Японийиниң 3 чоң шәһридә хитай атом синақлири вә 5 - июл вәқәсигә аит йиғин ечилди

7 - Айниң 31 - күнидин етибарән японийиниң һәрқайси шәһәрлиридә 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә йиғин чақирилмақта. 7 - Айниң 31 - күни японийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәнди японийиниң нагасаки шәһригә берип, атомниң зийиниға учриғанлар музийини зиярәт қилип уйғур диярида атомдин зиян көргәнләр һәққидә сөһбәт елип барған.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.03
Yapon-atom-korgezmisi-Ilham-Mahmut-Doklat-305.jpg Сүрәт, йапонийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәндиниң, 7 - айниң 31 - күни, йапонийиниң нагасаки шәһригә берип, атомниң зийиниға учриғанлар музийини зийарәт қилип уйғур дийарида атомдин зийан көргәнләр һәққидә сөһбәт йиғиниға қатнашқан көрүнүшдин бири болуп, у йапонлуқларға хитайниң уйғур дийаридики 46 қетимлиқ атом синақлири тоғрисида доклат бәргән.
RFA Photo / Erkin Tarim

Илһам мәхмут әпәнди уйғур диярида атомдин зиян көргәнләр һәққидики мәлуматларниңму бу музейға қоюлиши керәкликини ейтқан. Бу учришишқа нагасаки парламент әзалириму қатнашқан.

8 - Айниң 1 - күни японийә қурултийи "нагасаки шәһридә биз билмәйдиған хитайниң атом тәһдиди вә уйғур мәсилиси" темисида йиғин чақирған болуп, йиғинда японийә уйғур җәмийити мәсули илһам мәхмут сөз қилған. У сөзидә уйғур диярида атомниң зийиниға учриған кишиләрниң интайин көп икәнликини, японларниң бу кишиләрни ениқлап чиқиши керәкликини ейтқан. У 8 - айниң 2 - күни японийиниң комамиту шәһридә "үрүмчи вәқәсиниң мәйданға чиқиш сәвәплири" темисида сөз қилған.

Бу йиғинни японийиниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған японийә қурултийи уюштурған болуп, бу йиғинға120 әтрапида киши қатнашқан. Илһам мәхмут әпәнди бу йиғинда 5 - феврал үрүмчи вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәққидә тохтилип, бу вәқәниң хитайниң узун йиллиқ бесим сиясити нәтиҗисидә оттуриға чиққанлиқини шуңа буниң җавабкари хитайлар дегәндәк "үч хил күч" ләр әмәс, бәлки хитайларниң өзи икәнликини ейтқан.

Илһам мәхмут бәргән мәлуматларға асасланғанда бу паалийәт 8 - айниң 6 - күнигичә давам қилидикән. Бу 3 йиғинда йәнә немәләр баян қилинди?

Бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш үчүн нәқ әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин тарим мәйданға телефон қилип бу йиғинға қатнишиватқан илһам мәхмут әпәнди билән телефон сөһбити елип барди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.