абу яһя ал либиниң хитайға қарши бәргән баянатини мисал қилип көрситиду.

Мақалидә аптор, уйғур дияриға чегридаш болған ғәрбий асия районидики қалаймиқанчилиқниң хитайни чирмашқа башлиғанлиқини, хитайниң бу һәқтә дәрһал ойлиниши керәкликини баян қилиду. Аптор бу һәқтә йәнә, америка пакистанниң келәчики, райондики талибан күчлириниң мәқсәтлири вә районда қандақ бир рол елиш үстидә очуқ - ашкара мулаһизә елип бериватқанда, хитайниң бу һәқтики ой - пикирлирини ашкарилимай, җим турувеливатқанлиқини билдүриду.

У хитайниң нәччә он йилдин бери ислам дунясиға нурғун мәбләғ селиватқанлиқини, зор қурулуш пиланлирини түзгән болсиму, әмма хитайниң ислам дунясиға болған тонушиниң төвәнликини тәкитләп: "һалбуки, пәқәт өз территорийиси ичидила ислам билән муамилә қилиш тәҗрибисигә игә болған хитай, техиму кәңри ислам дуняси билән арилишиш җәрянида пәйда болидиған қийинчилиқларни һәл қилиши керәк," дәп көрситиду.

Аптор мақалидә, хитайниң мусулман дөләтлиридики қурулушлирида мусулманларниң диний, тарихи вә мәдәнийити яритиватқан мәсилиләргә дучар болуватқанлиқини баян қилиду. У мундақ дәйду: "бу йәрдә ойлинишқа тегишлик бир мәсилә бар, өз ичидики мусулман уйғур хәлқи билән қандақ мунасивәт орнитишни биләлмигән хитай, қандақ қилип бу пиланлирини давамлаштуралайду. Ислам дуняси қудрәт тепиватқан хитайни әмди тонушқа башлиди, буниң хитайға қандақ ақивәт елип келидиғанлиқини мөлчәрләш һазирчә қейин."

У мақалисиниң ахирида, хитайниң уйғур мусулманлириға тоғра муамилә қилишиниң ахирқи һесабта хитайниң өзи үчүн пайдилиқ икәнликини илгири сүргән. У : "хитай гәрчә буни икки пәрқлиқ иш дәп қарисиму, әмәлийәттә хитайниң өз ичидики мусулман хәлқ билән болған мунасивитини униң ислам дунясида мәвҗут болуп турушидин айрип қарашқа болмайду. Ислам дунясидәк бир базар вә униңдики мол енергийә байлиқи хитайниң дәриҗидин ташқири дөләт болуши үчүн һаятий әһмийәткә игә. Йәни, хитайниң 21 - әсирдики ислам дуняси билән болған мунасивәтлиридә ғәлибә қилиши яки мәғлуп болуши, хитайниң дәриҗидин ташқири күч болуш арзусини әмәлгә ашуралайдиған яки ашуралмайдиғанлиқини бәлгиләйду," дәп көрситиду.

Биз мақалидә тилға елинған мәсилиләр бойичә, түркийидики илаһийәтшунаслиқ бойичә доктор атавулла шаһяр әпәнди билән зиярәт елип бардуқ. У мақалидә оттуриға қоюлған пикирниң әслидә тоғра бир көз қараш икәнликини, әмма буниң һазирқи әмәлийәткә уйғун әмәсликини билдүрди.

Атавулла шаһяр әпәнди йәнә, ислам дунясиниң уйғур мусулманлириниң мәсилисигә нисбәтән сүкүттә турувелишиниң сәвәблири үстидә тохтилип өтти.

Атавуллаһ шаһяр әпәнди сөзиниң ахирида, оттура шәрқтики мусулман дөләтлириниң хитай билән нурғун тиҗарий мәнпәәтлириниң барлиқини, шуңа бу дөләтләрниң уйғурларниң мәсилиси үчүн сөз қилишини күтүшниң әмәлийәткә мувапиқ әмәсликини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.