Ху җяға сахароф кишилик һоқуқ мукапати бериш мурасими явропа парламентида өткүзүлди

Явропа парламентиниң әң юқири кишилик һоқуқ мукапати - сахароф мукапатиға еришкән хитай түрмисидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җяни мукапатлаш мурасими, чаршәнбә күни, явропа парламентиниң стирасбургдики бинасида өткүзүлди.
Мухбиримиз әркин
2008.12.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
xu-jya-saxarof-mukapat-305 17 - Декабир, чаршәнбә күни, йавропа парламентиниң стирасбургдики бинасида өткүзүлгән, кишилик һоқуқ мукапати - сахароф мукапатиға еришкән хитай түрмисидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җйани мукапатлаш мурасимидин көрүнүш. Екранда, ху җйаниң айали синалғу лентиси арқилиқ йиғин әһлигә ху җйаниң саламини вә рәхмитини йәткүзмәктә.
AFP Photo

Лекин мукапат тапшурувелиш мурасимиға ху җяниң қатнишиш имканийити болмиди. Хитай һөкүмити болса ху җяниң аяли зең җиңйәнниң қатнишишиға рухсәт қилмиди.

Сахароф мукапати явропа парламентиниң йилда бир қетим тарқитилидиған әң алий кишилик һоқуқ мукапати болуп, мәзкур мукапат совет иттипақи дәвридики русийә физика алими вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси сахарофниң намиға тәсис қилинған мукапат иди. Мәзкур мукапатниң бу йилқи лаурияти болса хитай түрмисидики бир мәһбус.

Явропа парламентиниң өктәбирдә бу йилқи сахароф мукапати хитай дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш билән әйиблинип, хитай түрмисигә соланған муһит, кишилик һоқуқ вә әйдизләр һоқуқи паалийәтчиси ху җяға берилидиғанлиқини елан қилиши хитай даирилирини ғәзәпләндүргән иди. Бейҗиңдики мәлум бир түрмидә йетиватқан ху җя явропа парламентиниң чаршәнбә күнки мукапат тарқитиш мурасимиға қатнишалмиди. Лекин ху җяниң бейҗиңда аилә нәзәрбәнт астидики аяли зең җиңйән явропа парламентидики мурасимға синалғуда тәбрик сөзи йоллиди.

Франсийиниң страсбург шәһиридики явропа парламент бинасида ечилған мукапат тарқитиш мурасиминиң шәрәп сәһнисидә ху җяға бир кишилик бош орун аҗиритилған иди. Мукапатлаш мурасимиға явропа парламентиниң рәиси, германийилик хәнз - герт поттериң риясәтчилик қилди шундақла явропа парламентидики пүтүн әзалар, меһманлар вә сахароф мукапати тәсис қилинған 20 йилдин бери мәзкур мукапатни алған әрбаблар яки уларға вәкиллик қилидиған кишиләр, сахарофниң ханими елина боннер қатарлиқлар мурасимда һазир болди.

Явропа парламентиниң рәиси хәнз - герт поттериң мурасимдики сөзидә явропа хитай билән яхши мунасивәт орнитишни арзу қилидиғанлиқини, лекин кишилик һоқуқни көрмәскә салалмайдиғанлиқини әскәртип, кишилик һоқуқниң дөләткә тәһдит дәп қаралмаслиқини тәкитлиди. Поттериң "биз явропа парламенти хитай билән яхши мунасивәт тикләшни арзу қилимиз. Бу мунасивәтни пәвқуладдә муһим дәп қараймиз. Хитай бүйүк дөләт, явропа хитайға еһтияҗ,хитай явропаға еһтияҗ. Лекин биз кишилик һоқуқни хитай хәлқиниң дости сүпитидә оттуриға қоюватимиз. Шундақла биз бирлик вә һәмкарлиқимизниң дуня тинчлиқи һәм тәрәққияти үчүн қанчилик ишларни қилип берәләйдиғанлиқини чүшинимиз. Кишилик һоқуқ һәр қандақ дөләткә тәһдит дәп қаралмаслиқи керәк. Лекин буниңға қаримай кишилик һоқуқ пүтүн дунядики барлиқ хәлқләрниң кишилик, колликтип вә универсал һәққидур " дәп көрсәтти.

Мурасимда ху җяниң аяли зең җиңйәнниң явропа парламентиға йоллап бәргән синалғу сөзи қоюлди. Зең җиңйән синалғудики сөзини мундақ башлайду": көпчилик яхшимусиләр. Мениң исмим зең җиңйән, мән ху җяниң аяли. Ху җя һазир түрмидә йетиватқанлиқи үчүн мукапатни елишқа келәлмиди. Мениң паспортум болмиғанлиқтин мурасимға келип ху җяға вакалитән мукапатни алалмиғанлиқимни әпу қилишиңларни сораймән". Өзиниң ху җяни ахирқи қетим 21 ‏ - ноябир күни түрмидә зиярәт қилғанлиқини, лекин түрмә даирилириниң ери билән мукапат тоғрисида параңлишишини чәклигәнликини тәкитлигән зең җиңйән, ху җяниң "тарих мениң тоғрилиқимни испатлайдиғанлиқиға ишәнчим бар " дегәнликини билдүрди.

Зең җиңйән: " ху җя маңа өзиниң җуңго түрмисидики әң ахирқи сиясий мәһбус болуп қелишини үмид қилидиғанлиқини әскәртти. Лекин җуңгониң реаллиқи болса унчилик үмидвар әмәс. Ху җя 3 ‏ - априлда сотланғандин кейин, хуаң чи, зең холин, чен давҗунләр өз қаришини әркин ипадилигәнлики үчүн қолға елинди. Бу әһваллар җуңгода әркинликниң йәнила чәклимигә учраватқанлиқини көрситиду, үмидвар болушимизға бирәр сәвәб йоқтур " дәйду.

Андрей сахароф совет иттипақиниң мәшһур физика алими вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси болуп, у 1970 ‏ - вә 80 ‏ - йилларда совет иттипақи риҗимини тәнқидлигәнлик сәвәби сүргүн қилинған вә узун йиллар түрмә һәм нәзәрбәнт астида яшиған иди. явропа парламенти 1988 ‏ - йили униң намиға мукапат тәсис қилиду. Ху җя хитайда сахароф мукапатиға еришкән иккинчи кишидур. Чаршәнбә күнки мурасимға андрей сахарофниң ханими елина боннер қатнашқан болуп, у явропа парламентини ху җя, ху җяниң аяли вә балисини қоғдаш, кишилик һоқуқни һәргиз қурбан қиливәтмәсликкә чақирди.

Елина боннер мундақ дәйду": хитайниң бүйүк дөләт, чоң дөләт икәнликини билимән. Лекин принсип нуқтисидин ейтқанда кишилик һоқуқтин һәргиз, һәргизму ваз кечишкә болмайду. Тәбий газ, нефит, пул - муамилә қатарлиқларни дәп, болупму һазирқидәк банка кризиси болуватқанда, немә сәвәб билән болса болсунки, бу нәрсиләрни кишилик һоқуқниң орниға дәсситишкә болмайду. Чүнки кишилик һоқуқ инсанийәт мәдәнийитиниң келәчикиниң һул тешидур".

Сахароф мукапати тәсис қилинған 1988 ‏ - йилдин бери бу мукапат нелсон, мандилла, андрей сахароф, берма өктичиләр рәһбири аңсән сучи, кофи аннан, түркийилик курдлар рәһбири ләйла зана, бенгаллиқ өктичи зат тәслимә нәсрин, судан кишилик һоқуқ адвокати салих мәһмут осман қатарлиқларға берилгән иди. Мәзкур мукапатни алғучиларға 50 миң явро берилиду. Ху җяниң аяли зең җиңйән, бу 50 миң явро билән фонди җәмийәт қуруп, түрмидики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң аилә - тавабиатиға ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.

Явропа парламентиниң рәиси хәнз - герт поттериң мурасимдики сөзидә, " ху җя сүкүттики хитай вә тибәт авазиниң вәкили сүпитидә намзатлиққа көрситилгән иди .... 1988 ‏ - Йили бизниң тунҗи мукапатимиз тарқитилғанда, тунҗи лауриятлиримизниң бири болған нилсон мандила түрмидә иди. Шу чағда андрей сахарофниң орни бош қалған иди. Мана бүгүн ху җяниң орни бош қалди," дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.