Хитай һөкүмити хитай өлкилиридики "шинҗаң" синипиниң көлимини кеңәйтмәктә


2005.06.27

Уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт торидин 27 - июн ашкарилинишичә, һөкүмәт хитай өлкилиридә тәсис қилған "шинҗаң" толуқ оттура синиплириға бу йил бултурқидин бир һәссә көп оқуғучи қобул қилишни пиланлиған.

2000 - Йилдин башлап хитайниң деңиз бойидики ечиветилгән 12 асаслиқ шәһридә, 12 "шинҗаң" толуқ оттура синиплири тәсис қилинип, йилиға бир миң әтрапида оқуғучи қобул қилинип кәлгән иди. 2004 - Йили бу синипларға 1540 оқуғучи қобул қилинған. Бу йил хитай шәһәрлиридики "шинҗаң" толуқ оттура синиплири 25 кә йәткүзүлгән болуп, 3075 оқуғучи қобул қилинидикән. Демәк бултурқидин бир һәссә көп оқуғучи қобул қилинмақчи икән.

"Шинҗаң синипи" билән уйғур елиниң муқимлиқиниң мунасивити немә?

Тәңритағ тор бетиниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, хитай компартийисиниң уйғур районидики секритари ваң лечуән, хитай өлкилиридә қурулған бу "шинҗаң" толуқ оттура синиплириниң көлимини техиму кеңәйтиш тоғрисида йол- йоруқ бәргән. У йәнә хитай өлкилиридики "шинҗаң" синиплириниң муһим истратегийилик әһмийәткә игә икәнлики һәққидә тохтилип "шинҗаң синипиға қобул қилинидиған оқуғучиларға сияси идийиви җәһәттики тәләпни қаттиқ қоюш керәк, оқуғучиларниң сиясий сапа өлчими, уларниң өгиниш нәтиҗисидинму муһим. Бу җәһәттики тәрбийини әң алдиға қоюш керәк, чүнки улар шинҗаңниң муқимлиқи һәм тәрәққиятидики муһим арқа сәп күчи" дәп тәкитлигән.

"Шинҗаң" синипи тәдриҗи кеңәйтилмәкчи

Хитай һөкүмити 2000 - йилидин һазирға қәдәр хитай өлкилиридики бу толуқ оттура синиплириға оқуғучи қобул қилиш санини тәдриҗи көпәйтип кәлмәктә. Хәвәрдин мәлум болушичә, 2007 -йилиға барғанда, "шинҗаң" толуқ оттура синиплириниң сани 51 гә йетип, һәр йили 5000 әтрапида оқуғучи қобул қилидикән.

Игилишимизчә, хитай һөкүмити бейҗиң, шаңхәй, тәнҗин, чиңдав қатарлиқ шәһәрлиридә тәсис қилған бу "шинҗаң" синипи намидики хитайчә оқутилидиған толуқ оттура синиплириға 90٪ уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләт, 10٪хитай оқуғучи қобул қилиш нисбити бойичә, йеза- қишлақлардики намрат оқуғучиларни асас қилип қобул қилмақта.

Бу қандақ истратегийилик пилан?

Мәзкур толуқ оттура синиплириға талланған 15, 16яшлардики балилар хитай оттура мәктәплиридә миллий тил, миллий роһ, миллий өрүп- адәт муһитлиридин мәһрум һалда пүтүнләй хитай маарип программиси бойичә төт йил тәрбийилиниду.

Хитай һөкүмити тәшвиқатлирида "уйғур райони балилирини хитай өлкилиридә ечилған толуқ оттура синиплирида оқутуш, ғәрбни ечиш истратегийисиниң бир қисми, уйғур елиниң маарипини гүлләндүрүшниң яхши йоли" дәп тәкитләп келиватқан болсиму, әмма уйғур зиялилири буни, хитайниң уйғур әвладлирини өз мәдәнийити вә маарипидин айрип, ассимилятсийә қилишниң бир усули, техиму тез хитайлаштуруштики тәдбири дәп қаримақта.

Бу һәқтә илгири узун йил оқутқучи болуп ишлигән, нөвәттә чәтәлдә яшаватқан бир уйғур зиялийси бу һәқтә тохтилип, хитай һөкүмитиниң дуняқариши, әхлақ көзқариши вә диний етиқад қариши техи толуқ шәкилләнмигән, әмдила толуқсиз оттурини пүттүргән оқуғучиларни хитай өлкилиригә әвәтип, уларни өзигә ғәйри болған шәһәр вә мәдәнийәт ичидә тәрбийиләш арқилиқ, уларни өзлириниң қолчомақчилири қилип тәрбийиләп чиқмақчи икәнликини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң бу хил сиясәт арқилиқ өз мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини оттуриға қойди.

Уйғур миллий маарипиниң хитайлаштурулуш сүрити тезлитилмәктә

Хитай һөкүмити йеқинқи бир нәччә йил ичидә, уйғур миллий маарипини хитайчилаштуруш қәдимини барғанчә тезләтти. Хитай һөкүмити нөвәттә, уйғур елидики алий мәктәпләрдин та башланғуч мәктәпләргичә, хитай тили асас қилинғандин башқа хитай өлкилиридики толуқ оттура синиплириға вә уйғур елидики хитай оттура мәктәплиридә тәсис қилинған хитайчә толуқсиз оттура синиплириға, һәр йили нәччә миңлап уйғур оқуғучилирини қобул қилип, уларни пүтүнләй хитайчә маарипта тәрбийилимәктә.

Тәңритағ тор бетидә берилгән хәвәрдин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити йеқин кәлгүсидә йәнә, бағча маарипиниму хитайчилаштурушни йолға қоймақчи икән.(Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.