Японийә хитайниң белиқчи кемисини тутувалди
2012.12.31

Җәнубий японийә гезитиниң 12-айниң 31-күнидики хәвиридә баян қилинишичә, мушу айниң 29-күни чүштин кейин саәт бирләрдә японийә деңиз қоғдаш қисимлири һавадин айропилан билән көзитип, кагошима өлкисиниң якушима арилиға 130 километир йирақлиқтики японийә тәвәликигә қанунсиз киргән хитай тәрәпниң бир белиқчи кемисини байқиған. Деңиз қоғдаш әтритиниң җиддий һәрикәт қилиши билән шу күни кәч саәт тоққузларда японийиниң якошима арилиға 180 километир келидиған японийә деңиз тәвәликидин “миңша йүйүн 05307” номурлуқ, 200 тоннилиқ белиқчилар кона кемиси билән кемидики 9 нәпәр белиқчини қолға алған. Кеминиң капитани 44 яшлиқ лин шичин болуп, кемидин 1.5 Килограм деңиз марҗани тепилған.
Японийә кйодо агентлиқиниң 30-чесладики хәвиригә қариғанда, японийә тәвәликигә қанунсиз киргән белиқчилар кемиси японийә деңиз қоғдиғучи қисимлири тәрипидин қолға елинғандин кейин, хитайниң фукуока шәһиридики консулханиси дәрһал адәм әвәтип, кагошимадики деңиз қоғдаш қисимлири билән сөзлишиватқанлиқини билдүргән. Қанунсиз киргән бу кеминиң фуҗйән өлкисидә тизимлатқан кемә икәнликини әскәртиш билән биргә, йәкшәнбә күни кәчтә японийиниң бейҗиңдики баш әлчисиниң бу мәсилә һәққидә сөз қилиштин өзини қачурғанлиқини әскәрткән вә шундақла бу учурларниң хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин елинғанлиқини билдүргән.
Японийә иқтисад гезитиниң хитайниң ахбаратлиридин алған нәқилидә, хитай ахбаратлири кемидики капитан билән башқа икки нәпәр белиқчиниң һазир японийиниң кюшудики кагошима шәһиридә сорақ қилиниватқанлиқини билдүргән.
Башқа ахбарат хәвәрлиригә қариғанда, бу қетимқи хитай белиқчилар кемиси қанунсиз киргән деңиз тәвәлики бир қәдәр истратегийилик район болуп, бу вәқә японийә даирилириниң күчлүк диққитини тартқан.
Японийидики бир қисим тинчлиқпәрвәр кишиләр вәқәниң улғийип японийә, хитай вә тәйвәндики бир қисим милләтчиләрниң сенкаку арал мәсилисидин кейинки япон, хитай вәзийитини кәскинләштүрүветиштин әндишә қилмақта. Бу һәқтики өзиниң әндишини ипадилигән японийилик яма әпәнди, бу вәқәниң тинч йол билән бир тәрәп қилинишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Японийидики бир қисим деңиз-окяншунасларниң қаришичә, хитайдики муһит булғинишиниң еғирлиқидин хитай тәвәликидики деңизларда деңиз мәһсулатлири кемийип кәткән. Шу сәвәбтин хитай белиқчилири қанунсиз һалда башқа дөләтләр тәвәликигә киришкә мәҗбур болған.
Японийидики базар игилики тәтқиқатчилириниң пәризичә, һәр йиллиқ йеңи йил вә баһар байрими мәзгиллиридә хитайдики чоң шәһәрләрниң деңиз мәһсулатлириға болған еһтияҗи үзлүксиз ашқанлиқтин хитайдики белиқчилар қанунсиз һалда башқа дөләтләрниң деңиз тәвәликигә кирип қанунсиз белиқ тутуш һәрикити әвҗ алған. Өткән йили хитайдики баһар байрими йетип келиштин илгириму, хитай белиқчи кемилири корийә деңиз тәвәликигә қанунсиз кирип, корийә деңиз қоғдиғучи қисимлири билән тоқунушуп вәқә садир қилған иди. Бу қетимқи вәқәниң йеңи йил һарписида йүз бериши бәлким деңиз мәһсулатлири базириниң еһтияҗидин болуши мумкин дәп қаралмақта.
Хитайниң қанунсиз белиқчилири ялғуз асиядики хитайниң қошнилири болған японийә, филиппин, җәнубий корийә вә вйетнамларниң су тәвәликигә кирип вәқә садир қилғандин башқа, җәнубий америка қитәсидики аргентинаниң су тәвәликигә қанунсиз киргәнлики үчүн, аргентина даирилири мушу айниң 24-күни хитайниң икки белиқчи кемисини қанунсиз белиқ тутуш җинайити билән әйибләп сотқа тапшурған.