Хитайдики 30 йиллиқ ислаһатниң нәтиҗиси, алидиған савақ вә кәлгүси немә? (3)

Һазир хәлқарада мәшһур зиялийлар, тәтқиқатчилар вә профессорларниң хитайдики һазирқи риал мәсилиләргә асасән, оттуз йиллиқ ислаһатниң нәтиҗиси немә? хәлқ алидиған савақ немә? хитайда буниңдин кейин қандақ өзгириш болиду? дегән темилар буйичә елип бериватқан мулаһизилири, мәсилиләр буйичә қилишиватқан бәс - муназирилири давамлишиватиду.
Мухбиримиз вәли
2008.12.11

Мушу 30 йилда хитайда коммунизм өлди

Б б с ниң баян қилишичә, нюйорк университетиниң профессори мәдәнийәт - дин мутәхәссиси, әркин язғучи ше хуәнҗүн әпәнди хитайларда йүз бәргән етиқад өзгириши һәққидә мундақ дәп мулаһизә қилди: хитайдики 30 йиллиқ ислаһат арқилиқ кишиләр коммунизм идеологийисидин өзини қутулдурғанлиқи вә бу җәрянда 'пул'ға етиқад пәйда болғанлиқи бир пакит. Шуниңдин кейин кишиләрдә етиқад бошлуқи пәйда болди, бу җәрянда кишиләрдә өз - ара мунасивәт бузулди, кишиләр'пул' үчүн әң йеқин кишилирини отқа тиқиверидиған болди. Шуниңдин кейин һөкүмәтму, хәлқму қәдимқини әслигә кәлтүрүшкә йүзләнди.

Ше хуәнҗүн әпәндиниң қаришичә, 1989‏ - йилидики демократик инқилаб хитайда коммунизм өлгәндин кейин пәйда болған етиқад бошлуқини толдурушқа тиришқан иди. Коммунист партийә өзини сақлап қелиш үчүн, бу инқилабни бастурди вә хитай тарихидики икки хән сулалиси вә миң, чиң сулалилири дәвридики мустәбитлик билән қолға кәлтүргән бир нәччә йүз йиллиқ 'муқимлиқ' тәдбирини қоллинип башқа милләтләр райониға кеңәймәкчи болди. Бу, хитайда коммунизм өлүп, һөкүмәтниң 'милләтчилик' йоли билән қәдимқини әслигә кәлтүрүшкә йүзләнгәнликиниң аламәтлири. Коммунист һөкүмити қәдимқини әслигә кәлтүрүшни милләтчилик билән елип беришқа тиришқан болса, хәлқ униңға қарши һалда 'нәпәс мәшиқи' қилидиған қәдимқи етиқад шәкиллирини яки бивастә коммунизмға қарши болған христан динини тәрәққи қилдурушқа башлиди.

Б б с ниң тор бетидә шаңхәйдин йезилған бир обзорда баян қилишичә, 'амалсиз қалғанда бутниң путини қучақлайду' дегән тәмсил бар. Коммунист партийә һазир шундақ әһвалда, әмма һазир хитайда христианлар вә башқа динға етиқад қилидиғанларниң сани коммунист партийә әзалириниң санидин көп. Буниңдин кейин хитай әмәлдарлири коммунизимни дөләт диниға айландуралмайду. Һазир хитай тарихтики җәнубий - шимали сулалиләр дәвридә бирлик бузулған, йеңилиққа һәр ким өз хаһиши буйичә интилидиған дәвргә охшап қалди.

Ху явбаң башлиған демократийә 20 йил тохтап қалди

Хитайдики мустәқил язғучи вей йишең әпәндиниң қаришичә, ху явбаң дәвридә хитайда ишик кәң ечиветилип, демократийә көпийип, наһәқ делолар һәл қилинишқа башлиғандин кейин, хитайда мав зедоң дәври аяқлашқан иди. Бу яхши вәзийәт 89‏ - йили бастурулди. Шуниңдин кейин, дең шавпиң 'ғәрбчә демократийә хитайға мас кәлмәйду' дәп демократик һәрикәтләрни тости. Шуниң билән мушу 30 йилда демократийә 20 йил тохтап қалди. Бу җәрянда, хитайда әмәлдарларда хиянәтчилик ямрап кәтти. Әгәр һазир һәр бир өлкидә хиянәтчиләрниң исмини елан қилидиған бирдин там ясалса, пүтүн мәмликәттә йәнә бир сәддичин пәйда болиду.

 - Демократийә 'ғәрибчә' яки 'шәриқчә' дәп айрилмайду, - дәйду вей йишең әпәнди мулаһизисидә, - сотсялизм йолға қоюлған бәзи ғәрб дөләтлиридә, кейин демократийә йолға қоюлдиғу. Демократийә кишиләргә асмандин чүшмәйду, уни хәлқ өзи арзулап, көрәш арқилиқ қолға кәлтүриду. Демократийә йолға қоюлса, мустәбитлик вә хиянәтчиликкә хатимә бәргили болиду. Тәйвәндә қанат яйдурулса яхши болған демократийә немә үчүн хитайда болмайдикән?

'Шавкаң җәмийити' дәп аталған 'чошқа қотини'

Хитайдики мустәқил тәтқиқатчи лю шавбо әпәнди қолға елиништин бурун язған мақалисидә мундақ дәп баян қилған иди: бу 30 йилда, коммунист партийә өзини махташ вә хәлқни гәп қилғузмаслиқ тәдбирини қоллинип, хәлққә һаким мутләқлиқ қилип кәлди. Һөкүмәт өзини 'муқим' қилиш үчүн 'ислаһат' дегән гәпни ағзидин чүшүрмиди. Әмма һәқиқий ислаһатни йолға қоймиди.

Лю шавбо әпәндиниң қаришичә, бу 30 йилда хитай һөкүмити пәқәт өзини мустәһкәмләш үчүнла бир қисим кишиләрниң бай болушиға йол ечип берип, бай болғанларниң байлиқини қайтидин тәқсим қилиш биләнла шуғулланди. Мана бу хитайда 'шавкаң җәмийити' дәп аталған 'чошқа қотини'. Әмәлийәттә бу бир хил 'булаңчи капитализм'.

Лю шавбо әпәндиниң қаришичә, хитай һазир шәхсийләр әркин, һоқуқта баравәр, иқтисадий тәқсимат адил болған иҗтимаий түзүмгә муһтаҗ. Бундақ демократик түзүмни тикләйдиған һәрикәтләндүргүч күч әмәлдарларда әмәс, бәлки хәлқ ичидә.

Б б с ниң тор бетигә йезилған бир обзорда 'мән мана шу хәлқ ичидики күч' дәп йезилған.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.