Хитай һөкүмити уйғур елида миллий маарипни хитайчилаштуруш қәдимини тизләтмәктә


2004.11.24

Хитай һөкүмити мәтбуатлирида уйғур елиниң һәр қайси җайлирида миллий оқуғучиларниң хитай тилини өгиниш вә хитай мәктәплиридә оқуш қизғинлиқиниң ашқанлиқини көрсәтти. Әмма чәтәлдики уйғур паалийәтчилири болса уйғурларниң сиясий вә иқтисадий бесим астида пәрзәнтлирини хитайчә мәктәпкә беришкә мәҗбур боливатқанлиқини илгири сүрмәктә.

Хитайниң "тәңритағ тор бети", "шинҗаң хәвәр тори" вә "қәшқәр гезити" қатарлиқ мәтбуатлири уйғур елидики маарипни хитайчилаштуруш җәһәттә үнүмлүк нәтиҗиләргә еришкәнликини тәшвиқ қилип, буниң мисали сүпитидә, нөвәттә һәтта йеза- қишлақлардики уйғурларниңму пәрзәтлирини хитай мәктәплиригә бериватқанлиқини көрсәтмәктә.

Көтүрүливатқан нисбәт

"Шинҗаң хәвәр тори" чаршәнбә күни бәргән хәвиридә, пичанниң даланкариз йезилиқ хитай 2 - оттура мәктипигә йеқинқи йиллардин буян тизимға алдурған уйғур оқуғучилириниң сани ешип, нөвәттә пүтүн мәктәптики оқуғучиларниң 67٪ ини уйғурлар игилигән. Хитай мәтбуатлириниң көрситишичә, бу хил әһвал уйғур елиниң һәммила җайлирида омуми йүзлүк болуп, һәтта уйғур мәдәнийитиниң бөшики, шундақла уйғур миллий маарипиниң йилтизи әң чоңқур болған, уйғурлар асаслиқ нопусни игилигән қәшқәр тәвәликидиму, уйғурлар пәрзәнтлирини бәс- бәстә хитай мәктәплиригә беридиған болған.

Қәшқәр гезитиниң бу һәқтики мәлуматлириға қариғанда, нөвәттә қәшқәрдики хитайчә оттура- башланғуч мәктәпләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң ниспити ٪ 20 ини игиләйдикән. Қәшқәрниң маралбеши наһийисдики сериқбуя йезилиқ 2 - хитай башланғуч мәктипидә уйғур оқуғучиларниң нисбити ٪ 84 кә йәткән.

Хитай мәтбуатлири хәвиридә, бу хил әһваллар уйғурларниң хитай тилини үгинишниң бир хил иһтияҗла әмәс, бәлки өзини тәрәққий қилдурушниң алдинқи шәрти дәп тунуватқанлиқиниң нәтиҗиси дәп көрсәтмәктә.

Маарипни хитайчилаштуруштики тактикилири

Әмма хитайниң йеқинқи он йилдин буян уйғур миллий маарипида " қош тиллиқ маарипи" намида елип бериватқан нуқтилиқ сиясәтлирини әсләп өткән уйғурлар, хитай һөкүмитиниң авал алий мәктәпләрдә барлиқ асаслиқ дәрсләрни хитайчә оқутушни йолға қойғанлиқини, андин оттура мәктәпләрдә тәбиий пән дәрсликлирини хитайчә оқутушни вә арқидинла миллий башланғуч мәктәпләрдә хитай тили дәрсликини биринчи йиллиқтин башлап оқутушни йүргүзгәнликини, әмди болса пүтүн уйғур ели миқясида барлиқ уйғур мәктәплирини хитай мәктәплири билән бирләштүрүп, хитай тилида оқутушни асас қиливатқанлиқини билдүрмәктә.

Хитай маарип даирилириниң хәвиридин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити бу йил йәнә мәхсус уқтуруш чүшүрүп, пүтүн уйғур елидики миллий башланғуч вә оттура мәктәпләрни 2006 - йилиғичә хитайчилаштуруп болуш пиланини ишқа ашуруш үчүн урунмақта. Қәшқәр маарип идарисиниң бир хадими, хитайчилаштуруш маарипиниң қәшқәрдики елип берилиш әһваллири һәққидә сөзлиди.

Уйғур зиялилири хитай һөкүмитиниң маарип сияситидин әндишә қилмақта

Гәрчә хитай һөкүмити хитай тили өгинишниң уйғурларда өзликидин көриватқан бир хил қизғинлиқ дәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, әмма уйғурлар әмәлийәттә буниң хитай һөкүмитиниң маарипни хитайчилаштуруш сүритини тизләткәнлики һәм хитай тили билмигән уйғурларға чиқиш йоли бәрмигәнлики сәвәбидин пәйда боливатқан бир һадисә икәнликини билдүрмәктә. Бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит мундақ диди:

Дилшат ришит йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни ассимилятсийә қилишқа урунуштәк бу хил сиясәтлириниң уйғурларниң наразилиқини техиму қозғап, уйғур вә хитай миллити оттурисидики зиддийәтниң күчийишигә от пилики болиши мумкинликини көрсәтти.

Хитай һөкүмитиниң " қош тиллиқ маарип ислаһати" намида уйғур елидә елип бериватқан хитайчилаштуруш маарип сияситиниң тәсири нөвәттә, уйғур тилиниң һәр қайси саһәләрдин сиқип чиқирилиши, уйғур маарипиниң паләч һаләткә чүшүп қелиши вә шундақла әң зор зиялилар қошуни болған уйғур оқутқучиларниң ишсиз қелиш мәсилилирини кәлтүрүп чиқириватқан болуп, уйғур зиялилири хитайчилаштуруш маарипи мушу сүрәттә кетивәрсә, уйғур мәдинийити, маарипи вә тилиниң сақилиниши вә тәрәққиятиғиму зор тәһдид елип келидиғанлиқидин әндишә қилмақта. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.