Хитайдики оттуз йиллиқ ислаһатниң нәтиҗиси, алидиған савақ вә кәлгүси немә? (1)

Һазир хәлқарада мәшһур зиялийлар, тәтқиқатчилар вә профессорлар, хитайдики һазирқи риал мәсилиләргә асасән, оттуз йиллиқ ислаһатниң нәтиҗиси немә? хәлқ алидиған савақ немә? хитайда буниңдин кейин қандақ өзгүрүш болиду? дегән темилар буйичә мулаһизә вә мәсилиләр буйичә бәс - муназирә башланди.
Мухбиримиз вәли
2008.12.05

Хитайда чоң вәқәдин кейин чоң өзгүрүш, кичик вәқәдин кейин кичик өзгүрүш болуп кәлмәктә

Б б с ниң баян қилишичә, сабиқ хитай иҗтимаий пәнләр академийиси сиясәт тәтқиқат инистетотиниң башлиқи йән җячи әпәндиниң қаришичә, хитайниң йеқинқи заман тарихидики қанунийәтләргә қариғанда, хитайда һәр қетим йүз бәргән чоң вәқәдин кейин, хитайда бир чоң өзгүрүш, кичик вәқәдин кейин бир кичик өзгүрүш болуп кәлмәктә.

Хитай тарихидики 'әпюн уруши' дегән чоң вәқә хитайда қанун ислаһати елиш беришқа сәвәп болған иди. 'Мәдәнийәт инқилаби' дегән вәқәдин кейинму ислаһат елип бериш дегән чоң өзгүрүш барлиққа кәлди.

Партийә билән мәмурийни айриветиш сиясий ислаһатқа ятиду

Йән җячи әпәндиниң қаришичә, 1980‏ - йилларда, хитайда ислаһат башланғандики 'һоқуқни тарқақлаштуруш' , 'партийә билән мәмурийни айриветиш' дегән сиясәтләр ислаһатқа ятиду. Буни хитайда ислаһат башланғанда йүз бәргән чоң өзгүрүш дейишкә болиду. Әгәр дең шавпиң әйни вақиттики сиясий ислаһатниң бири болған 'өмүрлүк мәнсәп түзүми'ни әмәлдин қалдурушқа җүрәт қилмиған болса, бу мәсилә 1982 ‏ - йилидики асасий қанунда бир мадда қилинип оттуриға қоюлмайтти. Җаң земинму өмүр буйи һоқуқтин қол үзмәйти.

Хитайда йүз бәргән бу илгириләш хуҗинтав дәвригә кәлгәндә тохтап қалди. Бундақ тохтап қелишқа йәнила дең шавпиңниң һәрби комитет рәисиниң уда вәзипә өтүшигә чәклимә қоймиғанлиқи сәвәп болди.

Йән җячи әпәндиниң қаришичә, җавзияң оттуриға қойған 'партийә билән мәмурийни айриветиш' дегән йөнилиш шараитида, хәлқ ичидә 'онмиң йүәнлик аилә' дәйдиған кишиләр пәйда болған иди. Бу гәрчә хитайдики капитализм аламәтлири болсиму, әмма у әйни вақитта техи бир чоң вәқә болуп шәкилләнмигән иди. Шуңлашқа чоң өзгүрүш пәйда қилалмиди.

'Төтинҗи ийон вәқәси' дегән чоң вәқәдин кейин, хитай капиталистик дөләткә айланди

Йән җячи әпәндиниң қаришичә, 1989‏ - йили хитайда оқуғучилар һәрикити башланди. Әйни вақитта хитай худди 1848‏ - йилидики 'франисйә инқилаби' дегән дәвргә охшап қалған иди. Худди шу вәқәдин кейин франсийидә демократик түзүм тиклинишкә башлиғанға охшаш, хитайда дең шавпиң коммунист партийини қутқузуш үчүн оқуғучилар һәрикитини бастуруп пәйда қилған 'төтинҗи ийон вәқәси' дегән чоң вәқәдин кейин, хитай капиталистик дөләткә айлинишқа башлиди.

Гәрчә дең шпавпиң бу капитализимни 'җуңгочә сотсиялизим' дәп ативалған болсиму, униң сотсиялизим әмәслики һәммә кишигә аян иди. Хитайда пәйда болған бундақ чоң өзгүрүшкә пүтүн сотсиялизим лагири гумран болғанлиқиму түрткә болди.

Хуҗинтав худди напалюн, горбачефлардәк җүрәтлик адәмләрдин әмәс

Йән җячи әпәндиниң қаришичә, тәйпиң тйәнгочә, мавзедоңчә чоң инқилаб хитай үчүн зиянлиқ. Хитайда сиясий ислаһат елип бериш үчүн пәқәт әркин игилик асасида, һоқуқ тутқучи билән хәлқниң һәрикити бирләшкән шәкил болғини яхши.

Әмма хуҗинтав худди напалюндәк, горбачефтәк җүрәтлик адәмләрдин әмәс. Шуңлашқа буниңдин кейинки бир нәччә йил ичидә хитайда бир чоң өзгүрүш болушидин үмид йоқ.

Дең шавпиңни 'ислаһатниң лайиһилигүчиси' дегили болмайду

Б б с ниң муназирә бетидики әркин муназириләрдә оттуриға қоюлған бәзи көз қарашлар буниңға охшимайду. Униңдики мәзмунларға қариғанда, дең шавпиңни 'ислаһатниң лайиһилигүчиси' дәп махташ коммунист партийиниң алдамчилиқи. Хитайда мавзедоң пәйда қилған балайи - апәтләрдин кейин вә дуняда сотсиялизим йимирилгәндин кейин, худди 'қоғун пишса пәләктин аҗрайду' дегәнгә охшаш, хитайда ислаһат елип бармиса болмайдиған вәзийәт аллиқачан шәкиллинип болған иди.

Униңда ейтишичә, дең шавпиң оттуриға қойди дейилгән 'ақ мүшүк, қара мүшүк, чачқан тутқан қара мүшүк' дегән гәпләр әслидә хәлқ ичидики юмурлуқ тәмсил. У макисизимдиму, мавзедоң идийисиму яки дөләтни идарә қилиш һәққидики башқа нәзирийиләрниң һечқайсисида йоқ нәрсә. Дең шавпиң буни йолға қоюш үчүн қолланған 'муназирә қилмаслиқ' дегән тәдбирму тепик мустәбитлик. Дең шавпиң бундақ 'қара гәп' арқилиқ, хитайда пәқәт иҗтимаий чоң қалаймиқанчилиқ чиқарди, халас.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.