Д у қ хитайниң “террорлуқ” қа зәрбә бериш һәрикити уйғур елидә тоқунушни илгириләп күчәйтидиғанлиқини агаһландурди

Хитай даирилириниң хотән, қәшқәр вәқәлиридин кейин “террорлуққа” зәрбә беришни қайта оттуриға қоюп, қаттиқ зәрбә бериш һәрикити қозғиши хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғиди.
Мухбиримиз әркин
2011.08.17
qeshqer-weqesi-xelq-meydani-saqchi-305.jpg 30 Вә 31-июл вәқәлиридин кейин, қәшқәр хәлқ мәйданиға тизилған һәрбий аптомобиллири вә қораллиқ әскәрләр. 2011-Йили 2-авғуст.
AFP

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири йеқинда хитай аманлиқ күчлириниң 11‏-авғусттин башлап аптоном район бойичә аталмиш зораванлиқ, террорлуқ вә диний әсәбийликкә қарши “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикити қозғиғанлиқини җакарлиған иди. Аптоном районлуқ һөкүмәт тор бетиниң түнүгүн елан қилған бу һәқтики еланида һәрикәтниң 11‏-авғуст башлинип, 15‏-өктәбиргә қәдәр икки ай давамлишидиғанлиқи, бу җәрянида нуқтилиқ районларда чарлаш күчәйтилип, кимлик тәкшүрүш, кочидики пуқра вә қатнаш әслиһәлирини ахтуруш қатарлиқ васитиләрни өз ичигә алған бир қатар тәдбирләрниң йолға қоюлидиғанлиқини билдүргән.

Еланда гуманлиқ паалийәтләрни тәкшүрүш күчәйтилип, әйибләнгүчиләрни тез вә қаттиқ җазалаш арқилиқ бир тәрәп қилиш, райондики һәр дәриҗилик барлиқ җ х тармақлириниң “бихәтәрлик хизмитини күчәйтип, һушярлиқни өстүрүши, қорқунч вә һәйвә пәйда қилиши” керәклики тәклитләнгән. Аталмиш зораванлиқ вәқәлириниң күчийишкә башлиғанлиқи әскәртилип, террорлуқ вә зораванлиқ вәқәлириниң арқисидики пиланлиғучи вә тәшкиллигүчиләрни чоқум тепип чиқиш, бу хил һәрикәтләргә тамамән хатимә бериш зөрүрлүки көрситилгән.

Лекин бу һәрикәтниң д у қ вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирида әндишә қозғиған нуқтилириниң бири, хитай аманлиқ күчлириниң һоқуқиниң күчәйтилип, уларға қаршилиқ көрсәткән һәр қандақ адәмни дәрһал етип ташлаш һоқуқи берилгәнликидур. Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидини рәт қилип, бу һәрикәтниң қәрәллик асастики нормал һәрикәт икәнликини илгири сүрсиму, лекин бу кишилик һоқуқ тәшкилатлиридики хитайниң бу һәрикити террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң қанунлуқ наразилиқи вә охшимиған пикирләрни бастурушқа қаритилған, дегән қарашни өзгәртәлмиди.

Мәзкур һәрикәтни тәнқид қилғучилар, хитай аманлиқ күчлиригә берилгән бу һоқуқни уларни адәттики наразилиқ һәрикәтлири билән хитайға қарши қораллиқ һәрикәтлирини бир-биридин пәрқләндүрмәй, қара-қоюқ қорал ишлитишкә илһамландуридиғанлиқини илгири сүрмәктә. Дуня уйғур қурултийиниң қазақистанда турушлуқ муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди хитай даирилирини агаһландуруп, рамзан ейида башланған бу һәрикәт уйғурларниң кишилик һоқуқи дәпсәндичликкә учрашни илгириләп күчәйтип, тоқунуш вә қаршилиқни илгириләп күчәйтиветидиғанлиқи, буниң райондики вәзийәтни юмшитишқа һечқандақ ярдими тәгмәйдиғанлиқини билдүрди.

Хитайниң “террорлуққа зәрбә бериш” һәрикити хотән “навағ вәқәси” вә “қәшқәр йеңи базар вәқәлири” дин кейин башлинип қалмай, бу һәрикәт йәнә 1‏-сентәбир үрүмчидә башлинидиған “җоңго-явро асия йәрмәнкиси” ниң һарписида вә хитайниң 1‏-өктәбир дөләт байримидин бурун башланған иди. Хитай “террорлуққа” қарши һәрикәт башлиғанлиқини елан қилиштин бурун, өзиниң “қар йилпизи” намлиқ террорлуққа қарши туруш алаһидә һәрикәт қисмини уйғур елиға йөткәп кәлгән.

Хитай һөкүмити қәшқәр “йеңи базар вәқәси” дә 18 адәм өлгәнликини илгири сүрүп, вәқәгә йетәкчилик қилғучилардин бир кишиниң шәрқий түркистан ислам һәрикити билән алақиси барлиқи вә униң пакистанда тәлим-тәрбийә алғанлиқини билдүргән. Бирақ уларниң ш т и һәрикити билән алақиси барлиқиға даир һечқандақ дәлил-испат көрсәтмигән иди. Дуня уйғур қурултийидики қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди хитай һөкүмитиниң қаришини рәт қилип, районда йүз бериватқан вәқәләрниң йәрлик қаршилиқ көрситиш һәрикити икәнликини билдүрди.

Аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән вәзипә тапшурувалған икки йилдин буян йәрлик хәлқ арисида өзиниң “иҗабий” образини тикләшкә тиришип, мәсилини бастуруш арқилиқ әмәс, иқтисади тәрәққият арқилиқ һәл қилишни тәшәббус қилған иди. Бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлири җаң чүншйәнниң бу сияситиниң мәғлуп болғанлиқини билдүрмәктә.

Америка уйғур җәмийити сәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида “җаң чүншйән нисбәтән либерал, дәп қаралған болсиму, лекин йеңи башланған бастуруш һәрикити вә йеқинда йүз бәргән муқимсизлиқ униң районда районда ишқа ашурмақчи болған тинчлиқ вә муқимлиқ сияситиниң тамамән мәғлубийәткә учриғанлиқини көрситиду” дәп тәкитләнгән. Қәһриман ғоҗамбәрди уйғурларниң қаршилиқ көрситиш һәрикити йеңи бир түскә киргәнликини билдүрди.

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң тор бетидә елан қилинған бу һәқтики еландин мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң “террорлуқ”қа зәрбә бериш һәрикитиниң қораллиқ қаршилиқ көрситиш һәрикәтлирини бастуруш билән чәклинип қалмайдиғанлиқи мәлум. Һөкүмәт тор бетидики еланда “қанунсиз диний паалийәтләр” вә тордики барлиқ “қанунсиз җинайи қилмишлар” ниң бастурулидиғанлиқи әскәртилгән. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиға охшаш йәнә бәзи хәлқара органлар “қаттиқ зәрбә бериш” кә охшаш бу хил һәрикәт хитайниң қануни тәртипни бир чәткә қайрип қоюп, кишиләрни халиғанчә җазалашқа сәвәб болуватқанлиқидин изчил әндишә қилип кәлгән иди. Лекин “хәлқ” гезитиниң алдинқи күни елан қилған бу һәқтики хәвиридә, даириләрниң “террорлуқ” қа қарши туруш һәрикити арқилиқ “җоңго-явро асия йәрмәнкиси” вә хитайниң 1‏-өктәбир дөләт байримида зор көләмлик вәқә йүз бериштин сақлинишни үмид қилидиғанлиқини илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.