Хитай һөкүмити сәбийләргә хитай тили маарипини күчәйтмәктә


2006.07.28

Йеқинда уйғур аптоном районида ечилған қош тиллиқ маарип хизмити йиғинида, хитай һөкүмити қош тиллиқ маарип намидики хитайчилаштуруш маарип сияситиниң йәниму раван әмәлийлишиши үчүн, хитай тили маарипини асасий маарипниң асаси болған бағча маарипидин башлап елип беришқа әһмийәт бериш һәмдә буниң үчүн бағча маарипиға йетәрлик оқутқучи тәрбийиләп йетиштүрүшни һәмдә буни уйғур елиниң йеза- кәнтлиригичә кеңәйтишни қарар қилған.

Йезиларда хитайчә балилар бағчилири

Маарип хәвәрлиридин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити аптоном районлуқ һөкүмәт "бағча маарипини хитайчилаштуруш пиланини 2006 йилидин -2010 йилиғичә асасий җәһәттин әмәлийләштүрүшни пиланлап буни ишқа ашуруш үчүн 430 милйон йүән мәбләғ салидикән. Шундақла нөвәттә дәсләпки қәдәмдә бәш ‏- алтә яшлиқ йеза балилириниң 85% ниң қош тилда тәрбийилинишини ишқа ашуруш үчүн һәрикәт қилмақта икән.

Уйғур елиниң һәр қайси йәрлик һөкүмәт тор бәтлиридә елан қилинған мунасивәтлик учурлардин ашкарилинишичә, хитай тили маарипини сәбийләргә күчәйтип елип бериш үчүн бекитилгән бу қарар бойичә, нөвәттә һәр қайси йәрлик һөкүмәт һәмдә маарип тармақлири болупму уйғурлар зич олтурақлашқан йеза ‏- наһийиләрдә әмәлийләштүрүш үчүн җиддий тутуш қилмақта икән.

Хотән торида 27 - июл елан қилинишичә, хотән вилайити бойичә йәттә наһийә һәмдә бир шәһәрдики балилар бағчилирида 9100 нәпәр уйғур сәбийләр хитай тилида тәрбийилиниватқан икән. Буниң үчүн җәмий 227 нәпәр хитай тили тәрбийичиси кеңәйтип қобул қилинған. 2010 – Йилиғичә мәхсус хитай тили дәрс беридиған йәнә 1304 нәпәр бағча оқутқучиси көпәйтип қобул қилинидикән.

Қәшқәрниң йопурға наһийиси өзидила 26 балилар бағчиси болуп кәнтләрниң 30% идә хитай маарипи асас қилинған балилар бағчиси қорулуп болған.

"Хитай тиллиқ боғунлар" ?

Или хәвәр торида қош тиллиқ маарип һәққидә берилгән хәвәрләргә қариғанда, или тәвәсидә хитай һөкүмитиниң қош тил маарипини сәбийләрдин башлаш қарариға маслишиш үчүн, или областлиқ маарип идариси област бойичә "хитай тили боғунлири" мусабиқисини оюштуруп, хитайдин башқа милләт сәбийләрниң ичидин хитайчини әң яхши сөзләйдиған балиларни таллап чиқип тәшвиқат елип бармақчи болуватқан болуп, нөвәттә или областида 600 миң бала бу мусабиқигә қатнаштурулмақта.

Мусабиқигә қатнашқан балилар хитайчә соалларға җаваб бериш, хитайчә сәнәт номури көрситиш, хитайчә оқуш, сөзләш, йезиш һәмдә башқа түрләр буйичә мусабиқигә чүшүп хитайчини әң яхши өгәнгән бала болушни талишидикән.

Йәсли балилиридинму хитай тилидин имтиһан алмақта

Нөвәттә, хитай һөкүмити мана мушуниңға охшаш паалийәтләр арқилиқ уйғур елидә хитай тили оқутушини сәбийләрдин башлаш һәрикити күчәйтиватқан болуп, ата -аниларму хитай тили маарипи барғанчә күчәйтиливатқанлиқи үчүн буниңға маслишишқа мәҗбур болуватқан икән. Қәшқәрниң мәлум наһийисидин бир уйғур аял уйғурларниң балилирини һазир хитайчә мәктәпкә бериштин бурун хитайчә йәслиләргә бериватқанлиқини билдүрди:

Зиялийлар: хитай уйғурларни аң җәһәттин ассимилятсийә қилмақчи

Хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин бери уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қарита қош тил маарипи намида маарипни хитайчилаштуруш сияситини күчәйтип елип бериши әслидинла уйғурларниң наразилиқини қозғап келиватқан мәсилә иди.

Нөвәттә хитай даирилириниң мәзкүр сияситини һәтта мәктәп йешиға тошмиған сәбийләрдин башлап елип бериш үчүн җиддий һәрикәт қиливатқанлиқи чәтәлләрдики уйғур маарипчилири һәмдә зиялийлириниң наразилиқини йәниму ашурмақта. Улар "хитай һөкүмитиниң қош тил маарипи, уйғур әвлатлириниң өз ана тилини унтулдуруп, уларни пүтүнләй хитайчә тил, хитай еңида, хитай мәдәнитидә тәрбийләшни мәқсәт қилған ассимилятсийә сияситидин башқа нәрсә әмәсликини йәниму ашкарилиди" дегән қарашларни оттурға қоймақта. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.