Хитай явропа һөкүмәтлиригә нобел тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасимиға қатнашмаслиқини тәләп қилип бесим ишләткән

Йеқинда нобел комитетиниң бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатини түрмидики хитай өктичилиридин лю шавбоға бериши хитай һөкүмитиниң ғәзипини қозғиған иди. Хитай һөкүмити рәсмий вә ғәйри рәсмий дипломатик қаналлар арқилиқ норвегийә һөкүмитигә наразилиқ билдүрүп, норвегийә билән болған бәзи учришишларни бикар қилған болсиму, лекин норвегийә һөкүмитини өз мәйданидин яндуралмиған иди.
Мухбиримиз әркин
2010.11.04
Nobel-Peace-Prize-Mukapat-Lyu-shawbo-2010-305 Сүрәттә, 2010‏ - йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиға еришкүчи лйу шавбо әпәнди вә нобил тинчлиқ мукапат медали.
AFP Photo

Нөвәттә хитай өктичилириниң диққәт нәзири нобел тинчлиқ мукапатиниң тарқитилиш мурасимиға мәркәзләшкән бир пәйттә, хитай һөкүмитиниң нишанини мукапат тарқитиш мурасимиға қатнишидиған явропа дөләтлиригә қаритип, явропа һөкүмәтлирини мукапат тарқитиш мурасимиға қатнашмаслиққа агаһландурған.

Хитай һөкүмити бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң лю шавбоға берилиш мунасивити билән нобел комитети вә норвегийә һөкүмитигә бесим ишлитип нәтиҗә алалмиғандин кейин, нишанини әмди нобел тинчлиқ мукапатиниң тарқитиш мурасимиға қаратқан. Хитай һөкүмитиниң нөвәттики пилани мукапатниң лю шавбоға берилишини тосуп қалалмиған болсиму, лекин мукапат тарқитиш мурасимни байқут қилип, чәтәл һөкүмәт әмәлдарлириниң вә муһим әрбабларниң мурасимға қатнишишни күчиниң баричә чәклик даиридә контрол қилиштур.

Бу мунасивәт билән хитай һөкүмити йеқиндин бери явропа һөкүмәт әмәлдарлири билән учришип вә чәтәл әлчиханилириға хәт йезип, улардин нобел тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасимиға қатнашмаслиқини тәләп қилған. Чәтәл ахбарат васитилириниң пәйшәнбә күни явропа һөкүмәт әмәлдарлириниң мәлуматидин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, хитайниң ослодики баш әлчиханиси ослодики һәр қайси явропа әллириниң әлчиханилириға мәктуп йоллап, 10 ‏- декабир күни өткүзүлидиған мурасимға қатнашмаслиқни тәләп қилған. Финландийә ташқи ишлар министирлиқи бүгүн ослодики әлчиханисиниң хитай әлчиханисидин бу һәқтики хәт тапшурувалғанлиқини билдүргән.

Хитайниң мәктупини оқуған дипломатларниң ахбарат вастилириға ашкарилишичә, хитай тәрәп мәктубида лю шавбо мәсилисидики позитсийисини қайта тәкитләп, униң җинайәтчи икәнлики вә униңға мукапат бериш хитайниң ички ишлириға арилашқанлиқ һесаблинидиғанлиқини илгири сүргән. Ослодики әлчиханиларниң мукапат тарқитиш мурасими күни баянат елан қилип, лю шавбони тәбриклимәслик вә қоллимаслиқни тәләп қилған. Лекин, норвегийидики уйғур паалийәтчилиридин сәмәт әпәндиниң әскәртишичә, хитай һөкүмити нобел мукапатини тарқитиш мурасиминиң хитай кишилик һоқуқ хатирисини тәнқид қилидиған вә дуняниң диққитини йәнә бир қетим хитай кишилик һоқуқ мәсилисигә мәркәзләштүрүдиған бир мунбәргә айлинип қелишидин әнсирәп, дипломатик қаналлар арқилиқ мурасимни байқут қилишқа урунуватқан болуши мумкин.

Лю шавбо нобел тинчлиқ мукапатиға еришкәндин кейин, дунядики нурғун кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә дөләтләрниң рәһбәрлири, җүмлидин америка президенти барак обама баянат елан қилип, хитай даирилиридин лю шавбони қоюп беришни тәләп қилған иди. Лекин, хитай һөкүмити бу чақириқларниң һеч қайсисиға қулақ салмиған, қулақ салмайла қалмай, лю шавбониң аяли лю шяни нәзәрбәнд қилип, униң лю шавбоға вакалитән мукапат тапшуривелишиниң алдини алған иди.

Нөвәттә, мукапатни лю шавбоға вакалитән кимниң тапшуруп алидиғанлиқи һазирға қәдәр мәлум әмәс. Нобел комитети мукапат тарқитиш мурасимиға қәдәр мукапат тапшурувалидиған салаһийәтлик бир адәм чиқмиса, мукапатни мувапиқ киши чиқип тапшурувалғанға қәдәр сақлайдиғанлиқини билдүргән иди.

Чәтәл ахбарат васитилириниң бүгүнки хәвәрлиридә йәнә, йеқинқи бир қанчә һәптидин бери хитай һөкүмәт әмәлдарлири бәзи дөләтләрниң бейҗиңдики дипломатлирини сөһбәткә чақирип, бу дөләтләрниң ослодики әлчиханилиридин 10 ‏- декабирдики мукапат тарқитиш мурасимиға қатнашмаслиқни тәләп қилишни илтимас қилған.

Бирләшмә ахбарат агентлиқи бейҗиңдики исмини ашкарилашни халимайдиған бәзи явропа әллири дипломатлириниң сөзини нәқил кәлтүрүп, бу әлләрниң мурасим мәсилисидә хитайниң бесимиға учраватқанлиқини илгири сүргән. Нобел комитетиниң катипи геир лундестад хитайниң ослодики явропа әлчиханилириға әвәткән хетиға баһа беришни рәт қилип, лекин әлчиханиларниң осло шәһәрлик һөкүмәт залида өткүзүлидиған мурасимға қатнишиш - қатнашмаслиқи уларниң өзигә бағлиқ икәнликини билдүргән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, нобел комитети ослодики һәр қайси дөләт баш әлчилирини өз ичигә алған 1000 дин артуқ меһманға тәклипнамә әвәткән болуп, ослодики хитай баш әлчиси тәклипнамә тапшурувалған болсиму, лекин һечқандақ сәвәб көрсәтмәйла тәклипнамини қайтурувәткән. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей пәйшәнбә күнлүк ахбарат елан қилиш йиғинида тәклипнамә һәққидики соалларға җаваб беришни рәт қилған. Сәмәт әпәнди, хитай һөкүмитиниң бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң лю шавбоға берилгәнликигә бунчилик қаттиқ инкас қайтурушидики сәвәбләрни тәһлил қилип, хитай һөкүмити бу арқилиқ нобел комитетиниң буниңдин кейин уйғур рәһбири рабийә қадир ханимға охшаш йетәкчиләргә мукапат беришидин сақлинишни ойлиған болуши мумкин, дәп көрсәтти.

Бәзи анализчилар хитай һөкүмитиниң нобел комитетиға көрсәткән реаксийиниң чәктин ешип кәткәнликини тәнқид қилип, чекидин ешип кәткән инкас бәзидә әксичә рол ойнайдиғанлиқини агаһландурған. Дегәндәк хитай һөкүмити мукапат тарқитиш мурасимини байқут қилишқа тиришиватқан пәйттә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати лю шавбоға мәзкур тәшкилат тәрипидин тарқитилидиған алисон дес форгес мукапати бәргән. Мукапат тарқитиш мурасими чаршәнбә күни ню йорк шәһиридә өткүзүлгән болуп, мукапатни лю шавбоға вакалитән җоңгу кишилик һоқуқни қоғдиғучилар ториниң мәсуллиридин рене шя тапшурувалди.

Һалбуки, хитай һөкүмити лю шавбо мәсилисидә мушу 2-3 күндин бери дуч кәлгән бесим буниң билән чәкләнмәйтти. Хитайни зиярәт қиливатқан австралийә ташқи ишлар министири кевин руд чаршәнбә күни шаңхәйдә хитай даирилирини лю шавбони қоюп беришкә чақирған шундақла алдимиздики бир -икки күн ичидә бейҗиңни зиярәт қилип, хитай һөкүмити билән елип баридиған сөһбитидә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюштин янмайдиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити лю шавбониң аяли лю шяни нәзәрбәнд қилип, униң нобел мукапатини тарқитиш мурасимиға қатнишишиниң алдини алғандин кейин, лю шя хитай мәмликәт ичи вә сиртидики нурғун демократийә вә кишилик һоқуқ паалийәтчилирини, җүмлидин 89 ‏- йилдики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләтни мукапат тарқитиш мурасимиға тәклип қилған.

Лекин, йәнә бәзи анализчилар хитайниң явропа дипломатлиридин нобел мукапатини тарқитиш мурасимиға қатнашмаслиқни тәләп қилған вақти бәзи явропа дөләтләриниң хитай билән сода - иқтисади келишим түзүшкә тәйярлиниватқан назук бир мәзгилгә тоғра келип қалғанлиқини әскәртмәктә.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, франсийини зиярәт қиливатқан хитай рәиси ху җинтав бу сәпиридә франсийә президенти саркозий билән йолучилар айропилани сетивелиш келишми имзалиши мумкин. Шуниң билән биргә әнглийә баш министири дәйвид камирон келәр һәптә хитайни зиярәт қилип, хитай билән сода мунасвитини күчәйтишниң йолини қилидикән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.