Хитайдики бәхтсиз уйғур қизлири
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.07.29
2008.07.29
RFA Photo
Хитайдики бу аталмиш террорчилар зади ким? дегән соал кишиләрниң пикрини қайта чирмиди. Буниң сәвәблиригә қизиққучиларниң сани көпәйди. "Хитайдики кечә" намлиқ филим болса буниң бир мисали.
Ичкири хитайниң җяңчиң намлиқ бир юртидики меһманханида яшаватқан бир топ уйғур қизлири ичидин бир уйғур қизиниң хитай йолучи билән җинсий алақә содиси қиливатқанлиқи, уларниң содида келишип, җинсий алақә елип барғанлиқи көрситилгән. Қип ялиңач һаләттики уйғур қизиниң хитай йолучи билән елип барған мунасивитиниң нәқ мәйдан көрүнүши әйнән сүрәтләнгән.
Ғурурлирини, ар - номуслирини қоғдашқа чарисиз қалған уйғур әркәклириниң немә үчүн дуня халимайдиған вастилар билән өз наразилиқлирини ипадиләшкә мәҗбур болуватқанлиқи чүшәндүрүлгән. Чарисиз қалған аяллар әркәклиридин ярдәм күтиду. Уйғурларниң нөвәттики тәқдирини бир қәдәр яхши билидиған герман зиялиси катрин ханим бу филимдики көрүнүш һәққидә тохтилип мундақ дәйду:" мениңчә дини, тили, өрп - адити, мәдәнийити түптин охшимайдиған, ғайиси тамамән қутуп айриған бу икки милләт арисидики бу хил рәзилликләрниң мәвҗут болуши уйғурлар қобул қилалайдиған һадисә әмәс. Лекин бу бир реаллиқ. Бу уйғур әркәклиридин инкас қайтурушни күтидиған реаллиқ. Бу инкасниң ялғуз аваз биләнла чәклиниши әқилгә сиғмайду."
Катрин ханим йәнә мундақ дәйду: "уйғур аяллири қорсиқидики һамилини қоғдап қелишқа амал тапалмиғанда, өз юртидин мәҗбурий һәйдилип, ичкири хитайда тенини сетип турмуш кәчүрүшни рәт қилишқа қурби йәтмигәндә, имани вә иззәт - нәпсиниң өзлири йиргинидиған бир милләтниң тапини астида чәйлинишигә қарши турушқа аҗиз кәлгәндә, анилиқ шәрипидин, инсанлиқ ғуруридин айрилишқа мәҗбур болғанда өз әркәклиридин ярдәм тиләйду. Қандақ ярдәм қилиш йолини болса әркәкләр таллайду."
Лекин т и п ниң баянатлириға қарита иҗабий баһа бериш яки алдирап - тенәп " уйғурларниң һәрқандақ шәкилдики террор билән алақиси йоқ" дәп баянат елан қилиш күнимиздә уйғурлар арисидики талаш - тартишта қалған бир мәсилә болмақта. Герман зиялиси катрин ханимниң тили билән ейтқанда, хитай дөләт террори алдида, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири һәйран қелишқа әрзимәйду.
Уйғурлар қандақ чариләргә мураҗиәт қилип қаршилиқ көрсәтмисун, буниңға хитай һөкүмити сәвәбкар. Әркинлик җәңчилирини террорчи дәп қарилап, хитай билән охшаш муқамда товлашниң хата болидиғанлиқини уйғурлар чүшиниши керәк.
Тенини сетип һаят көчүрүватқан уйғур қизлири
1 Саәт 14 минутлуқ"хитайдики кечә" намлиқ һөҗҗәтлик филимни франсийиниң а р т ә телевизийә қанили ишлигән. Марий стефән вә җу анчи қатарлиқларниң риясәтчиликидә ишләнгән бу филимдә уйғурларға аит ечинарлиқ бир мәнзирә көрситилгән. Йәни уйғур қизлириниң ичкири хитайда тенини сетип һаят көчүрүватқанлиқи сүрәткә қистурулған.Ичкири хитайниң җяңчиң намлиқ бир юртидики меһманханида яшаватқан бир топ уйғур қизлири ичидин бир уйғур қизиниң хитай йолучи билән җинсий алақә содиси қиливатқанлиқи, уларниң содида келишип, җинсий алақә елип барғанлиқи көрситилгән. Қип ялиңач һаләттики уйғур қизиниң хитай йолучи билән елип барған мунасивитиниң нәқ мәйдан көрүнүши әйнән сүрәтләнгән.
Уйғур әркәклириниң наразилиқи
Филимда гәрчә уйғур қизлириниң ичкири хитайға ишләмчиликкә мәҗбурлинип, маһийәттә паһишә аялларға айландурулуватқанлиқи, өз юртида һаятлиқ нисивилиригә еришәлмәй, ичкири хитайда һәр хил рәзилликләр билән турмуш көчүрүшкә мәҗбурлиниватқанлиқи баян қилинмиған болсиму, нәқ мәйдандин тартилған, киши вуҗудини шүркәндүридиған бу көрүнүш уйғур ханим - қизлириниң қанчилик еғир күнгә қалғанлиқини испатлап бәргән.Ғурурлирини, ар - номуслирини қоғдашқа чарисиз қалған уйғур әркәклириниң немә үчүн дуня халимайдиған вастилар билән өз наразилиқлирини ипадиләшкә мәҗбур болуватқанлиқи чүшәндүрүлгән. Чарисиз қалған аяллар әркәклиридин ярдәм күтиду. Уйғурларниң нөвәттики тәқдирини бир қәдәр яхши билидиған герман зиялиси катрин ханим бу филимдики көрүнүш һәққидә тохтилип мундақ дәйду:" мениңчә дини, тили, өрп - адити, мәдәнийити түптин охшимайдиған, ғайиси тамамән қутуп айриған бу икки милләт арисидики бу хил рәзилликләрниң мәвҗут болуши уйғурлар қобул қилалайдиған һадисә әмәс. Лекин бу бир реаллиқ. Бу уйғур әркәклиридин инкас қайтурушни күтидиған реаллиқ. Бу инкасниң ялғуз аваз биләнла чәклиниши әқилгә сиғмайду."
Катрин ханим йәнә мундақ дәйду: "уйғур аяллири қорсиқидики һамилини қоғдап қелишқа амал тапалмиғанда, өз юртидин мәҗбурий һәйдилип, ичкири хитайда тенини сетип турмуш кәчүрүшни рәт қилишқа қурби йәтмигәндә, имани вә иззәт - нәпсиниң өзлири йиргинидиған бир милләтниң тапини астида чәйлинишигә қарши турушқа аҗиз кәлгәндә, анилиқ шәрипидин, инсанлиқ ғуруридин айрилишқа мәҗбур болғанда өз әркәклиридин ярдәм тиләйду. Қандақ ярдәм қилиш йолини болса әркәкләр таллайду."
Уйғур әркәклири бүгүн қайси йолда?
Уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири һәйран қелишқа әрзимәйду. 26 - Июл күни германийиниң 1 - телевизийә қанили болған а р д да хитайниң әпти - бәширисини ачидиған " мав зедуңдин олимпиккә қәдәр" намлиқ мәхсус хәвәр көрситилиштин икки күн илгири, йәни 24 - июл күни ард қанилида йәнә шәрқий түркистан ислам партийисиниң "ютуб" та елан қилған баянати көрситилгән вә уйғурларниң қанчә он йиллардин буян хитайниң һәр хил зулумлириға учрап кәлгәнлики сәвәблик, һәр хил қаршилиқларниң йүз бериватқанлиқи баян қилинған иди.Лекин т и п ниң баянатлириға қарита иҗабий баһа бериш яки алдирап - тенәп " уйғурларниң һәрқандақ шәкилдики террор билән алақиси йоқ" дәп баянат елан қилиш күнимиздә уйғурлар арисидики талаш - тартишта қалған бир мәсилә болмақта. Герман зиялиси катрин ханимниң тили билән ейтқанда, хитай дөләт террори алдида, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири һәйран қелишқа әрзимәйду.
Уйғурлар қандақ чариләргә мураҗиәт қилип қаршилиқ көрсәтмисун, буниңға хитай һөкүмити сәвәбкар. Әркинлик җәңчилирини террорчи дәп қарилап, хитай билән охшаш муқамда товлашниң хата болидиғанлиқини уйғурлар чүшиниши керәк.