хитайда ишләнгән чошқа зукам ваксиниси кишиләрдә гуман қозғимақта

хитай хәлқ гезитиниң дүшәнбилик санида елан қилинишичә, соху тор бекити арқилиқ хитайда чошқа зукам ваксиниси әмләш һәққидә елип берилған бир райи синаш нәтиҗисидин, хитайда 54% кишиниң чошқа зукам ваксиниси әмләшни халимайдиғанлиқи мәлум болған.

ﺳﯜﺭﻩﺕ، 26 - ﺋﺎﭘﺮﯦﻞ، ﻣﯧﻜﺴﯩﻜﯩﺪﺍ ﺳﺎﻳﺎﻫﻪﺗﺘﻪ ﺑﻮﻟﯘﯞﺍﺗﻘﺎﻥ ﺋﯩﻜﻜﻰ ﻳﺎﭘﻮﻧﻠﯘﻕ ﺳﺎﻳﺎﻫﻪﺗﭽﻰ، ﻣﺎﺳﻜﺎ ﺗﺎﻗﯩﻐﺎﻥ ﻫﺎﻟﺪﺍ ﻣﯧﻜﺴﯩﻜﺎ ﺷﻪﻫﯩﺮﯨﻨﯩﯔ ﻣﻪﻟﯘﻡ ﻛﻮﭼﯩﺴﯩﺪﺍ ﺋﻮﻟﺘﯘﺭﻏﺎﻥ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺵ.
ﺳﯜﺭﻩﺕ, 26 - ﺋﺎﭘﺮﯦﻞ, ﻣﯧﻜﺴﯩﻜﯩﺪﺍ ﺳﺎﻳﺎﻫﻪﺗﺘﻪ ﺑﻮﻟﯘﯞﺍﺗﻘﺎﻥ ﺋﯩﻜﻜﻰ ﻳﺎﭘﻮﻧﻠﯘﻕ ﺳﺎﻳﺎﻫﻪﺗﭽﻰ, ﻣﺎﺳﻜﺎ ﺗﺎﻗﯩﻐﺎﻥ ﻫﺎﻟﺪﺍ ﻣﯧﻜﺴﯩﻜﺎ ﺷﻪﻫﯩﺮﯨﻨﯩﯔ ﻣﻪﻟﯘﻡ ﻛﻮﭼﯩﺴﯩﺪﺍ ﺋﻮﻟﺘﯘﺭﻏﺎﻥ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺵ. (AFP Photo)

0:00 / 0:00

буниң сәвәби хитай хәлқи хитайда ишләнгән ваксининиң сүпитидин гуманлинидикән.

хитай пуқралириниң көп сандикиси чошқа зуками ваксиниси әмләшни халимайду

хитайда чошқа зукамиға қарши ваксина әмләш бу йил 21 - сентәбир бейҗиңда башланған иди. шуниң билән хитай дуняда биринчи болуп мәмликәт бойичә чошқа зукам ваксинисини әмләшкә башлиған дөләт болуп қалди. хитайдин кейин, өктәбир кириши билән америка, японийә вә башқа дөләтләрму кәйни ‏-кәйнидин мәмликәт бойичә чошқа зукам вирусиға қарши ваксина әмләшни башливәтти. дуня миқясида чошқа зукам тарқилип 6 ай болған мушу пәйттә, пүтүн дуня бойичә чошқа зукамиға қарши ваксина әмләшниң юқири басқучи шәкилләнди.

һалбуки хитайдики әң чоң тор бәтләрдин соху тор бекитиниң елип барған райи синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, нопус җәһәттин әң көп болған хитайда ваксина әмләш әң бурун башланған болсиму, көп сандики хитай пуқралири чошқа зукам ваксиниси әмләшни рәт қилған. хитайдики соху тор бекитидә елип берилған райи синашқа қариғанда, хитай пуқралири ичидә чошқа зуками ваксиниси әмләшни халайдиғанлар 30% киму бармайдикән. ваксина әмләшни рәт қилғанлар 54% тин ашидикән, йәнә 15% тин артуқ киши ваксина әмлимисиму саламәтлики чошқа зукамиға қарши туралайду дәп ишинидикән.

хитай даирилири бу йил ахирлашқичә болған арилиқта 65 милйон кишигә ваксина әмләп болушни пилан қилған. бу хитай нопусиниң 5% тигә тоғра келиду. хитай сәһийә даирилириниң елан қилишиға қариғанда, һазирғичә хитайда пәқәт 300 миң киши чошқа зуками ваксиниси әмлигән.

улар хитайда ишлигән ваксининиң сүпити вә бихәтәрликигә ишәнмәйду

хитайда чошқа зуками ваксиниси әмләшни халимайдикән кишиләрниң ваксина әмләшкә райи бармаслиқиға сәвәб болуватқан амил, уларниң хитайда ишләнгән чошқа зукам ваксинисиниң сүпитигә ишәнмәслики болуп,ваксина қилишни халимайдиғанларниң 70% и чошқа зуками ваксинисиниң сүпити һәм бихәтәрликидин гуманлинидикән. қалғанлири болса ваксининиң әкс тәсирлиридин әндишә қилмақта икән.

бу һәқтә б б с ниң бейҗиңдики 36 яшлиқ бир аялниң ейтқанлирини нәқил елишичә, хитайниң чошқа зукамиға қарши ваксинисини ишләпчиқириш сүритиниң шунчә тез болуши униңда ваксининиң сүпитигә қарита зор гуман қозғиған. шуңа у 8 яшлиқ оғлиға чошқа зукам ваксиниси әмләштин ялтайған.

уйғур елида чошқа зукам һәққидә вәқә һәм учурлар

шинхуа агентлиқиниң сәйшәнбә хәвиридин ашкарилинишичә, уйғур елида 25 - өктәбир күни чошқа зуками сәвәби билән бир киши өлгән.

һазирғичә дохтурханиларда йәнә 153 нәпәр чошқа зукам юқумдарлири айрип давалиниватқан болуп. пүтүн уйғур ели бойичә чошқа зукам вируси йәни H1N1 вируси юқтурувалғанларниң сани 1417 нәпәргә йәткән. уларниң көп сандикиси мәктәп оқуғучилири.

үрүмчидә ‏5 - июл вәқәси йүз бәргәндин кейин, сентәбирниң бешида йиңнә санҗиш вәқәлири йүз бәргән иди, дәл шу җиддий пәйттә,үрүмчидики мәлум мәктәптә намәлум кишиләрниң чошқа зуками ваксиниси әмләшни баһанә қилип көп санда уйғур оқуғучиларни зәһәрлигәнлигидәк бир гуманлиқ вәқә ашкариланған иди, әмма хитай даирилириниң уйғур елиниң барлиқ учур ‏- алақә васитилирини үзүп ташлиши билән мәзкур вәқә һәққидә йәниму ениқлима мәлумат елишқа мумкин болмиди, йәнә бир тәрәптин хитай даирилири бу һәқтики учурни тез арида җиддий қамал қилиш билән тәң, үрүмчидә уйғурларниң хитай пуқралириға йиңнә һуҗуми қозғиғанлиқ хәвирини давраң селиш арқилиқ җамаәтниң диққитини буриған иди.

хитай чошқа зукам тарқилишиға қарита йәниму җиддий тәдбир елиши керәк

чошқа зукам тарқилип һазирғичә болған арилиқта хитайда 33 миң кишиниң чошқа зукам вируси юқтурувалғанлиқи мәлум болди, мушу айниң өзидила чошқа зуками юқтурувалғанлиқ сәвәби билән төт киши өлгән. хитайдики сәһийә мутәхәссислириниң көп қетим агаһландурушиға қариғанда, әгәр хитайда чошқа зукамиға қарши ваксина әмләш тез арилиқта җиддий елип берилмиғанда, хитайда нәччә йүз милйон адәм чошқа зукам билән юқумлиниши мумкин шундақла бу вирус билән өлидиғанларму көпийиду.

америка сәһийә тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси ху зуңйиниң агаһландурушичә, хитайда шәһәрләрниң нопус зичлиқи алаһидә үстүн, муһит шараити начар, шуңа чошқа зукамға охшаш өткүр юқумлуқ кесәлләрниң тарқилишини контрол қилиши техиму зор риқабәткә учрайду, болупму мәктәпләрдә шундақ, шуңа хитай даирилири алди билән мәктәпләрни бир мәзгиллик тақиши керәк. болмиғанда чошқа зукамниң йәниму кәң даиридә тарқилишини тосап қелиш анчә мумкин әмәс.

дунядики медитсина мутәхәссислириниң агаһландурушичә, күз вә қиш пәслигә киргән җайларда, адәттики зукам вируслири билән тәң,чошқа зукам вируси қайта җанлинип йәнә бир юқири юқум басқучи башланған болуп, кишиләр юқумлинишниң алдини елишта қолини сопун билән ююп туруши, аммиви сорунларға беришни азайтиши, өзидә қизишқа охшаш зукам аламәтлири көрүлгән һаман дохтурға берип вақтида давалиниши керәк, шундақла тән сағламлиқини ашурушқа әһмийәт бериши, көп чениқиши, сағлам ғизалиниши вә сағлам турмуш адитини йетилдүрүши керәк.