Хитайниң 'шинҗаң ақ ташлиқ китаби'да уйғур тәшкилатлири әйибләнгән
Мухбиримиз әркин
2009.09.21
2009.09.21

Youtube Дин елинған сүрәтләр.
Лекин анализчилар болса хитай даирилириниң "шинҗаң" мәсилисидики қаришида өзгириш болмиғанлиқини тәнқид қилди.
Хитай дөләт кабинетиниң ахбарат ишханиси дүшәнбә күни елан қилған "шинҗаңниң тәрәққияти вә алға бесиши" дегән мавзудики ақ ташлиқ китабта уйғур елиниң тәрәққи қилалмаслиқидики сәвәбни шәрқий түркистан һәрикитигә артқан болуп, шәрқий түркистан күчлириниң райондики һәрикити "шинҗаң иқтисадиниң тәрәққиятини қийинлаштурғанлиқи", "мәбләғ селишқа тосалғу" болғанлиқини илгири сүргән.
Ақ ташлиқ китабта үрүмчидә йүз бәргән 5 - июлдики вәқәни чегра ичи - сиртидики "террорчилар күчләр, бөлгүнчиләр вә радикал күчләр" ниң пиланлиши вә уюштурушидики "җәмийәт муқимлиқи вә иҗтимаий тәртипкә еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилиш һәрикити" дегән.
Хитай һөкүмити илгири 5- июлдики үрүмчи вәқәсини рабийә қадир ханим вә униң рәһбәрликидики дуня уйғур қурултийиниң пиланлиғанлиқи вә қозғиғанлиқини илгири сүрүп, вәқәниң "милли вә диний сәвәби"гә даир амилларни инкар қилған иди. Ақ ташлиқ китабта "шинҗаңниң тәрәққияти вә алға бесиши җоңгониң милли сиясити мувәппәқийәт қазанғанлиқиниң әмили мисали" дегән.
Хитай дөләт кабинетиниң ақ ташлиқ китабидики уйғур мәсилисигә даир бу хуласә вә қарашлар америкидики бәзи мутәхәссис вә анализчиларни үмидсизләндүргән.
Америка сетанхолл университетиниң профессори яң лийүй әпәнди ақ ташлиқ китабниң роһидин қариғанда хитай даирилириниң милли сияситидики хаталиқларни түзитиш яки ойлиниш нийити йоқлиқини көрситидиғанлиқи, әгәр хитайниң хаталиқини түзитиш нийити болса мәсилигә ялғуз өз нуқтиинәзирини чиқиш қилмайдиғанлиқини билдүрди.
Яң лийүй "җуңго компартийиси бүгүнки һөкүмран, у мәсилиләрдә тәшәббускар болуши керәк иди. Уйғурларниң тәләплири униң ойлишишиға тегишлик иди. Шинҗаңда йүз бәргән мәсилини у чүшиниши лазим. Сиз һәммә мәсилини өзиңизниң нуқтиинәзиридә турупла ойлисиңиз болмайду. Шинҗаң җеҗаң яки җяңсуға пүтүнләй охшимайду. Шинҗаңниң тәрәққияти вә муқимлиқини қоғдаш компартийә үчүн наһайити чоң әһмийәткә игә. Чүнки бу йәр компартийиниң енергийә вә ракета базиси. Сиз бастурушқила таянсиңиз һеч нәрсини һәл қилалмайсиз", дәп көрсәтти. У, хитай даирилирини мәсилигә даим өзиниң нуқтиинәзири биләнла қаримай уйғурларниң нуқтиинәзири билән қарап беқишқа чақирди.
Хитай һөкүмити ақ ташлиқ китабта 11 - сентәбир вәқәсидин буян даим тәкитләп келиватқан "шәрқий түркистан күчлири"гә даир тәнқидини йәнә тәкрарлап, шәрқий түркистан күчлириниң районда елип барған һуҗумлириниң "шинҗаң" иқтисадиға тәсир қилғанлиқини илгири сүргән.
Ақ ташлиқ китабниң бу һәқтики бир абзасида мундақ дәйду": кона җуңгодин қелип қалған шәрқий түркистан күчлири шинҗаңниң иқтисади тәрәққиятиға еғир дәриҗидә кашила вә бузғунчилиқ елип келип, чәтәл мәблиғиниң чекинип чиқишини, шу җайдики саяһәт ишлириниң бивастә зәрбигә учришини кәлтүрүп чиқарди. Бу зор миқдардики адәм күчи, мадди күч вә малийә күчиниң терроризимға қарши турушқа сәрп қилинип, байлиқниң тарқилип кетиши, шинҗаңни хәлқараға туташтуруш қурулуши вә ташқи содиға еғир дәриҗидә тәсир көрсәтти. Шинҗаңниң ташқи мунасвитигә еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилди."
Лекин америка сетонхолл университетидики профессор яң лийүй әпәнди уйғур илидики иҗтимаий зиддийәт вә муқимсизлиқ амиллириниң һәммини "шәрқий түркистан күчлири"гә артип қоялмайдиғанлиқи, райондики нурғун мәсилиләрни хитай һөкүмитиниң сиясити кәлтүрүп чиқириватқанлиқини билдүрди.
Яң лийүй мундақ дәйду":җуңго компартийиси шинҗаң мәсилисигә икки нуқтида туруп муамилә қилиду. Бири, чоң хәнзучилик нуқтиинәзиридә. Йәнә бири, партийилик нуқтиинәзиридур. У мәсилигә аз санлиқ милләтләр нуқтиинәзиридә яки уйғурларниң нуқтиинәзиридә туруп қаримайду. Мәсилә: шинҗаң уйғурларниң аптоном райони, компартийә ағзида уйғурларниң мәдәнийити вә динини қоғдаймиз, дәйду. Лекин униң ағзида дегини билән әмәлийитидә қилғини бирдәк әмәс." яң лийүй әпәнди һазир йүз бериватқан райондики бу вәқәләрни хитай һөкүмитиниң аптономийә вәдисини һәқиқи иҗра қилмиғанлиқи кәлтүрүп чиқириватқанлиқини әскәртти.
Хитайниң уйғур елидики милли сияси 5 - июл вәқәсидин бурунла уйғурлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап келиватқан иди. Бейҗиң һөкүмити уйғурларниң диний вә мәдәнийәт кимликигә чеқилип, районни хитай көчмәнлиригә толдуруш билән әйибләнгән. Хәлқара тәшкилатлар бейҗиң һөкүмитиниң бихәтәрлик җәһәттики тәһдитни көптүрүп, уйғурларни бастурушдики баһанә сәвәб қиливатқанлиқини илгири сүргән иди.
Яң лийүй әпәнди бейҗиң һөкүмитиниң уйғур илиға салған мәблиғи хитай көчмәнлирини мәнпәәтдар қилип келиватқанлиқи, уларға алаһидә имтияз бериливатқанлиқини, бу әһвалға хатимә берилсә вәзийәтниң оңшалмайдиғанлиқини билдүрди. У " ичкирилик содигәрләр шинҗаңға келип бай боливатиду. Лекин уйғурлар бу саһәгә ят кишиләрдин болуп қеливатиду. Һазир шинҗаң вә шизаңдики нурғун сода ниңбо, җяңзе яки венҗу гуруһидики содигәрләрниң монополийисидә. Улар бай болуп кетиватиду. Шинҗаң вә шизаңниң меғизини улар чеқиватиду. Лекин уйғурлар яки тибәтләрниң иқтисади әһвали йәнила начар. Байлиқниң мутләқ көп қисими хәнзуларниң қолида", дәп көрсәтти. яң лийүй бу әһвалға хатимә берилмисә, хитай билән уйғурлар арисидики зиддийәтниң юмшимайдиғанлиқини билдүрди.
Лекин, хитай һөкүмити ақ ташлиқ китабда уйғур сияситидики юқириқи тәнқидләрни рәт қилип, уйғур елидә диний вә мәдәнийәт мираслириниң қоғдиливатқанлиқи, мәсчит вә қурулушларниң йеңиланғанлиқи, уйғур тилиниң қоғдиливатқанлиқини илгири сүргән. Хитайларниң уйғур илиға миладидин авалқи 200 - йилларда олтурақлишишқа башлиғанлиқи, дәвримиздә райондики һәр қайси милләтләрниң арилишип яшаватқанлиқини тәкитлигән.
Профессор яң лийүй болса хитай һөкүмитини уйғурларни һөрмәт қилишни, тарихни инкар қилиш нөвәттики назук әһвалда туриватқан милләтләр мунасвитини юмшитишқа пайдисиз, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.