Хитай - японийә арал маҗраси пәсәймәй турупла, америка билән җәнубий корийә сериқ деңизида һәрбий мәшиқ башлиди

Хитай билән японийә мунасивитидики җиддийликниң техи пәсийидиғанлиқидин бешарәт көрүлмигән әһвал астида, америка билән җәнубий корийә бирлишип сериқ деңизда су асти парахотлириниң һуҗумиға тақабил туруш һәрбий мәшиқи өткүзүшкә башлиди.
Мухбиримиз вәли
2010.09.27
Jenubi-Koriye-dengiz-armiyisi-305.jpg Сүрәт, 2010 - йили 27 - май, җәнубий корийиниң деңиз армийиси өзиниң ғәрби деңиз чегра тәвәликидә маневер елип бериватқан көрүнүш.
AFP Photo

Хитай йеқиндин буян японийидин, хитай кемисиниң капитанини қоюп беришни тәләп қилип келиватқан иди. Америка авазиниң баян қилишичә, гәрчә японийә һазир хитай кемисиниң капитанини қоюп бәргән болсиму, җиддийлик йәнила пәсәймиди. Бәлки 26‏ - сентәбир күни хитайда, японийидин бу вәқә үчүн әпу сорашни вә зиянни төләп беришни тәләп қилидиған намайиш йүз бәрди. Һазирқи әһвалдин қариғанда, хитай билән японийә оттурисидики қаршилиқ асанлиқчә пәсийидиғандәк әмәс.

Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, японийидә һазир һоқуқ тутуватқан демократик партийиниң 70 нәччә нәпәр парламент әзаси, наото кан һөкүмитиниң хитай кемисиниң капитанини қоюп бәргәнликигә наразилиқ билдүрди. Наото кан һөкүмити қолланған бундақ дипломатик чарини, өзиниң һоқуқ даирисидин һалқип кәткәнлик, японийә қануниға хилаплиқ қилғанлиқ, дәп көрсәтти. Йәнә бир қисим пешқәдәм кабинет әзалири наото кан һөкүмитигә, сенкаку араллирида дәрһал һәрбий база қуруш лазимлиқини көрсәтти.

Японийиму хитайдин, зәхимләнгән японийә чарлаш кемисиниң чиқимини төләп беришни тәләп қилди

Бирләшмә агентлиқиниң токйодин баян қилишичә, японийә хитай кемисиниң капитанини қоюп бәргәндин кейинму, икки дөләт мунасивитидики җиддийлик йәнила пәсәймигән, бәлки хитай әмди японийидин әпу сорашни, төләм беришни тәләп қилғанлиқиға қарита, японийидә қаршилиқ кәйпият күчәйди. Шундақла 27‏ - сентәбир күни японийә хитайдин, зәхимләнгән японийә чарлаш кемисиниң чиқимини төләп беришни тәләп қилди.

Хитай билән японийә мәдәнийити охшимиғачқа бир - бириниң мәқситини чүшәнмәйватиду

'Асахи шинбун гезити' дә баян қилинишичә, японийә һөкүмити хитайниң 'тутувалған адәмни қоюп бәрсун' дегининиң мәнисини чүшәнмигән, бәлки тутувалған адәмни қоюп бәрсила, икки дөләт оттурисидики җиддийлик тинчлинидиған охшайду дәп ойлап қалған. Хитай һөкүмитиму, японийиниң тутувалған адәмни қоюп бәргәнликиниң мәниси әмди мәсилини сөһбәтлишип тинчлиқ билән һәл қилайли дегәндин ибарәт икәнликини чүшәнмигән. Бу, әмәлийәттики мәдәнийәт пәрқи.

Хитай әмди мәсилини дипломатик усул билән һәл қилишниму рәт қилди

Хәвәрдә ейтилишичә, һазир хитай билән японийә оттурисида, мәсилини дипломатик усул билән һәл қилидиған мунасивәтму техи әслигә кәлмиди. японийә һазир хитай билән дипломатик васитә арқилиқ хитайға, хитай кемилириниң сенкаку араллириға йеқин җайлардин дәрһал чекиниши лазимлиқини уқтурмақчи вә хитай сәзгүр һәрбий тармақлиримизға келип рәсим тартти, дәп 4 нәпәр японийиликни тутувалған мәсилә үстидә сөзләшмәкчи болған иди, хитай әмди мәсилини дипломатик усул билән һәл қилишниму рәт қилди.

Хитай - японийә мунасивитидики җиддийлик техи пәсәймигән әһвал астида, америка билән җәнубий корийә сериқ деңизда һәрбий мәшиқ башлиди

Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, америка билән җәнубий корийә бирлишип сериқ деңизда су асти парахотлириниң һуҗумиға тақабил туруш һәрбий мәшиқи өткүзүшкә башлиди. Бу һәрбий мәшиқ һазир хитай билән японийә оттурисидики җиддий мунасивәт һазир асанлиқчә пәсийидиғанлиқидин дерәк болмиған әһвал астида болуватиду. Шундақла йәнә, шималий корийә әмгәк партийисиниң чоң қурултийи, йәни ким йоңел из басарини бәлгиләш үчүн мисли көрүлүп бақмиған чоң һәрбий парат өткүзидиған бир техиму сәзгүр вақитқа тоғра кәлди.

Шәрқи - җәнубий асия дөләтлири иттипақи һазир америка билән бирликтә шәрқи деңизда қатнашни әркинләштүрүш үчүн һәрикәт қилмақта

Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, америка билән шәрқи - җәнубий асия дөләтлири иттипақи, буниңдин бир нәччә күн бурун, б д т чоң йиғини җәрянида алий дәриҗилик учурушуш өткүзүп, бир җәңгивар баянат елан қилған иди.

Филиппин тәрипидин лайиһиләнгән бу баянатта 'җәнубий деңиз' дегән аталғуниң қәстән тилға елинмиғанлиқиға, һәтта мигон дәряси мәсилисиму бирликтә һәл қилиниши керәк дәп тәкитлигәнликигә, гәрчә хитай қаттиқ наразилиқ билдүргән болсиму, әмма һазир шәрқий - җәнубий асия дөләтлири иттипақи, америка билән йеқиндин һәмкарлишип, шәрқи деңизда қатнашни әркинләштүрүш үчүн һәрикәт қолланмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.