Бир уйғур: хитай консулханисиниң қурбан һейтлиқ зияпитидә шундақ азабландим
2012.11.30

Мәзкур паалийәткән қатнашқан, әмма өзиниң нам шәрипини ашкарилашни халимиған осакадики мәлум бир уйғур бу қетимқи зияпәткә уқмай келип қалғанлиқини һәмдә буниңдин бәк азабланғанлиқини билдүрди.
японийиниң осака шәһиридики уйғурларниң инкаслириға қариғанда, хитайниң осакадики консулханиси 10 - айниң 26 - күни, осакадики “бабулһаят” түрк ресторанида, баш консул лю йирен вә муавин баш консул қундуз йүсүпниң тәкшилиши билән осака, кюдо вә кобе қатарлиқ шәһәрләрдә яшаватқан, японийә вәтәндашлиқидики уйғурларға вә уйғур елидин кәлгән оқуғучиларға қурбан һейтни тәбрикләш паалийити елип барғанлиқи дәлилләнмәктә. Бу қетимқи паалийәткә қатнашқан, бир уйғур бизни синалғу вә сүрәтләр билән тәминләп, зияритимизни қобул қилди.
- Соал: сиз хитай консулханиси тәрипидин орунлаштурған қурбан һейтни тәбрикләш мурасимға қатнишипсиз? шундақму?
- Җаваб: шундақ. Мән қатнаштим.
Бу қетимқи паалийәткә һәм һазир шаңхәй музика институтида билим ашуруватқан, уйғур елидики әл сөйгән нахшичи сәнубәр турсунниң қундуз йүсүпниң алаһидә орунлаштуруши билән туюқсиз шаңхәйдин келип қатнашқанлиқи, сәнубәр турсун өзиниң икки күн бурунла японийигә баридиғанлиқини билгәнлики, илгири сүрүлмәктә. Биз һәқтә учур елиш үчүн, әл сөйгән нахшичи сәнубәр турсунға телефон қилдуқ.
Әпсус, сәнубәр турсунниң телефони елинмиди.
Мәлум болушичә,2010 - йилидин башлап хитай консулханисиниң муавин консули қундуз йүсүптин башланған хитай консулханисида қурбан һейтни тәбрикләш паалийитиниң бу қетим туюқсизла түрк рестораниға орунлаштурулуши вә шундақла нахшичи сәнубәр турсунниң қатниши, японийидики уйғур сиясий көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта. Бу һәқтә доктор турмуһәммәт өз қарашлирини баян қилди.
Биз бу қетимқи хитай консулханисиниң қурбан һейтни тәбрикләш паалийитигә қатнашқан, әмма өзиниң нам шәрипини ашкарилашни халимиған осакадики мәлум бир уйғур бу қетимқи зияпәткә уқмай келип қалғанлиқини һәмдә буниңдин бәк азабланғанлиқини билдүрди.