Хитайдики бай ‏ - кәмбәғәллик пәрқи "инақ җәмийәт" вә турақлиқ иқтисади игилик һасил қилишниң тосалғуси

Дуня сода тәшкилати асиядики дөләтләрниң сода әһвали һәққидә тәйярлап елан қилиш алдида турған доклатниң дәсләпки нусхиси бирләшмә агентлиқиниң қолиға чүшкән болуп, доклатта хитайдики бай ‏ - кәмбәғәллик арисидики пәрқ һәққидә пикир йүргүзүлгән һәмдә хитай һөкүмитиниң турақлиқ базар игилики һасил қилишта бу мәсилини һәл қилиши лазимлиқи тәкитләнгән.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.05.13

 "Хитай иқтисади експортқа тайинип қалған"

Бирләшмә агентлиқида нәқил елинишичә, дуня сода тәшкилатиниң җәнвә шәһиригә җайлашқан хәлқара тиҗарәтчиләр гәвдиси, хитайни саламәтлик, маарип вә пенсийә җәһәтләрдики сиелинмисини көпәйтишкә чақирған һәмдә буниң билән хитай хәлқи арисида истемал нисбитини ашуруп, хитай иқтисадидики експортқа көпрәк тайинип қалған һәмдә чәтәл базарлирида астилаш көрүнгәндә асанла зәрбигә учрайдиған һадисиләрни кемәйткили болидиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Хәвәрдә көрситилишичә, 193 бәтлик бу доклатта хитайниң пул муамилә саһәсидики турақлиққа тәһдит селип туруватқан вә хитайниң "инақ җәмийәт" бәрпа қилиш ғайисини әмәлгә ашурушиға тосқунлуқ қилидиған иқтисади игиликидики тәңпуңсизлиқларни өз ичигә алған муһим иҗтимаий қийин мәсилиләрни һәл қилишқа изчил тиришчанлиқ көрситиши керәкликини оттуриға қойған.

Хитайда пул пахаллиқиниң өрләватқанлиқи җәһәттә хитайға агаһландуруш берилгән

Доклатта көрситилишичә, гәрчә дуня сода тәшкилати доклатида бейҗиңниң сода истратегийисидики артуқчилиқлири көрситилгән болсиму, әмма хитайда пул пахаллиқиниң өрләватқанлиқи җәһәттә хитайға агаһландуруш бәргән һәмдә йемәк - ичмәк баһасиниң өрлишигә әгишип пул пахаллиқиниң 7.1 Пирсәнткә йетип 11 йилидин буянқи әң юқири чәкни көрсәткәнлики әскәртилгән.

Хәвәрдә оттуриға қоюлишичә, доклатта хитайниң пул муамилә игиликидә експортқа тайинип қалған иқтисади қурулмини бир қәдәр мустәқил сода системисиға айландуруш үчүн, хитай пулиниң алмаштуруш қиммитини әркин қоюветиши керәклики көрситилгән һәмдә буниң билән хитайда пул пахаллиқи өрләп кетишниң алдини алғили болидиғанлиқи көрситилгән.

Доклатта бу йил январдин башлап хитай пулиниң долларға алмаштуруш қиммитидә 1.6 Пирсәнт өрләш болғанлиқи қошумчә қилинған һәмдә буниң хитайдики пул пахаллиқи бесимини төвәнлитишкә пайдилиқ икәнлики көрситилгән.

Хитай билән америка вә явропа иттипақи сода саһәси арисида ихтилаплар мәвҗут

Дәрвәқә хитай һөкүмити хитай маллириниң хәлқара базардики риқабәттә үстүнлүкини қолға кәлтүрүш учун хитай пулиниң алмаштуруш қиммитини қәстән төвән тутуп кәлгәчкә, явропа вә америка сода саһәсидә қизил рәқәм йилдин ‏ - йиға ешип кәлмәктә.

Мушу мәсилә түпәйли , хитай билән америка вә явропа иттипақи сода саһәси арисида нурғун ихтилаплар келип чиққан һәмдә бу дөләтләр хитайни оз пулиниң алмаштуруш қиммитини әркин қоюветишкә қистап кәлмәктә.

"Бай ‏ - кәмбәғәллик арисидики пәрқ һәл қилинмай туруп , хитайда "инақ җәмийәт" бәрпа қилғини болмайду"

Хәвәрдә билдүрүлүшичә йәнә, доклатта хитайдики иптидаий пул - муамилә базирини өз ичигә алған муһит мәсилиси, шәһәр вә йеза аһалиси арисидики тапавәт җәһәттики пәрқ қатарлиқларниң, хитай иқтисади саһәсидики тәңпуңсизлиқини кәлтүрүп чиқиридиған негизлик мәсилиләр икәнлики қайта тәкитләнгән болуп, юқирида көрситип өткинимиздәк , доклатта әгәр хитайдики ашкара һәмдә күнсайин еғирлишиватқан иҗтимаий мәсилә болған бай ‏ - кәмбәғәллик арисидики пәрқ һәл қилинмай туруп , хитайда "инақ җәмийәт" вә турақлиқ иқтисади игилик һасил қилғили болмайдиғанлиқи хуласиланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.