Анализчилар: җуңгодики японийигә қарши намайиш арқисида бейҗиң һөкүмити бар

Японийә “сенкаку” яки хитайлар “дявйүдав”, дәп атайдиған арални сетивелип партлиған һәр қайси хитай шәһәрлиридики японийигә қарши намайиш, сәйшәнбә күни юқири пәллигә чиққан иди.
Мухбиримиз әркин
2012.09.19
xitayda-namayish-senkaku-305.jpg Хитайда өткүзүлгән сенкаку маҗираси тоғрисида өткүзүлгән намайиш. 2012-Йили 16-сентәбир, йәнтәй.
AFP

Түнүгүнки намайиш японийә 1931‏-йили шәрқий-шималдики 3 өлкини игиләп, манҗуларниң дөләт қурушиға ярдәм қилған “18‏-сентәбир вәқәси” ниң дәл 83‏ йиллиқ хатирә күнигә тоғра кәлгән. Бирақ хитайниң муқимлиққа әң еһтияҗлиқ болуватқан мәзгилдә, японийигә қарши намайишқа йол қоюп, зораванлиқ вәқәлиригә сүкүт қилиши бәзи анализчиларниң диққитини қозғиған.

Хитайниң бейҗиң қатарлиқ чоң шәһәрлиридики японийигә қарши кәң көләмлик наразилиқ намайиши чаршәнбидин етибарән пәсийишкә башлиған. Чәтәл ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири чаршәнбә күни бейҗиңда турушлуқ японийә әлчиханиси әтрапиға қораллиқ сақчиларни орунлаштуруп, пуқраларниң әлчихана алдиға йиғилишини мәни қилған. Шу күни йәнә японийиниң шаңхәйдики консулханиси алдида бир топ киши йиғилиш өткүзгәндин сирт, хитайниң башқа чоң шәһәрлиридә японийигә қарши һечқандақ вәқә йүз бәрмигән.

Өткән һәптиниң ахири вә сәйшәнбә йәни “18‏-сентәбир вәқәси” ниң 83 йиллиқ хатирә күни  бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ чоң шәһәрләрдә өткүзүлгән японийигә қарши наразилиқ намайишлирида ташқинлиқ йүз берип, японийә таварлирини байқут қилиш чақириқи оттуриға қоюлған. япон аптомобиллирини уруп чеқиш, япон пуқралириға, дипломатик органлириға вә япон сода мулазимәт орунлириға һуҗум қилиштәк зораванлиқ вәқәлири йүз бәргән иди.

Хитайдики японийигә қарши намайиш вә зораванлиқ вәқәлириниң хитай һөкүмити муқимлиққа еһтияҗлиқ болуватқан наһайити сәзгүр мәзгилдә йүз бериши, бәзи вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғиған. Америкида яшайдиған хитай вәзийәт анализчиси, америка ғәрб-шәрқ университетиниң сабиқ профессори яң лийү әпәндиниң қаришичә, японийигә қарши намайишниң бу мәзгилдә йүз бериши тасадипийлиқ әмәс. У, японийигә қарши наразилиқни японийә һөкүмити дявйү арилини сетивелип кәлтүрүп чиқарғандәк қилсиму, бирақ хитай һөкүмити намайишни қоллап, хәлқниң диққәт нәзирини ички наразилиқтин ташқи мәсилигә бурап қойғанлиқи, бу арқилиқ өзидики бесимдин қутулмақчи болғанлиқини билдүрди.

Яң лийү: келәр ай 18-қурултай ечилиду. Әмәлийәттә җуңго нурғун мәсилиләргә дуч келиглик. Кишилик һоқуқ буларниң бири. Униң бу мәсилини һәл қилиши мумкин әмәс. У бу мәсилидә йол қоюшни халимайду. У йәнила өзиниң бурунқи йолида чиң туриду. Шуңа җуңгода кишилик һоқуқни қоғдаш билән муқимлиқни қоғдаш мәсилиси изчил тоқунушуп кәлди. Улар муқимлиқни баһанә қилип, кишилик һоқуқни қоғдиғучиларға зәрбә берип келиватиду. Униң бу саһәдә өзгириш елип беришида һечқандақ үмид йоқ. Шуңа компартийә кишиләрниң диққитини дявйүдав мәсилисигә буривәтти. Бу арқилиқ кишилик һоқуқ мәсилиси унтуп қелинди. Нөвәттә дуняниң диққити дявйү арили вә җоңго-японийә мунасивитигә мәркәзлишип қалди. Һазир җуңгониң кишилик һоқуқ мәсилиси наһайити аз тилға елиниду, дәп көрсәтти.

Хитайдики японийигә қарши намайиш вә зораванлиқ вәқәлири америка дөләт мудапиә министири лео панетта дәл хитайни зиярәт қиливатқан мәзгилгә тоғра кәлгән. Лео панетта, чаршәнбә һәр икки тәрәпниң өзини тутувелишини тәләп қилип, америкиниң бу мәсилидики позитсийиси әркин сода, қанун билән башқуруш, деңиз, һава қатниши вә торни ечиветиш, ихтилапни мәҗбурлаш яки күч қолланмай, тинч һәл қилиш принсипиға тайинидиғанлиқини билдүргән.
У, бейҗиңдики бир һәрбий академийидә сөзлигән нутқида йәнә яш хитай һәрбий офитсерлириға хитаб қилип, хәлқара өлчәм вә қаидә қанунларға һөрмәт қилишниң әһмийити, униң тинч окян райониниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш җәһәттики муһим ролини алаһидә тәкитлигән.

Бәзи анализчилар униң сөзи шәрқий вә җәнубий деңиздики аралларниң игилик һоқуқини талишип, әтраптики қошна әлләр билән ғовға қиливатқан хитайға қаритип ейтилғанлиқини илгири сүрмәктә. Бирақ панетта америкиниң асия-тинч окян истратегийиси хитайни тәқиб қилишқа қаритилмиғанлиқини әскәртип, буниң хитай билән һәмкарлиқни күчәйтишкә вә йеңи һәмкарлиқ модели шәкилләндүрүшкә қаритилғанлиқини билдүргән. Панетта хитайни зиярәт қилиштин бурун японийидә тохтап, токйо билән японийә земинида баллистик башқурулидиған бомбиға қарши радар орунлаштуруш һәққидә келишим имзалиған иди. У, мәзкур радар шималий корийиниң баллистик бомбилириға қаритилғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ келишим хитай-японийә арисидики земин игилик һоқуқ ихтилапи өткүрлишип кәткән пәйткә тоғра кәлгәчкә хитайни наһайити биарам қилған.

Бирақ профессор яң лийүниң илгири сүрүшичә, америка японийә-хитай арисидики земин ихтилапида битәрәп турғандәк көрүнсиму, бирақ японийә һуҗумға учриса, униң америка-японийә бихәтәрлик келишимигә асасән японийини қоғдаш мәсулийити бар. яң лийү, шуңа бу мәсилиниң қораллиқ тоқунуш пәйда қилиш еһтималлиқи аз, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: америка дявйү арили мәсилисидә қаримаққа адил мәйданда турғандәк қилсиму, бирақ әмәлийәттә японийини қоллайду. Буниң сәвәби наһайити аддий. Биринчидин, японийә америкиниң асия-тинч окяндики муһим иттипақдиши. Уларниң ортақ бихәтәрлик келишими бар. Әгәр японийә һуҗумға учриса, америкиниң японийини қоллаш вә қоғдаш мәсулийити бар. Америка тәрәпләрни өзини тутувелишқа чақирип, битәрәп турғандәк қилсиму, лекин уруш партлап қалса, америка японийини қоллиши керәк. Мана бу уруш партлимайдиғанлиқидики муһим сәвәб.

Яң лийү әскәртип: мениңчә уруш партлаш мумкинчилики йоқ. Әгәр дявйү арилини, дәп уруш йүз берип қалса, еғир чиқим тартидиғанлиқини һәр икки тәрәп яхши билиду. Униң үстигә кимниң йеңидиғанлиқиға капаләтлик қилиш наһайити тәс. Һазирқи дәврдики уруш 20-30 йилниң алдидики урушларға охшимайду. Җуңгониң қорал-ярақлириму хели сәрхил. японийиниң қорал-ярақлириму әлвәттә яман әмәс. Униң үстигә японийиниң арқисида америка бар. Шуңа һәр икки тәрәпниң авази наһайити қаттиқ, тәләти бәк яман болсиму, бирақ һәрикити наһайити яваш. Җуңго һазир милләтчилик идийиси арқилиқ пуқраларни қурутуп, уларни японийигә қарши намайиш қилишқа күшкүртүватиду. Бирақ җуңго йәнә бир тәрәптин намайишниң контролдин чиқип кетишидин қорқиду, деди.

Хитайда йүз бәргән японийигә қарши намайиш, хитайдики японийә дипломатик органлириға, сода мулазимәт орунлириға қаритилған зораванлиқ һуҗуми японийидә инкас қозғап, японийидики хитай сода мулазим орунлириға қисмән өч елиш характерлик  һуҗум қилиш вәқәлириниң йүз беришини кәлтүрүп чиқарған. японийиниң кобе шәһиридики бир хитай мәктипиниң дәрвазисиға от қоюш, фукука наһийисидики 4 хитай ашханисиниң ишик, деризилирини чеқиветиш вәқәси йүз бәргән. Токйо шәһәр башлиқи сентаро ишихара хитайларниң японийигә қарши намайиши вә зораванлиқ һәрикәтлирини “террорлуқ қилмиши вә сапасизлиқ” дәп тәнқид қилған. японийә деңиз қоғдаш назарити японийә деңиз тәвәликигә таҗавуз қилип киргән хитай чарлаш парахотлирини агаһландуруп, әгәр йәнә японийә деңизиға йеқинлашса, чөктүрүветидиғанлиқини ейтип қоюшни тәләп қилған.

Бирақ хитай ташқи ишлар министирлиқи хитай пуқралириниң японийигә қарши намайишни ақлап, намайишни пүтүнләй японийиниң дявйү арилини қанунсиз сетивелиши кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.