Хитайда земин - байлиқ һоқуқи мәсилиси иҗтимаи зиддийәтләрниң түгүни болуп қалди
Мухбиримиз вәли
2010.10.14
2010.10.14

RFA Photo
- Земин инсанийәтниң түрмуш вастисила әмәс, ишләпчиқириш вастиси, йәр - земинсиз адәмниң мәвҗут болуп туруши мумкин әмәс, - дәп башлайду аптор, америкида чиқидиған 'көзитиш журнили'да елан қилған 'хитайда йәр -земин мәсилиси җәмийәттики зиддийәтләрниң түгүни болуп қалди' дегән мақалисини, - әлмисақтин буян, кимниң йери қанчә көп болса, у шунчә чоң бай һесаблинип келиватиду. Дәссәп туридиған земини йоқ адәм намратлишидула әмәс, җәситини көмидиған гөрму тапалмайду. Инсанийәт тарихида йүз бәргән һәр қандақ чоң қалаймиқанчилиқ, қозғилаң яки урушларниң, теги -тәктидин ейтқанда, йәр - земин, йәни байлиқ тоқунушидин келип чиқмиғанлири йоқ. Дуняда өзиниң йәр - земин һоқуқини қоғдашқа җан педа қилмайдиған адәмму йоқ.
Аптор хитайдики җеҗаң университетиниң профессори җаң юңру . У, йиллардин буян өзиниң тор понкити арқилиқ пикр вә тәһлиллирини әркин баян қилидиған пурсәтләрни һәргиз қолдин бәрмәй келиватиду.
Тарихтики хан вә ғалчилар
Аптор бу мақалисидә, хитай тарихидики йәр -земин һоқуқи мәсилисини йиғинчақлап мундақ дәп баян қилиду: хитай падишаһлири айиқи йәткәнла җайни 'ханниң земини' дәйдиған өктәмләр. Улар зорлуқ билән игиливалған земинләрни, җайларда өзигә ғалчилиқ қилған 'бәг'ләргиму тәқсим қилип бериш арқилиқ қоғдап турған.Җайларда хитай ханлириға садиқ болғанлики ғалчилар ниң һәммиси чоң -кечик йәр игилиригә айланған. Инсанийәттә 'базар' пәйда болғандин кейин, йәр игилири билән йәрсизләр оттурисидики тоқунуш җиддийләшкән. Кәң көләмлик тоқунушларда, падишаһтин ибарәт әң чоң 'мунар' лар йеқилип турған, улар йеқилсила, җайлардики кичик мунарларму пүтүнләй йеқилған пакитлар билән толуп кәткән тарихниң бәтлири мана көз алдимизда турупту.
Тарихида әң көп йәр игилигән чиң сулалисини җуңхуа минго дегән милләтчи күчләр йәр -земин тоқунуши арқилиқ йеқитти
Апторниң баян қилишичә, хитай тарихида әң көп йәр игилигән чиң сулалисидин ибарәт әң чоң 'мунар' ни җуңхуа минго дегән милләтчи күчләр йәр - земин тоқунуши арқилиқ йеқитти. Бу дөләт өзигә 'җумһурийәт' дегән вевискини асқанлиқи үчүн, униңда падишаһ дәп атилидиған әң чоң йәр игиси йоқ иди.Әмма бу дөләт үчүнму, йәр - земин байлиқниң симвули болғачқа, җайлардики йәр вә байлиқларниң мутләқ көп қисмини униң миллитаристлири тутуп турған, улар җайларда, иқтисадий шәкил билән байлиқ топлайдиған содигәрләрни вә өз игиликидики кичиккинә земинләрдә терикчилик қилидиған деһқанларни зорлуқ билән өзигә бойсундурувалған иди.
Буниңдин 60 йил бурун, хитайда йәр һоқуқи җәһәттә наһайити чоң өзгириш болди
- Буниңдин 60 йил бурун, хитайда йәр һоқуқи җәһәттә наһайити чоң өзгириш болди, - дәп баянини давамлаштуриду аптор - бу коммунист йеғилиқи, йәр вә байлиқларға болған хусусий мүлүкчиликни гумран қилинди. 1955 - Йилиға кәлгәндә, шәһәрләрдики сода тиҗарәтчиләрниң мүлкини 'дөләт билән шәхсийләр шериклишиш' дегән нам билән дөләткә өткүзүвалди.1956 - Йили, йезиларда деһқанларниң қолидики йәр - земинни 'һәмкарлишиш - копратсийилишиш' дегән нам билән 'колликтип игилики'гә айландурувалди. Уни 58 - йили 'хәлқ коммуниси' дегән нам билән 'омум' ниң йәни дөләтниң мүлкигә айландурувалди.
1979 - Йилидики бәлгилимә
Бу дәврдә чиққан қалаймиқанчилиқларни 'түзәш' дегән нам билән 1979 - йили 'йәрдин алидиған мәһсулатни аилиләргә көтүригә бериш'ни йолға қойди. 1982 - Йилиға кәлгәндә 'шәһәрләрдики йәр - земин дөләткә тәвә, йезилардики йәр -земин колликтип игидарчилиқида болиду, шәхсийләргә қалдурулған йәр, туралғуларму колликтип игидарчилиқида болиду' дәп бәлгилимә чиқирип, деһқанларниң қолидики кичиккинә хусусий мүлкниму қайтидин тартивалди. Аңлисам аз санлиқ милләт районлирида, бу йилидин башлап туғулғанларға йәр тәқсим қилип беришни тохтатқан, әмма көчмәнләргә изчил һалда йәр тәқсим қилип берилгән икән .'Шәһәрләштүрүш' һәрикитидики җинайәтләр
Икки миңинчи йиллардин башлап, 'шәһәрләштүрүш' дегән нам билән, коммунист әмәлдарлири йезиларда деһқанлар туруватқан йәр - земин вә туралғуларни мәҗбурий чеқип өткүзүвелишқа башлиди. 2009 - Йили 1 - айдин 7 - айғичә болған арилиқта, мән турған фушүн шәһәчисидила, дөләтниң йәр - земин тармақлири садир қилған җинайәт делоси 1855 гә, делоларға четилған наһийә дәриҗиликтин юқири әмәлдарларниң сани 178 кә йәткәнлики, шәһәрлик йәр - земин идариси башлиқиниң хиянәт соммиси 145 милйон юәнгә йәткәнликини гезитларда көрдуқ.Җаңши өлкисидики деһқанлар өзигә от қоюп наразилиқ ипадилигән рәсим
Аптор бу мақалисиниң ахириға, коммунист хитай һөкүмити йолға қойған 'шәһәрләштүрүш' һәрикитидә, коммунист партийиниң муқәддәс җайи болған җаңши өлкисидики деһқанлар, коммунист партийиниң йәр игиләш, деһқанларниң туралғулирини мәҗбурий чеқип өткүзивелиш һәрикитигә қаршилиқ билдүрүп, өйлириниң өгзисигә чиқип туруп өзигә от қоюватқан көрүнүшләрни қошуп қойған. Шундақла, хитай тарихида хәлқниң хусусий мүлкигә һуҗум қилған һәр қандақ һөкүмәтниң гумран болмиғини йоқ, дәп язған.Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.